Падишалар 1-язма 12:1—33
12 Реһабам Шәкәмгә барди, чүнки пүткүл Исраил уни падиша қилип қоюшқа шу Шәкәмгә кәлгән еди.
2 Набатниң оғли Йеробоам бу тоғрисида аңлиди (у ушбу чағда Мисирда болған еди. У шу яққа Сулайман падишадин қечип кәткән еди, шуниң билән Йеробоам Мисирда яшатти.
3 Бирақ униңға адәм әвәтилип, уни чақиривалған еди). Шу вақитта Йеробоам вә һәммә Исраил җәмийити Реһабамға келип мундақ деди:
4 «Сизниң атиңиз бизгә еғир жүкни артти, демәкчимиз, сиз атиңизниң вәһши ишлирини вә униң бизгә артқан еғир жүкини йениклитиң. Шундақ әһвалда биз сизгә хизмәт қилимиз».
5 У җававән: «Бериңлар, үч күндин кейин келиңлар»,— деди. Хәлиқ кәтти.
6 Реһабам падиша алди билән атиси Сулайманниң һаяти вақтида униң йүзиниң алдида турған ақсақаллар билән мәслиһәтләшти: «Силәр маңа бу хәлиққә қандақ җавап беришни мәслиһәт қилисиләр?»
7 Улар униңға мундақ җавап бәрди: «Әгәр сиз мәзкүр күни бу хәлиққә хизмәткар болсиңиз һәм униңға яқидиған сөзни қилип, хизмитини өтисиңиз, улар барлиқ күнлиридә сизниң қуллириңиз болиду».
8 Лекин у қери кишиләрниң мәслиһитини инкар қилип, униң билән биргә өскән тәңтушлири, яш кишиләр билән мәслиһәтләшкә барди.
9 Падиша улардин: «Силәр маңа мениңдин мундақ нәрсини сориған хәлиққә немә дейишни дәвәт қилисиләр? Улар маңа: “Атаң бизгә артқан еғир боюнтуруқни йениклитип бәргинә”,— дәп илтимас қилди»,— дәп сориди.
10 Униң билән биллә өскән яшлар мундақ деди: «“Атаң бизгә салған еғир жүкни йеникләт”,— дегән хәлиққә: “Мениң чимәлтигим атамниң белидин йоғанарақ.
11 Әгәр мениң атам силәргә еғир жүк артқан болса, мән жүкүңларға йәнә қошимән: атам силәрни қамчилиған болса, мән силәрни тиккәнлик қамчилар билән саваймән! – дәп җавап қайтурғин”».
12 Йеробоам һәм барлиқ хәлиқ, падиша буйриғинидәк, үчинчи күни Реһабамниң алдиға кәлди.
13 Ушбу пәйттә падиша хәлиққә қәтъий җавап бәрди. У ақсақалларниң тоғра мәслиһитини рәт қилди.
14 У хәлиққә яш кишиләрниң мәслиһити бойичә: «Атам силәрниң һаятиңларни еғирлаштурған болса, мән техиму еғирлаштуримән. Атам силәрни қамча билән җазалиған болса, мән тиккәнлик қамчилар билән җазалаймән!»— дәп қопал сөз қилди.
15 Шундақ қилип, падиша хәлиқниң авазини тиңшимиди, чүнки буни Йәһва орунлаштурди. Шундақларчә шилоһлиқ Ахия пәйғәмбәр арқилиқ Йәһваниң Набат оғли Йеробоамға қаритилған сөзи орунланди.
16 Пүткүл Исраил падишаниң уни тиңшимиғинини көрүп, мундақ деди: «Бизниң Давутта қандақ несивимиз бар? Биздә Йишайниң оғлида һечқандақ үлүшимиз йоқкән. Шуңа өз чедирлириңға қайт, Исраил! Әнди болса, Давут, сән өз өйүңни бил!» Шундақ болуп, Исраил өз өйлиригә тарап кәтти.
17 Пәқәт Йәһуда шәһәрлиридә яшиған Исраил оғуллириниң үстидин падиша болуп Реһабам қалди.
