Падишалар 1-язма 1:1—53
1 Падиша Давут қерип яшанған еди. У иссиналматти, уни һәтта йотқанлар билән япсиму, у музлапла туратти.
2 Шуниң билән униң хизмәткарлири униңға: «Һөкүмранимиз падиша үчүн яш қизни издәйлиму? У қиз падишаниң алдида хизмәт қилип, униң қойнида ухлиса, бизниң падишайимиз иссиналаттимекин?»— деди.
3 Пүткүл Исраил өлкисидә чирайлиқ қизни издиди. Ахири сунәмлик Абишагни тепип, уни падишаниң алдиға әкәлди.
4 Бу қиз интайин гөзәл болуп, падишаниң хизмәткари ретидә униңға ғәмхорлуқ қилди, амма падиша униңға йеқинлашмиди.
5 Шу вақитта Хагитаниң оғли Адония мәғрурлинип: «Мән падиша болимән!»— дәп, өзигә җәң һарвуни һәм чавандазларни алди. Униң алдида 50 пасибан жүгрәтти.
6 Атиси уни һаятиниң күнлиридә хапа қилип: «Сән немә үчүн буни қиливатисән?»— дәп зади демәтти. Адония болса бәк чирайлиқ еди, уни аниси Абсаламдин кейин туққан еди.
7 У Зеруяниң оғли Йоаб һәм роһаний Абиятар билән яхши алақида еди вә улар Адонияға ярдәм қилатти.
8 Садок роһаний, Йиһояданиң оғли Беная, Натан пәйғәмбәр, Шимий һәм Реий, улар Давутниң әң талланған ләшкәрлири, Адонияниң тәрипидә әмәс еди.
9 Адония қой, буқа вә бодалған мални Ен-Рогелниң қешидики Зохәләт тешида боғузлап, падишаниң оғуллирини, өзиниң барлиқ бурадәрлирини вә падишада хизмәт қиливатқан барлиқ әрләрни зияпәткә чақирди.
10 Пәйғәмбәр Натанни, Бенаяни вә талланған ләшкәрләрни һәм иниси Сулайманни чақирмиди.
11 Натан Сулайманниң аниси Батшебаға: «Сиз Хагитаниң оғли Адония өзини падиша дәп җакалиғинини аңлимидиңизму? Тәхсиримиз Давут бу тоғрисида билмәйду.
12 Демәк, мән сизгә мәслиһәт берәй, өз җениңизни һәм оғлиңиз Сулайманниң җенини қутқузуң.
13 Падишаға берип, Давутқа мундақ дәң: “Һөкүмдарим падиша, сиз өз қулиңизға: “Мәндин кейин тәхтимдә сениң оғлуң Сулайман падиша болуп олтириду”,— дегән әмәсму? Немишкә ундақта Адония падиша болди?”
14 Мана, сиз падиша билән сөзләватқан чағда мәнму кирип, сөзүңизни қоллаймән»,— деди.
15 Батшеба падишаниң ятақханисиға кирди. Падиша болса бәк қери еди вә сунәмлик Абишаг уни күтәтти.
16 Батшеба падишаға тазим қилди. Падиша униңдин: «Немә болди?»— дәп сориди.
17 У җававән: «Һөкүмдарим мениң! Сиз өзиңиз қулиңизға Худайиңиз Йәһваниң исми билән қәсәм бәргәнғу: “Мениңдин кейин сениң оғлуң Сулайман мениң тәхтимдә падиша болуп олтириду”, дәп.
18 Бирақ әнди Адония падиша болупту, амма сиз, падишайим, буни билмәйсиз.
19 У көплигән буқиларни, қойларни һәм бодалған мални союп, барлиқ шаһзадиләрни, роһаний Абиятарни, сәрдар Йоабни зияпәткә чақирипту. Амма қулиңиз Сулайманни чақирмапту.
20 Лекин барлиқ исраиллиқларниң көзи сизгә, һөкүмранимиз падиша, қарағлиқ. Улар сиздин ким кәйниңиздин падиша болушини җакалашни күтмәктә.
21 Болмиса, һөкүмдарим падиша атилириға қошулғанда, мән вә оғлум Сулайман җинайәтчиләр болуп җакалинимиз!»— деди.
22 Мана, у техи падиша билән сөзләватқанда; Натан пәйғәмбәрму кәлди.
23 Падишаға Натан пәйғәмбәрниң кәлгәнлиги һәққидә йәткүзүлди. У қобул қилинип, падишаниң алдиға киргәндә, йәргичә тазим бәрди.
24 Натан гәп башлап: «Һөкүмранимиз падишайим! Сиз ейттиңизму: “Мәндин кейин падиша болуп, тәхтимдә Адония олтириду дәп?”
25 Чүнки у бүгүн берип, көплигән буқа, қой һәм бодалған мални союп, падишаниң барлиқ оғуллирини, сәрдарларни һәм Абиятар роһанийни чақирип, зияпәт бәрмәктә.Улар йәп-ичип: “Адония падиша яшисун!”— демәктә.
26 Қулиңиз мени, роһаний Садокни, Йиһояданиң оғли Бенаяни вә қулиңиз Сулайманни Адония чақирмиди.
27 Әгәр һөкүмдарим падишаниң ирадиси бойичә бу иш қилинған болса, унда немишкә сиз маңа, өз қулиңизға, падишадин кейин ким тәхттә олтиридиғанлиғини мәлум қилмидиңиз?»— дәп соал қойди.
28 Давут падиша җававән: «Маңа Батшебани чақириңлар!»— деди. У падишаға кирип, алдида турди.
29 Падиша қәсәм ичип: «Мениң җенимни һәрқандақ дәрттин қутулдуридиған Йәһва тириктур!
