Нәһәмия 6:1—19

6  Санбаллат, Тобия, әрәп Гәшәм вә башқа қаршилашқучиларниң қулиғиға мән сепилни ясап болғиним вә униңда һечбир бузулушлар қалмиғини йәткәндә, (һалбуки, у вақитқичә мән техи дәрвазиларға ишикләрни қоюп үлгәрмигән едим),  шу чағда Санбаллат билән Гәшәм маңа адәм әвәтип: «Кәл, Оно вадисиниң бир йезисида учришайли»,— дәп тәклип қилди. Улар маңа яманлиқ қилишни ойлиди.  Лекин мән уларға әлчиләрни әвәтип: «Мән муһим иш билән бәнт, шуңа келәлмәймән. Әгәр ишни ташлап, силәргә барсам, иш тохтап қалиду, буниң кериги немә?»— дәп, җавап қайтурдим.  Төрт қетим улар маңа шундақ тәклип әвәтти, мәнму уларға шундақ җавап бәрдим.  Бәшинчи рәт маңа Санбаллат ушбу иш бойичә малийини әвәтти, униң қолида ечиқлиқ хәт барди.  Униңда мундақ йезилипту: «Хәлиқләрниң арисида бир сөз болмақта вә Гәшәмму, сән вә йәһудийлар исиян көтәрмәкчи, дәйду. Шуниң үчүн сән сепилни ясаватисән. Шу гәпләр бойичә сән уларниң падишаси болисәнкән.  Шуниңдәкла, сән тоғрилиқ Йерусалимда вәз ейтиши үчүн, пәйғәмбәрләрни қоюпсән. Улар: “Бу киши Йәһудияниң падишаси!”— дәп җакалаватиду. Шубһисизки, шаһқиму бу гәпләр йетиду. Демәкчи, кәл һәм биргә мәслиһәт қилайли».  Бирақ мән униңға мундақ дедим: «Сән ейтиватқан сөзләр болмиди, буниң һәммисини өз әқлиңдин ойлап чиқардиң!»  Улар һәммәйлән бизни қорқутуп, мундақ ойлиди: «Улар бу ишни қилиштин қоллирини чүшириду вә у әмәлгә ашмайду». Амма Сән, Худайимиз, қоллиримни әнди қувәтлигин! 10  Мән Мегетавелниң оғли, Делаяниң оғли Шемаяниң өйигә бардим. У ишигини тақавелип: «Кәл, иккимиз биллә Худаниң өйигә, һәрәмниң ичигә кирип, кәйнимиздин ибадәтханиниң ишиклирини йепивалайлуқ, чүнки улар сени өлтүрүшкә келиду, түндә өлтүрүшкә келишни нийәт қилмақта»,— деди. 11  Лекин мән униңға: «Мениңдәк киши қәйәргә жүгрисун? Қандақларчә мениңдәк киши ибадәтханиға аман қелиш үчүн кирип, тирик қалалисун? Бармаймән!»— дәп, қәтъий турдум. 12  Мән шуни байқидимки, уни Худа әвәтмиди, гәрчә у пәйғәмбәрләрчә маңа сөзлигән болсиму. Тобия билән Санбаллат уни сетивалған еди. 13  У шуниң үчүн сетивелиндики, мән қорқуп кетип, у дегәндәк иш қилсам, гуна өткүзәттим. Улар үчүн мени шәрмәндә қилишқа бу яхши сәвәп еди. 14  Илаһим, Тобия билән Санбаллатқа уларниң мошу қилиқлирини есиға салғин вә Ноадия пәйғәмбәр аялниң һәм башқа мени қорқатқан пәйғәмбәрләрниңму есиға салғин! 15  Сепил қурулуп, елул ейиниң 25-күни 52 күн давамида тамамланди. 16  Мошу тоғрисида барлиқ дүшмәнлиримиз аңлиғанда вә өп-чөримиздики барлиқ хәлиқләр буни көргәндә, улар өз көзидә бәк пәсләшти вә мәзкүр иш-һәрикәт Пәрвәрдигаримизниң қудрити билән қилинғанлиғини билди. 17  Униңдин ташқири, ушбу күнләрдә йәһудийлардин тонулғанлар өзлиридин көп хәтләрни Тобияға язди. Улар Тобия тәрипини тутқанлардур вә Тобиядин кишиләр уларға келәтти. 18  Сәвәви, Йәһудияда нурғунлири униң билән бир пикирдә болғанди, чүнки у Арахниң оғли Шеканияниң қейинатиси еди. Униң оғли Йеханан өзигә Бәрәкияниң оғли Мешулламниң қизини хотунлуққа алған еди. 19  Улар һәтта мениң алдимда униң пәзиләтлири тоғрилиқ ейтишатти һәм мениң барлиқ сөзлиримни униңға йәткүзәтти. Мени чөчүтүш үчүн хәтләрни Тобия әвитәтти.

Изаһәтләр