Падишалар 1-язма 10:1—29
10 Сабаниң падиша мәликиси Сулайманниң Йәһва исми түпәйлидин сазавәр болған шан-шөһритини аңлап, жирақтин келип, уни қийин соаллар арқилиқ синимақчи болди.
2 У Йерусалимға интайин зор байлиқ билән кәлди: төгиләргә бәк нурғун хушпурақлиқ дора-дәрмәкләр, көплигән алтун һәм есил қиммәтлик ташлар жүкләнгән болуп, мәликиниң өп-чөрисини нөкәрләр һәм карван башлири қоршатти. Бай аял Сулайманға келип, көңлидә бар һәммә нәрсә һәққидә сөһбәтләшти.
3 Сулайман униңға һәммә нәрсини чүшәндүрүп бәрди. У қизиққан нәрсиләр тоғрилиқ падиша җавап бәрмигән бирму соал қалмиди.
4 Саба падиша аяли Сулайманниң пүткүл даналиғини һәм у салған өйини,
5 дәстихининиң моллиғини, таамлириниң хилму-хиллиғини, униң әмәлдарлириниң өйлирини, униң сақийлириниң үстәл үстидики хизмәтлирини, шарапларниң қуюлишини, хизмәтчилириниң кийимлирини вә Сулайманниң Йәһва ибадәтханисида сунуватқан көйдүрмә қурбанлиқлирини көрүп, у һаң-таң қалди.
6 У падишаға: «Мән өз йеримдә сизниң ишлириңиз һәм сизниң даналиғиңиз тоғрилиқ аңлиған гәпләр һәммиси раст болуп чиқти!
7 Амма-лекин мән бу сөзләргә мошу йәргә кәлмигичә ишәнмигән едим. Бирақ мана, маңа һәтта йеримиму ейтилмапту. Данишмәнлигиңиз һәм байлиғиңиз билән сиз мән аңлиған сөздин ешип кетипсиз.
8 Сизниң адәмлириңиз нәқәдәр бәхитликтур, сизниң алдиңизда туруп, даналиғиңизни аңлаватқан қуллириңиз нәқәдәр бәһримәндур!
9 Сизни сөйүп Исраил тәхтигә олтарғузған Худайиңиз Йәһва мәдһийиләнсун! Йәһва Өзиниң Исраилға болған мәңгү меһир-муһәббити бойичә сизни адиллиқ билән һөкүм чиқиришқа падиша қилип қойди»,— дәп махтиди.
10 Андин у мәликә падишаға 120 талант алтун вә көп миқдарда хушпурақ бальзам мейини һәм қиммәтбаһалиқ есил ташларни соға қилди. Сабаниң мәликиси Сулайман падишаға бәргәндәк, һечким һечқачан мунчивала көп хушпурақ бальзам мейини бәрмигән еди.
11 Хирамниң Офирға алтун үчүн баридиған кемилириму бу қетим Офирдин бәк көп қизил дәрәқниң яғичини вә есил гөһәр ташларни елип кәлди.
12 Ушбу қизил яғачтин падиша Йәһва өйидә һәм өзиниң сарийида тирәкләрни ясатти. Шундақла у сәндәл дәриғидин сазәндиләр үчүн тарлиқ әсвапларни ясатқузди. Һечқачан кейин мошунчә қөп қизил дәрәқ яғичини һечким көрмиди.
13 Шуниң билән Сулайман падиша Сабаниң мәликисигә көплигән мүлүкләрни һәдийә қилди. Һәм һәтта бу аял сориған вә халиған нәрсиләрниму байлиғи түпәйли Сулайман униңға соға қилди. У ханшайим өз зиминиға хизмәткарлири билән қайтип кәтти.
14 Сулайманға һәр жили келидиған алтунниң салмиғи 666 талант еди.
15 Бу әрәпстанлиқ падишалар һәм өлкә башчилиридин чүшкән сода-сетиқ маллиридин һәм киримдин ташқири тапавәт еди.
16 Сулайман падиша соқулған алтундин 200 қалқан ясиди: һәрбир қалқанға 600 шекәл алтун ишлитилди.
17 Еритмә алтундин 300 кичигирәк қалқан ясалди: һәрқайсиға 3 минадин алтун сәрип қилинди. Падиша уларни «Либан ормани» дәп атилидиған өйгә қойди.
18 Йәнә падиша пил устихинидин йоған тәхтни ясап, уни сап алтун билән қаплиди.
19 Тәхткә алтә пәләмпәй елип чиқатти, тәхтниң үстидә гүмбәз есилған еди. Тәхтниң икки четидә җәйнәкқойғучлар болуп, қешида икки шир туратти.
20 Йәнә 12 шир икки тәрәптин пәләмпәйләрдә туратти. Буларға охшаш һечнәрсә падишалиқларниң һечбирсидә болмиған еди.
21 Ичимликләр үчүн болған барлиқ қачилар Сулайманда алтундин еди, «Либан ормани» дегән өйдики һәммә қачилар сап алтундин болғанди. Күмүчтин һечнәрсә йоқ еди, чүнки Сулайманниң күнлиридә у һечбир баһаланматти.
22 Сәвәви, падишаниң деңизда тарсислиқ кемилири Хирамниң кемилири билән биргә жүрәтти. Улар үч жилда бир қетим келип, алтун, күмүч, пил устиханлирини, маймунларни һәм тотиқушларни йәткүзәтти.
23 Сулайман падиша йәр-зиминниң барлиқ шаһлиридин байлиғи һәм данишмәнлиги билән озуп чүшәтти.
24 Шуңлашқа йәрниң барлиқ кишилири Сулайманни көрүшкә һәм Худа униң қәлбигә салған даналиғини тиңшап көрүшкә интилатти.
25 Ушбу кишиләрниң һәрқайсиси өзидин соғиға күмүч һәм алтун қача-қомучларни, есил кийимләр, қурал, хушпурақлиқларни, атларни һәм хечирларни жилдин-жилға тәғдим қилатти.
26 Шуниң билән Сулайман җәң һарвулар билән чавандазларни көпәйтти. Униңда 1400 җәң һарву вә 12000 чавандаз болди. У уларни әскирий һарвулар сақлинидиған шәһәрләрдә орунлаштурди, Йерусалимдиму падишада шундақ затлар болған еди.
27 Падиша Йерусалимда күмүчни аддий ташқа тәңләштурди, қариғайларниң көплигидин уларни төвән җайларда өсидиған әнҗир дәриғигә тәң қилди.
28 Атларни Сулайман падишаға Мисирдин әкеләтти, униң содигәрлири уларни пулға пада-падиси билән сетивалатти.
29 Мисирдин җәң һарву 600 шекәл күмүчкә, ат болса 150 шекәл күмүчкә әкелинәтти. Шундақларчә содигәрләр уларни һетий һәм арамий шаһлириғиму йәткүзүп берәтти.