Падишалар 1-язма 11:1—43
11 Сулайман падиша пирәвнниң қизидин башқа көплигән чәтәллик аялларни яхши көрүп кәтти. Улар моаблиқлар, аммонлуқлар, едумлуқлар, сидонлиқлар, һитийлиқлардин болған аяллар еди.
2 Йәһва улар тоғрисида Исраил оғуллириға мундақ дегән: «Уларға бармаңлар һәм уларму силәргә кәлмисун, чүнки улар жүригиңларни өз худалириға майил қилиду». Дәл мошуларға Сулайман иштияқ бағлап чаплашти.
3 Униң 700 аяли вә 300 кенизиги болди. Улар униң қәлбини пәйдин-пәй бузувәтти.
4 Сулайман қериғинида хотунлири униң жүригини башқа илаһларға ағдуруп, униң көңли өз Худайи Йәһваға атиси Давутниңкидәк пүтүнләй вапа болмиди.
5 Шуниң билән Сулайман Сидонниң бути Аштаротқа вә Аммонниң жиркиничлик бути Милхамға хизмәт қилишқа киришти.
6 Сулайман Йәһваниң көз алдида йеқимсиз нәрсиләрни қилип, атиси Давуттәк Йәһваниң йолини тутмиди.
7 Шу вақитта Сулайман Моабниң жиркиничлик худаси Хамосқа бутхана ясиди. У егизликтә Йерусалимниң алдида туратти, шундақла у Аммон оғуллириниң жиркиничлиги Милхамғиму қурбангаһ салди.
8 Шуниңдәкла ишларни у барлиқ чәтәллик аяллири үчүн қилип бәрди, улар өз бутлириға қурбанлиқлар билән ис чиқиришларни қилип, ибадитини әмәлгә ашуратти.
9 Шуниң билән Йәһва Сулайманға униң өз жүригини Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһвадин буруғанлиғиға ғәзәпләнди, чүнки У униңға икки қетим көрүнгән еди.
10 Һәм шундақла униңға башқа илаһларниң кәйнидин жүрмәслик әмрини бәргән еди. Лекин у Йәһваниң пәрманини сақлимиди.
11 Йәһва Сулайманға мундақ сөзләрни ейтти: «Сениңда мәзкүр ишлар болуватқини үчүн һәм сән Мениң келишимимни сақлимай, Мән саңа бәргән тохтамларни орунлимиғиниң үчүн, Мән сениңдин падишалиқни тартивелип, сениң қулуңға тапшуримән!
12 Һалбуки, сениң һаят вақтиңда атаң Давутниң шәрипигә Мән буни қилмаймән, амма оғлуңниң қолидин уни жулувалимән.
13 Лекин барлиқ падишалиқни тартивалмаймән, бир қәбилини қулум Давут үчүн һәм Мән таллиған Йерусалим үчүн оғлуңға қалдуримән».
14 Шундақ қилип, Йәһва Сулайманға қарши дүшмәнни Едум шаһлиқ нәслидин едумлуқ Һададни тикләп бәрди.
15 Давут Едум үстидин ғәлибә қазанғанда вә сәрдар Йоаб һалак болғанларни дәпин қилишқа кәлгәндә, у Едумдики барлиқ әрҗинислиқ хәлиқни қиривәтти.
16 Алтә ай Йоаб һәм пүткүл Исраил шу йәрдә яшап, Едумдики барлиқ әрләрни қиривәтмигичә кәтмиди.
17 Шу вақитта ушбу Һадад Мисирға қечип кәткәнди. Униң билән атисида хизмәт қилған бирмунчә едумлуқлар болған еди, чүнки Һадад техи наресидә бала еди.
18 Улар Мадиандин чиқип, Паранғичә кәлди, шу йәрдин өзлири билән бәзи кишиләрни елип, Мисирниң падишаси пирәвнгә кәлди. У уларға макан берип, хираҗәт бәлгүләп, Һададқа йәр бөлүп бәрди.
19 Һадад барғансири пирәвнниң зор шәпқитигә бөләнди, һәтта у униңға хотунлуққа өз аяли, мәликә Тахпәнәсниң сиңлисини бәрди.
20 Тахпәнәсниң сиңлиси униңға Генубат исимлиқ оғул туғуп бәрди. Уни Тахпәнәс пирәвнниң өйидә тәрбийилиди. Генубат пирәвнниң өйидә униң оғуллири билән биргә яшиди.
21 Һадад Мисирда Давутниң қайтиш болғанлиғини вә сәрдари Йоабниң өлгәнлигиниму аңлап, пирәвнгә: «Мени қоюп бериң, мән өз зиминимға қайтай»,— дәп илтимас қилди.
22 Пирәвн җававән: «Сән мениң өйүмдә бир нәрсигә муһтаҗ болуп, өз йериңгә қайтишни халаватамсән?»— дәп сориди. У: «Яқ, лекин мени қоюп бәрсиңиз»,— дәп йәнә өтүнди.
