Падишалар 1-язма 13:1—34

13  Мана Худаниң адими, Йәһваниң сөзи бойичә, Йәһудадин Бәйтәлгә кәлди. Шу мәзгилдә Йеробоам исриқ қурбанлиғини әкелиш үчүн қурбангаһниң алдида туратти.  Худа адими Йәһваниң сөзини қурбангаһқа йоллиди: «Қурбангаһ, қурбангаһ! Йәһва Худа мундақ дәйду: “Мана, Давут өйидә бир оғул туғулиду. Униң исми Йошия болуп, у сениңда адәм устиханлирини көйдүриду. У сениңда исриқ қурбанлиқларни әкеливатқан егизликләр роһанийлирини қурбанлиққа әкелиду!”»  Һелиқи киши шу күни бир бәлгүгә көрситип, төвәндики сөзләрни қилди: «Мана, бу карамәт Йәһваниң ушбу сөзләрни ейтқанлиғиниң испатиға болиду. Бу қурбангаһ қақ йерилип, униңдики күл йәргә төкүлүп кетиду».  Падиша Бәйтәлдики қурбангаһқа қаритилип ейтилған Худа адиминиң сөзини аңлиди. Йеробоам қолини созуп: «Уни тутуңлар!»— дәп буйриди. Амма униң пәйғәмбәргә созған қоли қетип қалди вә у уни қимирлиталмиди.  Шуниң билән қурбангаһ йерилип, униңдики күл төкүлүп кәтти. Бу болса Худа адими Йәһваниң сөзи бойичә қилған карамәттур.  Шу чағда падиша Худа адимигә: «Илтимас, Пәрвәрдигар Йәһва Худаниң йүзини юмшатқина. Мән тоғрилиқ дуа қилип, қолумни қимирлатқина, өтүнимән!»— дәп ялвурди. Андин Йәһваниң адими Худаниң йүзини юмшатти вә падишаниң қоли әслигә кәлди.  Шуниң билән падиша Худа адимигә: «Мениң өйүмгә кирип тамақланғин. Мән саңа соға беримән»,— деди.  Бирақ Худаниң адими җававән: «Гәрчә сән маңа өйүңниң йеримини бәрсәңму, мән саңа кирмәймән вә бу зиминда нан йемәймән һәм су ичмәймән.  Чүнки маңа Йәһваниң сөзи мундақ җекилиди: “Сән у йәрдә нан йемә, су ичмә вә барған йолуң билән қайтма”». 10  Шуниң билән у башқа йол арқилиқ Бәйтәлдин раван болди. 11  Шу заманда Бәйтәлдә бир яшанған пәйғәмбәр истиқамәт қилатти. Униң оғуллири келип, Худа адиминиң бүгүн шәһәрдә қилған ишини вә падишаға ейтқан сөзлирини атисиға йәткүзди. 12  Атиси улардин: «Қайси йол билән у кәтти?»— дәп сориди. Оғуллири Йәһудадин кәлгән Худа адиминиң қайтқан йолини көргән еди. 13  У киши оғуллириға: «Маңа ешәкни тоққуп бериңлар»,— деди. Улар ешәкни егәрләп бәрди вә атиси униңға минип кәтти. 14  У Худа адиминиң излири бойичә меңип, ахири уни йоған бир дәрәқниң астида олтарған вақтида тапти. У униңдин: «Йәһудадин кәлгән Тәңриниң адими сизму?»— дәп сориди. У киши җававән: «Һә, мән»,— деди. 15  У униңға: «Мениң өйүмгә берип, чүшлүк тамақни йәп кетиң»,— дәп тәклип бәрди. 16  У киши мундақ җавап қайтурди: «Яқ, мән сиз билән қайтип баралмаймән һәм нан, суниму бу йәрдә истимал қилмаймән. 17  Сәвәви, Йәһва Худаниң сөзи маңа: “У җайда нан йемәйсән, су ичмәйсән вә барған йолуң билән қайтмайсән”,— дегән еди». 18  Қери пәйғәмбәр униңға: «Мәнму сиздәкла пәйғәмбәрмән. Маңа Йәһваниң пәриштиси мундақ ейтти: “Уни йолдин өйүңгә қайтур, у нан йәп, су ичсун”»,— деди. Амма у униңға ялған сөз қилди. 19  Шуниң билән Худаниң адими униң билән өйигә келип, ненини йәп, сүйини ичти. 20  Улар тамақлинип олтарғанда, Йәһваниң сөзи қайтурған пәйғәмбәргә болди. 21  У Йәһудадин кәлгән Худаниң адимигә төвәнки сөзләрни ейтти: «Йәһва мундақ дәйду: “Сән Йәһваниң еғизидин чиққан сөзләргә бойсунмиғиниң вә Илаһиң Йәһва саңа бәргән пәрманини сақлимиғиниң үчүн, 22  амма У саңа шу йәрдә йемигин-ичмигин дегән әмрини орунлимай, қайтқиниң үчүн сениң мурдаң атилириңниң қәбригә кирмәйду”». 23  Худаниң адими йәп-ичкәндин кейин қери пәйғәмбәр униңға ешигини тоқуп бәрди. 24  Бу киши қайтти. Уни йолда шир учритип, өлтүрүвәтти. Униң җәсиди йолда ятатти, ешәк йенида вә шир униң қешида туратти. 25  Шу йолда өтүватқан инсанлар йолда ташланған җәсәтни, униң қешида турған ширни көрүп, шәһәрдә баян қилди. Буни қери пәйғәмбәрму аңлиди. 26  Яшанған пәйғәмбәр: «Бу Худаниң адими Йәһваниң еғизидин чиққан сөзләргә бойсунмиғини үчүн, Йәһва уни ширға тутуп бәрди. У болса, Йәһваниң сөзи бойичә, уни сундуруп өлтүрди»,— дәп тәкитлиди. 27  У оғуллириға: «Маңа ешәкни тоқуп бериңлар»,— деди. Улар дегинини қилди. 28  У берип, униң йолда ташланған тенини тапти. Униң йенида ешәк билән шир туратти. Шир болса, тәнни йемиди вә ешәкниму жиртмиди. 29  Шуниң билән пәйғәмбәр Худа адиминиң тенини ешәккә артип, кәйнигә қайтти. Яшанған пәйғәмбәр уни шәһәргә апирип, жиға-зерә қилип, дәпин қилишқа елип маңди. 30  У униң җәсидини өзиниң қәбригә йәрләп: «Һой, бурадәрим, һой бурадәрим!»— дәп жиғлиди. 31  Униң дәпнисидин кейин у оғуллириға: «Мән өлгәндин кейин мениң сүйәклиримни мошу қәбиргә, Худа адиминиң сүйәклири қешиға қоюңлар! 32  Чүнки униң, Йәһва сөзи бойичә, Бәйтәл қурбангаһи вә Самарийәниң шәһәрлиридики егизликләрдә җайлашқан бутханилири һәққидә ейтқан сөзлириниң һәммиси бәрқарар орунлиниду!»— дәп җекилиди. 33  Мошу вақиәдин кейинму Йеробоам өз яман йолидин қайтмиди. Амма у һәрқандақ кишиләрни егизликниң роһанийлири қилип бәлгүлиди. Кимни халиған болса, шу кишини тайинлап, егизликләрниң роһанийи қилатти 34  Буниң барлиғи Йеробоамниң өйини гунаға патуратти һәм шундақла униң һалак болушиға вә йәр йүзидин йоқилишиға апарди.

Изаһәтләр