Нәһәмия 7:1—73

7  Сепил қурулуп болғандин кейин мән ишикләрни орнаттим вә дәрвазичилар, сазәндиләр һәм ләвийләр өз хизмитигә киришти.  Мән акам Хананияға һәм Йерусалим қорғининиң башчиси Хананийға буйруқ бәрдим, чүнки бу киши башқа инсанларға қариғанда, садиқ вә Худадин әтийәт қилидиған адәм еди.  Мән уларға: «Йерусалим дәрвазилирини яхши иссимиғичә ачмисун вә күзәтчиләр техи турғанда, ишикләрни йепип тақисун. Шундақла Йерусалим турғунлиридин күзәтчиләрни қоюңлар, һәрқайсини өз орниға, өз өйиниң қариму-қаршиға»,— дәп пәрман чүшәрдим.  Лекин шәһәр кәң вә йоған болғанлиқтин, хәлиқ болса униңда көп болмай вә өйләрниң барлиғи техи селинип болмиған еди.  Шуңа Худайимим жүригимгә тизимлаш ишини өткүзүш үчүн атақлиқлар вә башчиларни һәм авам хәлиқни жиғишни салди. Мән әң бешида қайтип кәлгәнләрниң нәсәбнамисиниң тизимини таптим.Униңда мундақ йезилипту:  «Мана, Бабил шаһи Нәбуқәднәсәр тәрипидин тутқунға әкетилип, андин Йерусалим билән Йәһудияға, һәрким өз шәһиригә қайтқан һәрхил өлкиләрниң аһалиси.  Зәрубабил билән кәлгәнләр: Йәшуа, Нәһәмия, Азария, Раамия, Нахамани, Мардохей, Билшан, Мисперет, Бигвай, Нехум, Баана. Мана, Исраил хәлқиниң сани:  Парошниң оғуллиридин 2172 адәм.  Шифатияниң оғуллиридин 372 киши. 10  Арахниң оғуллиридин 652 адәм. 11  Пахат-Моабниң оғуллиридин, Йешуй һәм Йоабниң оғуллириниң сани 2818 инсан. 12  Еламниң оғуллиридин 1254 киши. 13  Заттуйниң оғуллиридин 845 адәм. 14  Закхайниң оғуллиридин 760 киши. 15  Бинуйниң оғуллиридин 648 киши 16  Бевайниң оғуллиридин 628 инсан 17  Азгадниң оғуллиридин 2322 адәм. 18  Адоникамниң оғуллиридин 667 киши. 19  Бигвайниң оғуллиридин 2607 адәм. 20  Адинниң оғуллиридин 655 киши. 21  Хизқияниң өйидин Атерниң оғуллириниң сани 98 адәм. 22  Хашумниң оғуллиридин 328 киши. 23  Безайниң оғуллиридин 324 инсан. 24  Харитниң оғуллиридин 112 киши. 25  Гибионниң турғунлиридин 95 адәм. 26  Бәйтләһәм вә Нетотаниң турғунлиридин 188 киши. 27  Анатотниң турғунлиридин 128 адәм. 28  Бәйт-Азмабетниң турғунлиридин 42 киши. 29  Кириат-Йаримниң Кетираниң һәм Беротниң турғунлиридин 743 киши. 30  Рамаһ вә Гебаниң турғунлиридин 621 киши 31  Микмасниң турғунлиридин 122 адәм. 32  Бәйтәл һәм Гайниң турғунлиридин 123 инсан. 33  Башқа Невониң турғунлиридин 52 адәм. 34  Башқа Еламниң оғуллиридин 1254 киши. 35  Харимниң оғуллиридин 320 адәм. 36  Йериханиң турғунлиридин 345 киши. 37  Лод, Хадид вә Онониң аһалисидин 721 инсан. 38  Сенаяниң турғунлиридин 3930 киши. 39  Роһанийлардин: Йешуйниң өйидин, Йидаяниң оғуллиридин 973 киши. 40  Иммерниң оғуллиридин 1052 адәм. 41  Пашхурниң оғуллиридин 1247 киши. 42  Харимниң оғуллиридин 1017 адәм. 43  Ләвийләрдин: Кадмиил өйидин Йешуйниң оғуллири, Годавияниң өйидин 74 киши. 44  Нәғмичиләрдин: Асаф оғуллиридин 148 инсан. 