Падишалар 1-язма 14:1—31
14 Ушбу вақитта Йеробоамниң оғли Абия ағрип қалди.
2 Йеробоам аялиға: «Тур, сени Йеробоамниң аяли дәп тонумаслиғи үчүн кийимиңни йөткәп, Шилоһқа бар. Шу йәрдә маңа мошу хәлиқниң падишаси болушумни ейтип бәргән Ахия пәйғәмбәр яшайду.
3 Қолуңға 10 нанни, бирнәччә чүрәк вә есил һәсәлниң бир қумғанини алғин. У саңа бала билән немә болидиғинини ейтип бериду»,— дәп әвәтти.
4 Униң аяли шундақ қилди. У туруп, Шилоһқа берип, Ахияниң өйигә кәлди. Ахия болса көрәлмәтти, чүнки униң көзлири қерилиқтин осаллишип кәткәнди.
5 Шуңа Йәһва Ахияға: «Мана, саңа Йеробоамниң аяли оғли һәққидә сорашқа келиватиду, чүнки у ағриқтур. Сән униңға монуларни дәйсән. У саңа түрини өзгәртип келиду»,— дәп агаһ қилди.
6 Ахия у аял ишиктин киришигә, униң аяқлириниң шилдирлишини аңлап, униңға төвәндики сөзләрни йәткүзди: «Кир, Йеробоамниң аяли! Немә үчүн сән кийимлириңни йөткидиң! Мән саңа дәһшәтлик хәвәр билән әвәтилдим.
7 Җүгә, Йеробоамға монуни ейтқин: “Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһва саңа мундақ дәйду: “Мән сени хәлиқниң ичидә көтирип, Мениң хәлқим Исраилниң үстидин һөкүмран қилдим.
8 Мән Давут өйидин падишалиқни тартивелип саңа бәрдим, амма сән Мениң қулум Давутқа охшимайсәнкән. У Мениң вәсийәтлиримни сақлап, Мениң кәйнимдин пүтүн вуҗуди билән әгишип, пәқәт көзүмгә йеқимлиқ ишларни қилатти.
9 Сән болсаң, сәндин авал болғанлардин әң вәһшиси болдуң, чүнки сән өзәңгә башқа худаларни вә ят бутларни ясап, Мени арқаңға ташлидиң!
10 Шуңлашқа мана, Мән Йеробоамниң өйигә дәртләрни әвәтип, Исраилда иштан кийидиған һәркимни йоқитимән, һәтта әң бечарисиниму униңда қалдурмаймән. Шундақ қилип, Мән Йеробоамниң өйини, әхләт сүпүргәндәк, сүпүрүп ташлаймән!
11 Йеробоамниң кишилиридин ким шәһәр ичидә өлсә, уни иштлар йәветиду. Ким етизда өлсә, уни асман қушлири чоқулаветиду, чүнки Йәһва шундақ қарар чиқарди”.
12 Җүгә, өйүңгә қайт! Айиғиң шәһәргә киргән мәзгилдә балаң вапат болиду.
13 Барлиқ Исраил жиға-зерә қилишип, уни дәпин қилиду. Пәқәт ялғуз у Йеробоамниң нәслидин қәбиргә кириду, чүнки пәқәт униңдила пүткүл Йеробоамниң өйи-ичидин Йәһва, Исраил Худаси, қандақту-бир яхшилиқни тапти.
14 Йәһва өзигә Йеробоамниң өйини бәлгүлигән күнидә қирип ташлайдиған бир падишани Исраил үстидин қойиду. Бу һазирниң өзидә әмәлгә ашсичу?
15 Тәңри Йәһва Исраилни шундақ җазалайдуки, у суда лиңшип турған қомучтәк болиду вә ушбу яхши зиминдин уларни йилтизидин қомуруп нери ташлайду. У уларни йоған дәрияниң кәйнигә ташлап чечиветиду. Сәвәви, улар Йәһвани хапа қилидиған Аштаротларниң тәсвирлирини ясап чоқунди.
16 Шундақ қилип, У Исраилни Йеробоамниң әйиплири үчүн, у өзини бу гуналарни өткүзгини үчүн уҗуқтуриду!»
17 Андин Йеробоамниң аяли орнидин қозғилип кәтти. У Тирсаға келип, өйиниң босуғидин атланғандила балиси өлүп қалди.
18 Уни йәрлигәндә һәммә исраиллиқлар, Йәһваниң Ахия пәйғәмбәр ейтқан сөзи бойичә, жиғлишип узатти.
19 Йеробоамниң башқа иш-һәрикәтлири тоғрилиқ – униң урушлири, һөкүмранлиқ қилиши – Исраил падишалириниң тарихнамилиридә йезилған.
20 Йеробоамниң падишалиқ қилған дәври 22 жил еди. У өлүп атилириға қошулди. Униң орниға оғли Надаб тәхткә олтарди.
21 Йәһудида шу заманда Сулайманниң оғли Реһабам падишалиқ қилатти. У 41 йешида тәхткә олтарди вә 17 жил Йерусалим шәһиридә падиша болди. Бу шәһәрни Йәһва Униң исми шу йәрдә болуши үчүн барлиқ Исраил қәбилилири арисидин таллавалған еди. Реһабамниң анисиниң исми Наәма, у аммонлуқ болған.
22 Йәһудийларму шундақла Йәһваниң көзидә йеқимсиз ишларни қилип, Уни атилиридинму артуғирақ гуналири билән териктүрәтти.
23 Улар өзлиридә егизликләрни қуруп, хасийәтлик түврүкләрни, тәсвирләрни һәрқандақ егиз дөңдә яки һәрқандақ йоған дәрәқниң астиға қойятти.
24 Бу муқәддәс зиминда һәтта зинахор әркишиләр болған еди. Хәлиқ болса, Йәһва уларниң йүзидин қоғлавәткән хәлиқләрниң барлиқ жиркиничлиқ ишлирини қилатти.
25 Реһабамниң һөкүмранлиқ жүргүзгән бәшинчи жили Мисирниң падишаси Шишақ Йерусалимға қарши чиқти.
26 У Йәһва өйидин вә падиша өйидин бар ғәзниләрни елип кәтти. Сулайман ясиған алтун қалқанлар шулар җүмлисидиндур.
27 Уларниң орниға Реһабам падиша мистин қалқанларни ясап, уларни падиша өйиниң күзитидә турған пасибанлар башчилириниң қоллириға тутқузди.
28 Падиша Йәһва ибадәтханисиға маңғанда, пасибанлар уларни елип маңатти. Қайтқанда уларни пасибанлар бөлмисигә әкирип қоятти.
29 Реһабамниң сәргүзәштилири һәм у қилған барлиқ ишлири Йәһуда падишалириниң тарихнамилиридә йезилған.
30 Реһабам билән Йеробоамниң һаятиниң барлиқ кунлиридә уларниң арисида уруш йүз бәрди.
31 Ахирида Реһабам вапат болуп, әҗдатлири билән Давутниң шәһиридә дәпин қилинди. Униң анисиниң исми аммонлуқ Наәма еди. Униң орниға оғли Абия падиша болди.