Нәһәмия 3:1—32

3  Баш роһаний Елиашиб вә униң қериндашлири роһанийлар туруп, Қойлар дәрвазисини ясап чиқти. Улар уни муқәддәсләп, ишиклирини қойди. Меа мунарисиғичә, Хананел мунарисиғичә уларни беғишлиди.  Уларниң қешида бир тәрәптин йерихалиқлар, йәнә бир тәрәптин Имриниң оғли Закхур иш қилди.  Белиқ дәрвазилирини Сенаяниң турғунлири ясиди. Улар уни йепип, ишиклирини қоюп, уларға тақайдиған қулупларни салди.  Уларниң қешида тамни Акозниң оғли, Урияниң оғли Меримот җөндиди, униң йенида Мешезабелниң оғли, Бәрәкияниң оғли Мешуллам, униң йенида Баананиң оғли Садок иш қилатти.  Уларниң қешида текойлиқлар әмгәк қилди. Амма уларниң арисидин байлири Өз Пәрвәрдигари үчүн әмгәк қилишни халимиди.  Кона дәрвазиларни Пасеяхниң оғли Йоиадда вә Бисодияниң оғли Мешуллам җөндиди. Улар уни қаплап, ишиклирини қоюп, қулуплирини һәм тақатмилирини асти.  Уларниң қешида гибионлуқ Мелатия вә дәрияниң у қетидики Миспаһ һәм Гибионниң турғунлири билән Мероноттин болған Ядон ишләтти.  Уларниң қешида күмүч ишларниң устиси, Харһаяниң оғли Узиил әмгәк қилди. Униң йенида яғларни ясиғучиниң оғли Ханания болди. Улар Кәң тамғичә ишләп, андин Йерусалимдин кетишти.  Уларниң қешида Йерусалим йерим әтрапиниң башчиси, Хурниң оғли Рифая ишлиди. 10  Андин өз өйигә қариму-қарши тамниң қисмида Харуматниң оғли Йидая әмгәк әтти, андин болса Хашабнаниң оғли Хаттуш ишлиди. 11  Иккинчи өлчүктә җөндәш ишлириға Харимниң оғли Малхея вә Пахат-Моабниң оғли Хашуб қатнашти. Улар шундақла Тәч мунарисини ясиди. 12  Уларниң қешида Йерусалим йерим әтрапиниң башчиси, Һаллоһешниң оғли Шаллум өз қизлири билән меһнәт қилди. 13  Вадиниң дәрвазилирини Ханун вә Заноаһниң турғунлири ясиди. Улар қуруп чиқип, ишиклирини қоюп, қулуплап пүтәрди. Йәнә улар Қиға дәрвазилириғичә болған тамниң 1000 җәйнәк мусапини ясап чиқти. 14  Қиға-Күл дәрвазилирини Бәйт-Һаккәрәм вилайитиниң башчиси, Рекабниң оғли Малхея ясиди. У уларни пүтүрүп, ишиклирини қоюп, қулуплиди. 15  Булақниң дәрвазилири болса, Миспаһ йерим вилайитиниң башчиси, Колхозейниң оғли Шаллум җөндиди. У уларни қаплиди, ишиклирини ясиди вә қулуплири билән тақатмилирини орнатти. У йәнә падиша беғиниң йенидики Шелаһ көлчигиниң қешидики тамни Давут шәһиридин чүшидиған пәләмпәйләргичә ясап чиқти. 16  Униңдин кейин җөндәшни Бәйт-Зур йерим вилайитиниң башчиси, Азбуқниң оғли Нәһәмия елип маңди. У бу ишни Давутниң қәбригичә вә ясалған көлчәк һәм қәйсәрләр өйигичә жүргүзди. 17  Андин ишни Банийниң оғли Рехум, ләвийләр, атқурди. Униң йенида Қийлаһ йерим вилайитигә вакаләтән башчиси Хашавия 18  вә униң бурадәрлири Қийлаһ йерим вилайитиниң башчиси, Хенададниң оғли Баввай ишлиди. 19  Униң қешида бүҗгәктики қуралханиға қарши, иккинчи өлчүктә Миспаһниң башчиси, Йешуйниң оғли Езер сепилни җөндиди. 20  Андин иккинчи өлчүктә баш роһаний Елиашибниң өйиниң булуңидин тартип ишиклиригичә Забвайниң оғли Барук қизғин ишлиди. 21  Униңдин кейин иккинчи өлчүктә Елиашиб өйиниң ишигидин тартип ахириғичә Акозниң оғли, Урияниң оғли Меримот әмгәк қилатти. 22  Униңдин кейин әтрапларда туридиған роһанийлар ишқа иштрак қилди. 23  Улардин кейин өйлиригә қарши тәрәптә Бениамин билән Хашуб ишләтти. Уларниң йенида өзиниң өйиниң қешида Хананияниң оғли, Маасеяниң оғли Азария иш бәҗирди. 24  Улардин кейин, иккинчи өлчүктә Азарияниң өйидин бурулушқичә Хенададниң оғли Бинуй ишлиди. 25  Андин зиндан һойлисиниң йенида турған падиша өйиниң үстидин көринидиған мунарға һәм буҗгәккә қарши җайда Узайниң оғли Палал ишләтти. Униңдин кейин Парошниң оғли Пидая меһнәт қилди. 26  Офелда яшайдиған нефинейлар Су дәрвазилириниң шәрқий тәрипидин көтирилип турған мунарғичә иш бәҗирди. 27  Уларниң кәйнидә, иккинчи өлчүктә, текойлиқлар әмгәк қилди. Уларниң қаримиғида егиз турған йоған мунарға қарши җайдин Офел сепилигичә җөндәш болди. 28  Ат дәрвазилиридин кейин ишни роһанийлар, һәрқайси өз өйигә қариму-қарши тәрәптә ишлиди. 29  Улардин кейин, өз өйигә қарши җайда, Иммерниң оғли Садок ишлиди, андин Шәриқ дәрвазилириниң күзәтчиси Шеканияниң оғли Шемая җөндиди. 30  Андин иккинчи өлчүктә Шелемияниң оғли Ханания вә Салафниң алтинчи оғли Ханун әмгәк қилди. Униңдин кейин өз бөлмисиниң қарши тәрипидә Бәрәкияниң оғли Мешуллам ишлиди. 31  Андин Зортийниң оғли Малхея нефинейлар һәм сетиқчилар маканиниң қешида Күзитиш дәрвазилириға вә булуңдики үстүнки ханиға қарши йәрдә әмгәк қилди. 32  Буҗгәктики үстүнки ханиниң вә Кой дәрвазилири арисида җөндәш ишлирини күмүч ишлар устилири вә сетиқчилар атқуратти.

Изаһәтләр