45  Дәрвазичилардин: Шаллумниң оғуллиридин, Атерниң оғуллиридин, Талмонниң оғуллиридин, Аққубниң оғуллиридин, Хатитниң оғуллиридин, Шовайниң оғуллиридин 138 киши. 46  Нефинейлардин: Зиханиң оғуллиридин, Хасуфниң оғуллиридин, Табаотниң оғуллиридин, 47  Керосниң оғуллиридин, Сиагниң оғуллиридин, Тадонниң оғуллиридин, 48  Лебаниң оғуллиридин, Хагабниң оғуллиридин, Шемлайниң оғуллиридин, 49  Қананниң оғуллиридин, Гидделниң оғуллиридин, Гахарниң оғуллиридин, 50  Риаяниң оғуллиридин, Резинниң оғуллиридин, Некодниң оғуллиридин, 51  Газзаниң оғуллиридин, Уззаниң оғуллиридин, Пасеяхниң оғуллиридин, 52  Весайниң оғуллиридин, Меунимниң оғуллиридин, Нетисимниң оғуллиридин, 53  Бакбукниң оғуллиридин, Хакутниң оғуллиридин, Хакаурниң оғуллиридин, 54  Вазлутниң оғуллиридин, Мехшидниң оғуллиридин, Харшиниң оғуллиридин, 55  Баркосниң оғуллиридин, Сисараниң оғуллиридин, Тамахниң оғуллиридин, 56  Незиахниң оғуллиридин, Хатитниң оғуллиридин. 57  Сулайман падишаниң қуллириниң оғуллири, Сотайниң оғуллири, Соферетниң оғуллири, Терудниң оғуллири, 58  Йалниң оғуллири, Дарконниң, Гидделниң оғуллири, 59  Шифатияниң оғуллири, Хаттилниң оғуллири, Похерет-Газеваимниң оғуллири, Амиянниң оғуллири. 60  Барлиқ нефинейлар вә Сулайман падишаниң қуллириниң оғуллиридин 392 адәм қайтип кәлди. 61  Мана, Телмелах, Тел-Харшидин чиққанлар: Херуб, Аддан вә Иммер (һалбуки, улар атилириниң өйлирини вә өз нәслини, исраиллиқлардинму улар дәлилләп берәлмиди). 62  Делаяниң оғуллиридин, Тобияниң оғуллиридин, Некодниң оғуллиридин қайтқанлар сани 642 адәм. 63  Роһанийлардин: Ховаяниң оғуллиридин, Акозниң оғуллиридин, Барзилайниң оғуллиридин (у өзигә гилиатлиқ Барзилайниң қизини хотунлуққа елип, униң исим-нәсибиси билән атилишқа башлиди). 64  Улар нәсәбнамилар тизимлирида өзлири һәққидә йезиқларни издәп, тапалмиди. Шуңлашқа роһанийлиқтин улар чиқирилди. 65  Уларға тиршафа, йәни һаким хизмәткә урим һәм туммим билән бүйүк баш роһаний киришмигичә, улар муқәддәсликләрни истимал қилмаслиғиниң лазим екәнлигини әскәртти. 66  Һәммә җәмийәтниң җәми 42 360 адәмдин ибарәт еди. 67  Униңдин ташқири, уларда әр, аял қулларниң сани 7337 киши болди. Йәнә әр, аял нахшичиларниң сани 245 адәм еди. 68  Атларниң сани 736, хечирларниң 245 баш еди. 69  Төгиләрдин 435, ешәкләрдин 6720 баш бар еди. 70  Нәсилләрниң башчилиридин бәзилири ишларни атқурушқа һәссисини қошти. Һаким ғәзниханиға 1000 дарик алтун, 50 қача, 530 роһанийларниң кийимини бәрди. 71  Әвлатлар башлиқлири ғәзниханиға ишлар жүргүзүлүши үчүн 20 000 дарик алтун, 2200 мина күмүч һәдийә қилди. 72  Хәлиқтин бирмунчилири 20 000 дарик алтун, 2000 мина күмүч вә 67 роһанийлар тонини соға қилди. 73  Шуниң билән роһанийлар, ләвийләр, дәрвазичи-күзәтчиләр, сазәндә-нәғмичиләр, пүткүл хәлиқ, нефинейлар һәм барлиқ исраиллиқлар өз шәһәрлиридә истиқамәт қилди».

Изаһәтләр