23 Худа шундақла Сулайманға қарши йәнә бир дүшмәнни, Елиадниң оғли Рәзонни тиклиди. У Зобаһниң падишаси Һадад-Әзәрдин, өз һөкүмранидин қачқунда еди.
24 У өп-чөрисигә яман адәмләрни жиғип, җинайәт топиниң башчиси болди. Уларни Давут вәйран қилғандин кейин, улар Дәмәшқкә берип, шу йәрдә орунлишип, һөкүмранлиқ қилишқа башлиди.
25 Сулайманниң көзи жумулғичә уму Исраилниң дүшмини болди. Һадад кәлтүргән яманлиқтин башқа Рәзон Арамниң падишаси болуп, Исраилниң дүшминигә айланди.
26 Шундақла Саредадин болған әпрайимлиқ Набатниң оғли, Сулайманниң қули Йеробоам падишаға қол көтәрди. Униң анисиниң исми Зеруа болуп, тул аял еди.
27 Мана, униң падишаға қол көтириштики сәвәви: Сулайман иншаәтни ясап, атиси Давутниң шәһиридә дәзләрни җөндәвататти.
28 Йеробоам болса паалийәтчан адәм еди. Сулайман бу яш кишиниң ишқа ярамлиқ екәнлигини байқап, уни Йүсүп өйиниң ишчилири үстидин назарәтчи қилип қойди.
29 Шу вақитта Йеробоам бир иш билән Йерусалимдин чиққан еди. Йолда уни шилоһлиқ Ахия пәйғәмбәр учратти. У йеңи кийимдә еди вә улар далада пәқәт иккисила болғанди.
30 Ахия йеңи тонини йешип, уни 12 парчигә жиртивәтти.
31 Шуниң билән Йеробоамға:
«Өзәңгә 10 парчини ал, чүнки Исраилниң Тәңри Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән Сулайманниң қолидин падишалиқни тартивелип, саңа 10 қәбилини беримән.
32 Бир қәбилә болса, униңда Мениң қулум Давут һәм барлиқ Исраил қәбилилиридин Мән таллиған Йерусалим шәһири үчүн қалиду.
33 Буни шуниң үчүн қилимәнки, улар Мени ташлап, Сидонниң худаси Аштаротқа, Моабниң худаси Хамосқа вә Аммон оғуллириниң худаси Милхамға ибадәт қилип, Мениң йоллирим билән маңмиди. Улар атиси Давутқа тәқлит қилмай, Мениң әмирлирим бойичә иш тутуп, Мениң көзлиримдә йеқимлиқ ишларни қилмиди.
34 Мән униң қолидин барлиқ падишалиқни еливалмаймән, чүнки Мән уни қулум Давут үчүн күнлириниң һәммисидә һөкүмран қилдим. Униң атиси Давут Мениң тохтамлирим билән вәсийәтлиримни сақлиғанлиғи үчүн, Мән уни таллавалған едим.
35 Амма Мән Сулайманниң оғлиниң қолидин падишалиқни тартип, саңа униңдин 10 қәбилини беримән.
36 Униң оғлиға болса, бир қәбилинила қалдуримән, чүнки қулум Давутниң чириғи өчмәслиги вә һәммә күнләрдә Мениң йүзүм алдида Йерусалим шәһиридә туруши үчүндур. У шәһәрни Мән муқәддәс исмимни шу йәргә қоюш үчүн таллиған едим.
37 Мән сени таллидим: сениң қәлбиң халиған нәрсә үстидин һөкүмранлиқ қил вә Исраилниң падишаси бол.
38 Әгәр сән Маңа Мән буйриған һәммә нәрсидә итаәтчан болсаң, Мениң йоллирим билән жүрүп, Мениң көзүмдә дурус нәрсини қилип, Мениң қулум Давут тохтамлирим билән вәсийәтлиримни орунлиғандәк, иш тутсаң, Мән сениң билән болуп, Давутқа қандақ өй тикләп бәргән болсам, саңиму шундақ чиң туридиған өй қилип беримән һәм Исраилни саңа өткүзимән.
39 Давутниң нәслини Мән һелиқи қилиқлири үчүн қистаймән, амма һәммә күнләрдә әмәс”»,— дәп Ахия сөзлиди.
40 Шуңлашқа Сулайман Йерубоамни өлтүрүвәткили кәлди, бирақ Йерубоам Мисирға униң падишаси Шишаққа қечип кәтти. У Мисирда Сулайманниң вапатиғичә яшиди.
41 Сулайманниң башқа ишлири — униң қилған барлиқ нәрсилири вә данишмәнлиги — Сулайманниң паалийәтлири китавида тәсвирләнгән.
42 Сулайманниң Йерусалимда пүткүл Исраил үстидин һөкүмранлиқ қилған вақти 40 жил еди.
43 Сулайман өлүп атилириға қошулди. Уни атиси Давутниң шәһиридә дәпин қилди. Униң орниға оғли Реһабам падиша тәхтигә олтарди.