Падишалар 1-язма 17:1—24
17 Гилиадниң турғунлиридин тишбалиқ Илияс Ахабқа мундақ сөзләрни ейтти: «Мән алдида турған Исраилниң Худаси Йәһва тириктур! Мошу жилларда йә шәбнәм, йә ямғур-йешин болмайду. Пәқәт мениң сөзүм бойичә улар болиду».
2 Униңға Йәһваниң авази аңлинип:
3 «Бу йәрдин уттур шәриқкә берип, Йорданниң қешида болған Кирит өстиңиниң сайида йошурунғин.
4 Мошу өстәңдин су ичисән. Қарғиларға Мән сени беқишни буйримән»,— дәп ейтилди.
5 Илияс кетип, һәммә нәрсини Йәһваниң сөзичә қилди. У Йорданниң қешидики Кирит өстиңиниң бойида яшиди.
6 Қарғилар униңға нан билән гөшни әтигәнлиги һәм кәчқурунлуғи әкелип берәтти. Суни болса, у өстәңдин ичәтти.
7 Бир жил өткәндин кейин бу өстәң қуруп кәтти, чүнки йәргә ямғур яғмиди.
8 Шу вақитта униңға Йәһваниң сөзи болуп:
9 «Тур вә Сидондики Сәрәпәт шәһиригә берип, шу йәрдә яша. Мән шу зиминдики бир тул аялға сени беқишни әмир қилдим»,— дәп ейтилди.
10 Илияс туруп, Сәрәпәтқә кәлди. У шәһәрниң дәрвазилириға йеқинлашқанда қариса, бир тул аял отунларни жиғиветипту. У аялни чақирип: «Мәрһәммәт, маңа ичишкә азирақ су бериңа!»— дәп сориди.
11 У аял су әкелишкә маңғанда, у кәйнидин: «Өтүнүш, қолуңизға мениң үчүн бир парчә нан елип келиңа!»— дәп вақириди.
12 У аял җававән: «Худайиңиз Йәһва тириктур! Мәндә нан йоқ, пәқәт козида бир очум ун вә қумғанда азғинә май бар. Мана, мән отун терип, өйүмгә берип, өзәм һәм оғлум үчүн бир чәлпәк пиширип, шуни йәп, андин өлүмиз»,— деди.
13 Илияс униңға: «Қорқмаң, берип дегиниңизни қилиң, амма авал шу ундин маңа бир кичиккинә чәлпәк елип келиң. Андин өзиңиз һәм оғлиңиз үчүн нан қилисиз.
14 Сәвәви, Исраилниң Худаси Йәһва мундақ дәйду: “Козидики ун түгимәйду вә қумғандики май азаймайду. Бу һадисә Йәһва йәр-зиминға ямғур-йешин әвәткичә йүз бериду!”»— дәп баян қилди.
15 Тул аял берип, Илияс ейтқандәк қилди һәм у вә униң аилиси вә пәйғәмбәр мәлум вақит тамақланди.
16 Козидики ун түгимиди вә қумғандики май азаймиди, һәммә нәрсә Йәһваниң Илияс пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзидәк болди.
17 Мошу вақиәдин кейин өйниң егиси ушбу аялниң оғли ағрип қалди. Униң ағриғи күчийип, ахири униңда нәпәс қалмиди.
18 У аял Илиясқа: «Худаниң адими, сизниң мениң билән немә кариңиз бар? Сиз маңа гуналиримни әскә селип, оғлумни өлтүрүветиш үчүн кәлгән охшайсиз»,— дәп налә қилди.
19 У җававән: «Балиңизни маңа елип келиң»,— деди. У аялниң қучиғидин балисини елип, өзи турған жуқарқи бөлмигә ачиқип, орун-көрписигә ятқузди.
20 Шуниң билән у Йәһваға мураҗиәт қилип: «Пәрвәрдигарим Йәһва! Мән яшаватқан тул аялниң оғлиниң җенини сақлимай, униңғиму яманлиқ қиламсән?»— дәп ялвурди.
21 Андин у үч қетим өсмүрниң үстигә йетип, Йәһваға илтиҗа қилип: «Йәһва Тәңрим! Бу балиниң җенини қайтурғина!»— дәп сориди.
22 Шуниң билән Йәһва Илиясниң авазини аңлиди. Өсмүрниң җени қайтурулуп, у тирилди.
23 Илияс өз бөлмисидин балини елип, өйигә анисиға апирип бәрди. Илияс: «Мана, көрдиңизму, оғлиңиз тириктур»,— деди.
24 У аял Илиясқа: «Әнди мән, һәқиқәтән, сизниң Худа адими екәнлигиңизгә көз йәткүздим. Һәм Йәһваниң сөзи еғизиңиздә һәқиқәт екәнлигини билип-тонудим!»— дәп җавап бәрди.