Нәһәмия 9:1—38
9 Ушбу айниң 24-күни барлиқ Исраил оғуллири роза тутуп, матәм кийимдә башлириға топа чечип, жиғилди.
2 Исраил уруғи барлиқ ят хәлиқләрдин бөлүнүп, өрә туруп, өзлириниң вә атилириниң қилмишлирида товва қилишти.
3 Андин өз орунлирида турушуп, күнниң бир чарәк давамида Худайи Йәһваниң Қанун китавини оқуди, күнниң йәнә бир чаригидә өз ишлирини очуқ ейтишип, Илаһи Йәһваға тазим қилди.
4 Егиз җайға ләвийләр Йешуй, Баний, Кадмиил, Шебания, Бунни, Шеревия, Баний, Кенани туруп, Пәрвәрдигари Йәһваға жуқури авазда мураҗиәт қилди.
5 Ләвийләр Йешуй, Кадмиил, Баний, Хашабна, Шеревия, Һодия, Шебания, Петахия мундақ нутуқ билән чиқти: «Туруңлар, Худайиңлар Йәһвани мубарәкләңлар, әсирдин әсиргичә Сениң шөһрәткә оранған исмиңни мәдһийилисун, У һәрқандақ махташ билән мәдһийәдин артуқтур!
6 Сән, Йәһва, бирдин-бир Яратқучидур, Сән асманларниң асминини һәм уларниң һәммә әскирини, йәр-зиминни һәм униңдики барлиқ мәвҗудатни, деңизларни һәм улардики барлиқ нәрсиләрни яраттиң! Сән буларниң һәммисини тирик тутисән вә әрш әскири Саңа ибадәт қилмақта.
7 Сән, Йәһва, Ибрамни таллиған Тәңрисән, уни Халдияниң Ур шәһиридин ачиқип, униңға Ибраһим дегән исимни қойдуң.
8 Униң жүригини алдиңда садиқ тепип, униң билән келишим түздиң. Униңда Сән қананлиқларниң, һетийларниң, аморийларниң, перизийларниң, йәвусийларниң һәм гергисийларниң йерини Ибраһимниң әвладиға беришни вәдә қилдиң. Сән Өз сөзлириңни орунлидиң, чүнки Сән һәқиқәтчи!
9 Сән әҗдатлиримизниң дәрдини Мисирда көрүп, уларниң Қизил деңизниң бойидики дат-пәриядини аңлидиң.
10 Пирәвн, униң барлиқ хизмәткарлири һәм униң йериниң пүткүл хәлқи үстидин карамәтләр билән мөҗүзиләрни көрсәттиң. Сәвәви, Сән шуни биләттиңки, улар биз билән өзлирини тәкәббур тутатти, шундақ қилип, Сән Өз исмиңни мошу күнгичә шөһрәткә бөлидиң.
11 Сән уларниң алдида деңизни қақ йерип, улар деңизниң түвидә қуруқлуқта маңғандәк өтти. Уларниң кәйнидин қоғлиғанларни Сән, ташни чоңқур суларға ташлиғандәк, күчлүк суларға ташлидиң.
12 Булут түвригидә Сән уларни күндүзи, от түвригидә кечиси елип маңдиң. Шундақларчә уларниң алдидики йолини йорутуп бәрдиң.
13 Андин Синай теғиға чүшүп, улар билән самадин сөзләп, уларға Өзәңниң адил тохтамлириңни, һәқиқәтниң қанунлирини вә меһриван көрсәтмиләр билән вәсийәтлириңни тапшурдиң.
14 Уларға шәнбини Өз муқәддәслигиңдәк көрсәттиң, қулуң Мусаниң қоли арқилиқ вәсийәтлириңни, көрсәтмилириңни һәм қанунлириңни бәрдиң.
15 Сән асмандин уларниң ачлиғини қандуруш үчүн нанни бәрдиң вә таштин услуғини қандуруш үчүн суни чиқардиң. Шундақла уларға Сән қолуңни көтирип қәсәм ичкән йәрни мирасқа елиши үчүн, шу яққа беришини ейттиң.
16 Лекин бизниң атилиримиз тәтүрлүк қилишип, гәдинини қаттиқ тутушти вә Сениң вәсийәтлириңгә қулақ салмиди.
17 Улар бойсунушни халимай, улар билән қилған Сениң әҗайип ишлириңни ядлимиди вә бойнини һакавур тутуп, тәрсалиғи түпәйлидин өзлириниң үстигә бир башчини қоюп, яңливаштин қуллуққа қайтишни нийәт қилди. Амма Сән, кәчүрүмчан, яхшилиқ вә рәһимлик қилишни яхши көридиған, ғәзәпкә алдиримайдиған вә меһир-шәпқәттә улуқ Тәңри болғанлиғиңдин, уларни қалдурмидиң.
18 Гәрчә улар өзигә қуйма мозайни ясап: “Мана, сени Мисирдин ачиққан Худайиң!”— дегән болсиму вә көплигән рәнҗитишләрни қилсиму,
19 лекин Сән Өзәңниң бүйүк рәһимдиллиғиң бойичә уларни чөл-баяванда ташлап кәтмидиң. Булут түвригиң күндүзи, от түвригиң түндә уларға маңидиған йолини йорутуп турди.
20 Сән уларға тәлим бериш үчүн илтипат роһиңни бәрдиң, маннаңни уларниң ағзидин тартивалмидиң вә услуғини қандуруш үчүн суни берип турдиң.
