Нәһәмия 4:1—23

4  Санбаллат бизниң сепилни қуруватқинимизни аңлап, интайин хапа болуп, йәһудийларға нәпрәтлинип, уларни мәсхирә қилди.  У өз бурадәрлири һәм самарийәлиқ һәрбий кишиләр арисида: «Бу аҗиз йәһудийлар немә қиливатиду? Наһәтки уларға һечким тәгмәмду? Наһәтки улар қурбанлиқлирини әкеләмду? Ушбу қетим улар ишини тамамламду? Наһәтки улар йәр харабилиғидин ташларни тирилдүрүп, мәзкүр көйдүрүлгән нәрсини тикләмду?»— дәп, қайта-қайта ейтатти.  Униң қешида турған амонлуқ Тобия униңға: «Мана, көрисән: улар қурған нәрсә үстидин, әгәр түлкә меңип өтсә, уларниң таш темини бузуветиду!»— дәтти җававән.  Худайим, бизни аңлиғина, биз қандақ һақарәтликтә болуватимиз һәм уларниң қарғишлирини өз бешиға атқина вә уларни тутқунға берип, олҗиға айландурғина!  Уларниң җинайәтлирини йепип, уларниң гуналири Сениң йүзүң алдида өчмисунчу, чүнки улар қурулушчиларни бәк рәнҗитти.  Амма биз сепилни ясавәрдуқ вә пүткүл қалған қисми билән туташмиғичә, йеримигичә қуруп чиқтуқ. Хәлиқ пүтүн вуҗудидин ишлиди.  Йерусалимниң тамлириниң тиклиниватқини һәққидә Санбаллат, Тобия, әрәпләр вә Азотниң турғунлири аңлап, бузулған җайларниң йепиливатқинини көргәндә, улар наһайити терикти.  Шуниң билән улар һәммиси Йерусалимға уруш ечип, зиян кәлтүрүшни нийәт қилди.  Лекин биз Пәрвәрдигаримизға илтиҗа қилип, уларға қарши өзүмизни қоғдаш үчүн, кечә-күндүз күзәт қойдуқ. 10  Лекин Йәһуда: «Жүк тошиғучиларниң күчи қалмайватиду, тошуйдиған топа болса көп. Биз тамларни башқа ясалмайдиған охшаймиз»,— деди. 11  Қаршилашқучилиримиз болса: «Улар бизниң қандақ йеқинлишип, уларни қириветишимизни көрмәйду һәм байқимайду. Шундақ қилип, мәзкүр ишни тохтитимиз»,— дейишти. 12  Уларниң қешида яшиғучи йәһудийлар келип, һәммә тәрәптин уларниң бизгә һуҗум ясишини он қетимлап йәткүзди. 13  Шу чағда мән сепилниң кәйнидики қуруқ җайларда вә ойманларда хәлиқни қәбилилири бойичә қиличлар, нәйзиләр вә оқ-ялар билән қойдум. 14  Мән уларни қарап чиқип, арисидики мәшһурлар, шәһәр һакимлири вә башқа хәлиқкә: «Улардин зади қорқмаңлар, пәқәт улуқ вә һәйвәтлик Йәһвани әстә тутуңлар вә бурадәрлириңлар, оғул-қизлириңлар, аяллириңлар һәм өй-маканлириңлар үчүн күришиңлар!»— дәп роһландурдум. 15  Дүшмәнлиримиз бизгә уларниң нийити мәлум болғанлиғини аңлап, шу чағда Худаниң уларниң һарам ойини бузувәткәнлигини чүшәнди. Биз болсақ, яңливаштин тамларға йеқинлишип, өз ишимизға кириштуқ. 16  Шу күндин тартип яш кишилиримиз иш билән бәнт болуп, йерими нәйзиләр, қалқанлар, оқ-ялар билән қураллинип, бизни күзәтти. Башлиқлар пүткүл Йәһуда өйиниң кәйнидә ишлиди. 17  Сепилни қурғучилар вә жүк көтәргүчиләр бир қоли билән ишлисә, йәнә бир қолида нәйзә тутти. 18  Қурулушчиларниң һәрқайсиниң белидә қилич болди вә улар шундақ түрдә ишлиди. Мениң қешимда карнәйчи туратти. 19  Мән хәлиқниң ичидики абройлуқ башчиларға мундақ дедим: «Ишимиз нурғун вә у кәң көләмдә меңиватиду, биз болсақ тамларда бир-биримиздин жирақ-жирақ туримиз. 20  Шуңлашқа карнәйниң авазини аңлиғанда, шу җайға жиғилиңлар: Пәрвәрдигаримиз силәр үчүн җәң қилиду». 21  Шундақ һалда биз ишлиримизни давамлаштурдуқ. Йеримимиз таң етишидин башлап юлтузлар чиққичә, қоллирида нәйзиләрни тутатти. 22  Униңдин ташқири, ушбу вақитта мән хәлиқкә Йерусалимда қуллири билән қонушини җекилидим. Улар кечиси күзәттә болуп, күндүзи ишта болиду. 23  Биз өзимиздин кийимлиримизни йәшмәттуқ, йә мән, йә мениң бурадәрлирим, йә мениң қуллирим, йә мени күзитидиған сақчилирим. Һәрқайси өзиниң қуралини оң қолида чүшәрмәй тутатти.

Изаһәтләр