18 Бир күни падиша Реһабам ялланма ишчилири үстидин башчилиқ қилған Адорамни бир тапшурма билән хәлиққә әвәтти, лекин пүткүл Исраил уни чалма кесәк қилип өлтүрди. Өзи Реһабам болса, аран җәң һарвусиға олтирип, Йерусалимға қечип кәтти.
19 Шундақ қилип, Исраил Давут өйидин мошу вақитқичә безип кәтти.
20 Пүткүл Исраил Йеробоамниң Мисирдин қайтип кәлгинини аңлап, униңға әлчи әвәтип, өз жиғиниға чақирип, уни пүткүл Исраилниң үстидин һөкүмран падиша қилип қойди. Давутниң өйигә мәнсүп болуп пәқәт бир Йәһуда қәбилиси қалди.
21 Реһабам Йерусалимға қайтип, Йәһуда өйидин вә Бениамин қәбилисидин 180000 әң күчлүк әскәрләрни жиғди. У Сулайманниң оғли Реһабамға падишалиқни қайтуруш үчүн, Исраил өйи билән урушқа тәйярлиқ көрди.
22 Шу вақитта һәқиқий Рәбниң сөзи Худаниң адими Шәмаяға болди:
23 «Сулайманниң оғли, Йәһуданиң падишаси Реһабамға, Йәһуданиң пүткүл өйигә һәм Бениамин қәбилиси вә башқиму хәлиққә төвәндикини дегин:
24 “Йәһва мундақ дәйду: “Исраил оғуллириға берип, бурадәрлириңлар Исраил оғуллири билән уруш башлимаңлар! Һәрқайсиңлар өз өйүңларға қайтиңлар, сәвәви, буни Мән қилдим”». Улар Йәһваниң сөзини тиңшиди вә Йәһваниң ирадиси бойичә өйлиригә қайтишти.
25 Йеробоам Әпрайим теғидики Шәкәмни ясап, униңда яшашқа башлиди. Йәнә у йәрдин берип, Пенуилни қурди.
26 Йеробоам жүригидә: «Падишалиғим қайта Давут өйигә өтүп кетиши мүмкин.
27 Әгәр бу хәлиқ қурбанлиқларни апириш үчүн Йәһваниң ибадәтханисиға барса, хәлиқниң көңли йәнә Йәһуданиң падишаси Реһабамға – өз һөкүмраниға қайтип кетиду. Улар мени өлтүрүп, Йәһуданиң падишаси Реһабамға қайтиду»,— дәп ойлиди.
28 Өз тәрәптики кишиләр билән мәслиһәтлишип, падиша икки йоған алтун мозайни ясиди. У хәлиққә: «Болди, әнди Йерусалимға бармаңлар. Мана, сени Исраил, Мисир йеридин ачиққан худалириң!»— дәп әмир чүшәрди.
29 Бирсини Бәйтәлдә, йәнә бирсини Данда орнатти.
30 Бу иши гунаға апиридиған зор сәвәп болди, чүнки пүткүл хәлиқ, һәтта Данғичә, мошу мозайларниң бирсигә чоқунушқа баридиған болди.
31 Йеробоам егизликләрдә ибадәтхана салди. Ләвий қәбилисидин болмиған һәрқандақ кишиләрдин роһанийларни сайлиди.
32 Йеробоам Йәһудада өтүдиған мәйрәмгә охшитип, сәккизинчи айниң оң бәшинчи күни бир мәйрәм җакалиди. Униңда у қурбангаһта қурбанлиқни әкәлди. Шундақла ишни у Бәйтәлдиму қилди. У ясиған мозайларға қурбанлиқларни әкелип, Бәйтәлдә роһанийларни өзи орунлаштурған егизликләрдә хизмәт қилишқа қойди.
33 Бәйтәлдә ясиған қурбангаһта у өз әрки бойичә сәккизинчи айниң он бәшинчи күни қурбанлиқларни әкелип, Исраил оғуллири үчүн мәйрәм өткүзди. У ясалған қурбангаһта һәдийәләрни кәлтүрүп, исриқ қурбанлиқларни әкәлди.