Нәһәмия 5:1—19

5  Хәлиқтә вә уларниң аяллири арисида йәһудийларға қарши чоң наразилиқ көтирилди.  Шундақларму болдики, улар: «Биз өзимиз, оғул-қизлиримиз нурғун, қәйәрдин биз озуқлиниш һәм яшаш үчүн нан алимиз?»— дәтти.  Шундақларму болдики, улар: «Биз етизлиримизни, үзүмзарлиқлиримизни һәм өйлиримизни қосақниң ачлиғини қандурушқа, нан тепиш үчүн гөрүгә қоюватимиз»,— дәтти.  Йәнә бирлири: «Биз шаһқа селиқ үчүн күмүчни қәризгә елиш үчүн, гөрүгә етизлиримиз билән үзүмзарлиқлиримизни бериватимиз.  Бизниң бурадәрлиримиздәкла биз вә оғуллиримиз уларниң оғуллиридәкла. Мана, биз оғул-қизлиримизни қуллуққа бериветишкә мәҗбур болдуқ вә қизлиримизниң бәзилири қуллуқта. Улар бизниң қолумизда әмәс вә етизлиримиз билән үзүмзарлиқлиримизға башқилар егә»,— дәп кайишти.  Мән уларниң пәрияди билән гәплирини аңлап, интайин ечиндим.  Лекин көңлүм маңа мундақ мәслиһәт бәрди һәм мән һаллиқларға вә башчиларға тәнбиһ қилдим: «Силәр бурадәрлириңлар арисида қәризни өсүмгә бәргүчиләр бопсиләр!» Шуниң билән мән уларниң бу ишини муһакимә қилиш үчүн чоң жиғин чақирттим.  Мән уларға: «Биз күчимиз йетишсә, бутпәрәсләргә сетилип кәткән бурадәрлиримиз-йәһудийларни қуллуқтин сетивалатуқ, һә, силәр болсаңлар, өз бурадәрлириңларни қуллуққа еливапсиләр. Бу немә қилғиниңлар?»— дедим. Улар болса җавап тапалмай, ун чуқмай туратти.  Мән уларға: «Силәр яхши иш қилмапсиләр. Өзәңларни дүшмәнлиримиз, бутпәрәсләр, алдида күлкигә қоюштин көрә, Рәббимизниң алдида әтийәт билән жүргиниңлар қанчилик яхши болатти?! 10  Мән, мениң қериндашлирим һәм мениң хизмәткарлирим уларға күмүч билән нанни қәрзигә бәргән едуқ: уларға ушбу қәризни қалдуримиз. 11  Силәрму мошу күндин тартип, уларниң үзүмзарлиқ, зәйтун дәрәқлиқ бағлирини вә уларниң өй-маканлирини қайтуруветиңлар. Һәм күмүчтин, нандин, шараптин вә зәйтун мейидин пайиз тәләп қилмаңлар»,— дәп нәсиһәт қилдим. 12  Улар җававән: «Қайтуримиз һәм тәләп қилмаймиз. Сән ейтқандәк, һәммини қилимиз»,— деди. Мән роһанийларни чақиртип, уларни ләвийләр алдида қәсәм беришини буйридим. 13  Мән қойнумдин униңда бар нәрсиниң һәммисини йәргә төкүп: «Мана мошундақ һәқиқий Худа һәрқандақ сөзини тутмиған адәмни өйидин һәм егилигидин төкүп чиқарсун! Шундақ қилип, униңки барлиқ нәрсиси йоқилиду!»— дедим. Пүткүл жиғин: «Амин!»— дәп қоллиди. Андин Йәһвани улуқлап, хәлиқ мәзкүр гепини орунлиди. 14  Андин ташқири, мени Йәһудия зимининиң өлкә башчиси қилип қойғандин башлап, Артахшашт шаһниң 12-жилидин 32-жилиғичә, 12 жил мән һәм мениң қериндашлирим өлкә башлиғиниң мааши билән пайдиланмидуқ. 15  Мәндин бурун болған өлкә башчилири хәлиқни езип, улардин 40 шекәл күмүчниң үстидин нан һәм шараптин қисимларни алатти. Һәтта уларниң хизмәткарлириму хәлиқниң үстидин һөкүмранлиқ қилатти. Мән болсам, Худадин қорққинимдин бундақ иш қилмидим. 16  Шуниңдәкла сепилниң қурулушидиму мән иштрак қилдим. Биз етизларни сетивалмидуқ, барлиқ хизмәткарлирим у җайларда ишлиди. 17  Дәстихинимда йәһудийлардин һәм башчилардин һәр күни 150 адәм тамақлинатти. Бу әтрапимизда яшиған башқа хәлиқләрдин келип тамақланғанлардин ташқири. 18  Мана, мениңда бир күндә тәйярлинидиған таамлар: бир буқа, алтә бодалған қой һәм көплигән қушлар. Он күндә бир қетим шарапниң түр-түри бериләтти. Мән шундақ болсиму өлкә башлиғиниң маашини тәләп қилматтим, чүнки шунда хәлиқкә еғир хизмәт жүклинәтти. 19  Яратқучим, мениң пайдамға мән мошу хәлиқ үчүн қилған әмгигимни әслигәйсән!

Изаһәтләр