21 Сән уларни җәзиридә 40 жил озуқландурдиң, улар һечнемидә камчилиқ тартмиди, кийимлири кониримиди вә аяқлири ишимиди.
22 Сән уларға шаһлиқлар билән хәлиқләрни берип, уларни һәрқайси җайларда орунлаштурдиң: улар Есибон шаһи Сигонниң вә Башан шаһи Огниң зиминлирини мирасқа алди.
23 Уларниң оғуллирини Сән асмандики юлтузлардәк көпәйтип, уларниң атилириға вәдә қилған йәр-зиминға әкирдиң.
24 Оғуллири келип, шу йәрниң варислири болди. Сән уларға ушбу йәрниң турғунлири қананлиқларни, уларниң шаһлирини, хәлиқлирини өз ирадиси билән уларға муамилә қилишиға тапшурдуң.
25 Улар мустәһкәмләнгән шәһәрләрни вә мунбәт йәрни, һәрхил байлиққа толған өйләрни, таштин ясалған су тосмилирини, үзүм һәм зәйтун дәрәқлиқ бағларни һәм истимал қилишқа көплигән түр-түрлүк мевилик дәрәқләрни мирасқа алди. Улар Сениң улуқ яхшилиғиң түпәйли йәп-ичти, тоюшти, сәмәрди һәм раһәтләнди.
26 Улар андин тәрса болуп, Саңа беқинмайдиған болди. Улар Сениң Қануниңни кәйнигә ташлап, Сениң пәйғәмбәрлириңни Саңа қайтишни нәсиһәт қилғанда, өлтүрүвәтти һәм зор хапичилиқларни яратти.
27 Шуниң билән Сән уларни залим дүшмәнлириниң қолиға тапшурдуң. Лекин улар үчүн қийин вақитта Саңа мураҗиәт қилғанда, Сән әрштин уларни аңлап, бүйүк рәһимлигиң бойичә, уларға қутқазғучиларни әвәтип, улар дүшмәнлириниң қолидин уларни қутулдуратти.
28 Өзидә арамлиқни сезип, улар яңливаштин йүзүң алдида яманлиқ атқурушни башлатти, Сән уларни қаршилашқучилири қолиға бериветәттиң һәм уларниң үстидин булар һөкүмран болатти. Бирақ улар йәнә Сени чақирғанда, Сән йәнила самадин уларни аңлап, улуқ меһриванлиғиңдин нурғун қетим уларни қутқузаттиң.
29 Сән уларға Қануниңға бурулушини җекиләттиң, бирақ улар қаршилиқ көрситип, вәсийәтлириңни тиңшиматти вә Сениң тохтамлириңдин йүзини буратти. Адәм балиси улар арқилиқ яшаш үчүн, уларни орунлиши һаҗәт, лекин улар өз дәстини мәғрур тутуп, гәдинини әгишни халиматти.
30 Уларниң бурулушини күтүп, Сән нурғунлиған жиллар алдиримай, муқәддәс роһиң арқилиқ пәйғәмбәрләр еғизидин нәсиһәт бәрдиң, лекин улар диққәтчан һәм миннәтдар болмиди. Шуңа Сән уларни чәтәл хәлиқләрниң қолиға беривәттиң.
31 Амма Өзәңниң шәрәплик рәһимдиллиғиң асасида Сән уларни ахириғичә қиривәтмидиң вә Сән яхшилиқ қилидиған һәм шәпқәт көрситидиған Тәңри болғанлиғиңдин, уларни ташлимидиң.
32 Әнди болса, бизниң Худайимиз, улуқ, қадир, қорқунучлуқ, келишим һәм шәпқәт-рәһимни сақлайдиған Бәрпакаримиз! Йүзүң алдида бизниң, падишалиримизниң, бәглиримизниң, роһанийлиримизниң, пәйғәмбәрлиримизниң, атилиримизниң һәм барлиқ Сениң хәлқиңниң Ассур шаһиниң заманидин мошу күнгичә болған дәрт-азаплири әһмийәтсиз болмисунчу!
33 Бизгә тәккән барлиқ қийинчилиқларда Сән һәққанийдур, чүнки Сән һәммә нәрсини һәқиқитиң бойичә қилисән, биз әйипкарлар.
34 Бизниң падишалиримиз, бәглиримиз, роһанийлиримиз һәм әҗдатлиримиз Сениң Қануниңни орунлимиди, Сениң вәсийәтлириңгә диққәт ағдурмиди вә Сән җекилигән мәслиһәтлириңгә қулақ салмиди.
35 Өз падишалиғи вақтида, Сениң зор меһриванлиғиңни төккән дәвирдә, мәзкүр кәң һәм мунбәт йәрдә улар Саңа хизмәт қилмай, яман ишлиридин қайтмиди.
36 Мана, әнди биз Сән атилиримизға бәргән йәрдә қуллармиз! Сән ушбу йәрдә биз униң мевилирини йәп, яхшилиғини көрүшимиз үчүн бәргән зиминда биз қуллуқ әһвалда.
37 Бу зимин өз әсәрлирини бизниң гуналиримиз үчүн, үстимиздин Сән қойған шаһларға молчилиқта әкеливатиду. Бизниң тәнлиримиз вә мал-һайванлиримиз билән улар билгинидәк иш тутуватиду, биз болсақ, зор бесимниң астида болуватимиз.
38 Шуңлашқа биз йезиқ түридә чиң вәзипини өзимизгә елип, бәглиримиз, ләвийлиримиз һәм роһанийлиримиз тамғилириниң йенида қол қойимиз».