Обадия 1:1—21
1 Обадия пәйғәмбәргә берилгән көрүнүш.
Әң Алий Һөкүмран Йәһва Едум
һәққидә мундақ дәйду:
«Биз Йәһвадин хәвәр таптуқ.
Хәлиқләр билиши үчүн уларға
хәвәрчи әвәтилди: “Туруңлар,
Едумға қарши урушқа барайли!”»
2 «Мана, Мән сени хәлиқләрниң ичидә
әһмийәтсиз қилимән, сени һечнемә
қатарлиқ көридиған болиду.
3 Сениң тәкәббур жүригиң өзәңни алдиди.
Қияларниң чоққилирида яшиғучи,
сән тағларда, әрштә маканлашқиниң
үчүн, қәлбиңдә: “Ким мени йәргә
ташлалисун?”— дәйсән.
4 Һәтта сән бүркүттәк егиз учуп,
юлтузларниң арисида угаңни қурған
болсаңму, у йәрдинму Мән сени
төвәнгә ташлаттим»,— дәйду Йәһва.
5 «Әгәр саңа кечидә оғрилар яки булаңчилар
кәлгән болса, улар пәқәт халиған нәрсинила
елип кетәтти. Әгәр саңа үзүм жиққучилар
кәлгән болса, улар саңа бираз йемишләрни
қалдуратти. Бирақ сениң вәйранчилиғиң
нәқәдәр дәһшәтлик болиду!
6 Әсавни пүтүнләй талап кетиду!
Униң сирлиқ ғәзниханилиридин
барчә есил затлирини тепивалиду!
7 Сениң иттипақдашлириң сени қоғлап чиқиду,
улар сени алдап, дөлитиңдин иштирип чиқиду.
Сениң билән течлиқта болғанлар сени
йеңивалди, достлар аталмиш ағинилириң
нениңни йәп, саңа қәстлик ойлиғанди.
Лекин сениң әқлиң һәм пәмиң йоқтур.
8 Мошу күни,— дәйду Йәһва,—
Мән Едумниң данишмәнлирини
уҗуқтуруп, Әсавниң теғидикилириниң
параситини тартивалимән.
9 Теман, сениң қәйсәр әскәрлириң қорқуп
кетиду, чүнки Әсавниң тағлирида
уларниң барлиғи қирилиду.
10 Иниң Яқупқа көрсәткән рәһимсизлигиң
үчүн, сән уятқа қелип, мәңгүгә йоқ болисән.
11 Ятлар әсиргә униң әскирини алған
күндә, чәтәлликләр Йерусалимниң
дәрвазилириға кирип, уни чәк бойичә
бөлгән чағда, сән чәттә туруп,
шулар билән биргә болғандиң!
12 Қандақларчә сән укаңниң бәхитсиз
күнигә қарап, зит сөзлидиң?
Қандақларчә сән Йәһуданиң әвлатлири
өлгән күндә уларниң апитигә қариғач,
хошал болуп, қақахлап күлдиң?
13 Қандақ қилип, Мениң хәлқимниң бәхитсиз
күнидә униң шәһиригә кирип, дәрдигә хурсән
болдуң? Саңа униң азавиға қарап, мал-мүлкигә
қоллириңни созуш лаяқәтлик болаттиму?
14 Қандақларчә сән йолларда күзитип, аман
қалғанларни өлтүрдиң вә апәт күнидә
қачқанларни дүшмәнлириниң
қолиға тапшуруп бәрдиң?
15 Йәһваниң күни йеқиндур,
у һәммә хәлиқләргә келиду.
Сән қандақ иш қилған болсаң,
сениң биләнму шуңдақла иш қилиниду.
Яманлиқлириң өз бешиңға қайтиду.
16 Сәвәви, силәр Мениң муқәддәс теғимда
шатлинип, ичимликләрни ичкән болсаңлар,
шуңдақла Мениң ғәзивимни барчә хәлиқләр
ичиду. Улар уни ичип, тоймаслиқ билән жутуп,
андин һечқачан болмиғандәк, йоқилиду.
17 Әксичә, Сион теғида аман қалғанлар
болиду вә у муқәддәс санилиду.
Яқупниң өйи өзиниң мираслириға
варислиқ қилиду.
18 Шу вақитта Яқупниң өйи өрт болуп,
Йүсүпниң макани ялқун болиду, һә,
Әсавниң өйи болса, саманға тәңлишип,
улар уни көйдүрүп, йоққа чиқириду.
Әсавниң әвладидин һечким қутулмайду,
чүнки буни Йәһва ейтти.
19 Улар Әсавниң тағлири һәм төвән җайлирини
гиләйду, шуңдақла филистиялиқларниң
йериниму. Улар Әпрайимниң һәм Самарийәниң
етизлирини өзигә қаритиду, Бениамин болса,
Гилиатқа егә болиду.
20 Исраил оғуллириниң әсирдин кәлгәнлири
қананлиқларниң Сәрәпәткичә болған йеридә
яшайду, Йерусалимдин Сефарадқа әкетилгән
турғунлар җәнуп шәһәрлиригә орунлишиду.
21 Ғалиплар Сион теғиға көтирилиду,
улар Әсавниң тағлирини һөкум қилиду вә
Падишалиқ пәқәт Йәһваға мәнсүп болиду!»