30 Мән саңа Исраилниң Худаси Йәһва билән қәсәм қилип: “Мәндин кейин сениң оғлуң Сулайман падиша болиду. У мениң тәхтимдә мениңдин кейин олтириду!”— дегинимни нәқ бүгүн орунлаймән»,— деди.
31 Шуниң билән Батшеба иңишип, үзи билән йәргичә тазим қилип: «Һөкүмдарим, падиша Давут, мәңгү яшаң!»— дәп миннәтдарлиғини билдүрди.
32 Давут падиша: «Маңа роһаний Садокни, пәйғәмбәр Натанни һәм Йиһояданиң оғли Бенаяни чақириңлар!»— дәп буйриди.
33 Падиша уларға: «Өзәңлар билән һөкүмдариңларниң хизмәтчилирини елип, оғлум Сулайманни мениң хечир ешигимгә олтарғузуп, уни Гихонға узитиңлар.
34 Шу йәрдә уни Садок роһаний билән Натан пәйғәмбәр Исраилниң үстидин падишалиққа майлансун. Андин карнәй челип: “Сулайман падиша яшисун!”— дәп җакалаңлар.
35 Кейин униң билән қайтип келиңлар. У мениң тәхтимдә олтирип, мениң орнумда падиша болиду. Униңға мән Исраил һәм Йәһуданиң үстидин һөкүмран болушни җекиләймән!»— деди.
36 Йиһояданиң оғли Беная падишаға җававән: «Амин! Падишайимниң Пәрвәрдигари Йәһва шундақ сөз ейтсунки,
37 Йәһва һөкүмдарим билән қандақ болған болса, Сулайман биләнму шундақ болсун! Униң тәхтини падишайим Давутниң тәхтидинму үстүн көтәрсун»,— деди.
38 Шундақ қилип, Садок роһаний, Натан пәйғәмбәр һәм Йиһояданиң оғли Беная маңди. Муһапизәтчиләр һәм киретийләр Сулайманни Давут падишаниң хечир ешигигә миңгүзүп, уни Гихонға апарди.
39 Садок роһаний Худа чедиридин зәйтун май толтурулған мүңгүзни елип, Сулайманни майлиди. Карнәй челинип, барлиқ хәлиқ: «Сулайман падиша яшисун!»— дәп жуқури авазда вақирашти.
40 Пүткүл хәлиқ нәйләрни челип, зор хошаллиқта ойнап, кәйнидин әгәшти. Уларниң қиқасидин һәтта, йәр йерилип кетидиғандәк туюлатти.
41 Адония билән униң зияпитидә болған барлиқ меһманлар бу вараң-чуруңни аңлиди. Уларниң зияпәтни түгитиш вақти еди. Йоаб карнәйниң авазини аңлап: «Немә үчүн шәһәрдин вараң-чуруң чиқиватиду?»— дәп һәйран болди.
42 У техи бу сөзләрни ейтиватқанда, Абиятар роһанийниң оғли Йонатан кәлди. Шунда Адония: «Сән инавәткә сазавәр адәмсән, яхши хәвәрни әкәлгәнсән»,— деди униңға.
43 Йонатан җававән: «Әпсус, яқ! Һөкүмранимиз Давут падиша қилип Сулайманни қойди.
44 Падиша униң билән Садок роһанийни, Натан пәйғәмбәрни һәм Йиһояданиң оғли Бенаяни әвәтти. Хелифийлар билән фелифийлар уни падишаниң хечириға олтарғузуп елип маңди.
45 Гихонда Садок роһаний билән Натан пәйғәмбәр уни падиша атап майлиди. Ушбу йәрдин башлап барлиқ шәһәр шатлиқта тәвринип маңди. Мошу ваң-чуңни силәр аңлидиңлар.
46 Әндиликтә болса Сулайман падиша тәхтигә олтарди.
47 Падишаниң әмәлдарлири келишип, һөкүмранимиз падиша Давутни тәбриклишип: “Худайиңиз Сулайманниң исмини сизниңкидинму шәрәплигирәк қилсун вә униң тәхтини сизниңкидинму егизәрәк көтәрсун!”— дейишти. Шунда падиша өз көрписидә олтирип, Тәңригә тазим қилди.
48 Андин падиша мундақ деди: “Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһва бәрикәтләнсун! У бүгүн мениң тәхтимдә олтарғучи варисимни бәрди вә мениң көзлирим буни көрди”»,— дәп баян қилди.
49 Шу чағда Адонияниң қешида болғанларниң һәммиси қорқушуп кәтти. Меһманларниң барлиғи өз йоли билән кетишти.
50 Адония Сулаймандин қорқуп, ибадәтханиға берип, қурбангаһниң мүңгүзлирини мәккәм тутувалди.
51 Сулайманға бу хәвәр йәткүзүлди: «Мана, Адония Сулайман падишадин қорқуп, қурбангаһниң мүңгүзлирини тутуп: “Бүгүн маңа Сулайман падиша қулини қилич билән өлтүрмәйдиғанлиғида қәсәм қилсун”,— дәватиду».
52 Сулайман җавап берип: «Әгәр Адония өзини инавәтлик адәмдәк тутса, у чағда униң бешидин бирму чач йәргә чүшмәйду. Әгәр униңда яман бир нәрсә тепилса, у өлүмгә мәһкүм болиду»,— деди.
53 Шуниң билән Сулайман падиша адәм әвәтип, уни қурбангаһтин кәлтүрди. Адония кәлгәндә Сулайман падишаға тазим қилди. Сулайман униңға: «Бар, өйүңгә қайт!»— дәп әмир қилди.