Падишалар 1-язма 2:1—46

2  Давут өлүмигә йеқинлашқанда, оғли Сулайманға вәсийәт қилип, мундақ деди:  «Мән пүткүл адәмзатниң йолиға раван болуш алдида туриватимән, сән болсаң чиң вә ғәйрәтлик бол.  Худайиң Йәһваниң йолини күзәткин: Униң Муса қанунида йезилған вәсийәтлирини, қанун-қаидилири билән аянлирини орунлиғин.Немила ишни қилмисаң һәм қайсила тәрәпкә қаримисаң, улар саңа пәм-парасәтлик болушқа ярдәм бериду.  Шундақ һаләттә Йәһва маңа ейтқан сөзлиригә әмәл қилиду. У маңа: “Әгәр сениң оғуллириң өз йолини дурус тутуп, Мениң алдимда пүткүл жүриги һәм пүткүл җени билән һәқиқәттә жүрсә, Исраил тәхтидә олтиридиған киши сениң нәслиңдә йоқимайду”,— дәп вәдә бәргән еди.  Сән билисәнғу, Зеруяниң оғли Йоаб мениң билән немә иш қилғанлиғини. У Исраилниң икки сәркиси: Нәрниң оғли Абнер вә Йәтәрниң оғли Амасани течлиқ пәйттә өлтирип, җәңдә төкүлүшкә тегиш қан билән өз бәлбеғини вә айиғидики өтүгини милиди.  Униң билән данишмәнлигиң бойичә иш тут, униң ақ чачлири хатирҗәм йәликкә чүшмисун!  Гилиадлиқ Барзилайниң оғуллириға яхшилиқ қил: улар сениң дәстихиниңдин тамақлинидиғанлардин болсун, чүнки улар мән акаң Абсаламдин қачқан вақтимда ярдәмгә кәлгән еди.  Мана, сениңда йәнә Бахуримдин болған Гераниң оғли Шимәй бар. У мени Маханаимға маңған йолумда һақарәтлик ләнәт сөзләр билән қарғиған еди. Лекин у мениң алдимға Йорданниң қешиға кәлгәндә, мән униңға Йәһваниң исми билән: “Мән сени қилич билән җазалимаймән”,— дәп қәсәм бәргәндим.  Демәк, уни җазасиз қойма, сән дана кишисән вә униң билән немә қилишни билисән. Униң ақ чечини қанға чөкүрүп гөргә чүшәргин». 10  Шуниң билән Давут атилириға қошулди вә у Давутниң шәһиридә дәпин қилинди. 11  Давутниң Исраил үстидин һөкүмранлиқ қилған дәври 40 жил еди. Һибронда у 7 жил вә Йерусалимда 33 жил падиша болди. 12  Сулайман атиси Давутниң тәхтигә олтирип, һөкүмранлиғи интайин мәккәм болди. 13  Хагитаниң оғли Адония Сулайманниң аниси Батшебаға кәлди. Батшеба: «Течлиқ билән кәлдиңму?»— дәп сориди. У җававән: «Течлиқ билән»,— деди. 14  Адония: «Мениң сизгә бир сөзүм бар»,— деди. У җававән: «Ейтқин»,— дәп рухсәт қилди. 15  У еғиз ечип: «Сиз падишалиқ мениң екәнлигинини вә мән падиша болушум үчүн, пүткүл Исраил маңа бәт буриғинини билисизғу. Лекин падишалиқ мениңдин чәтнәп, инимға өтти, чүнки Йәһва тәрипидин униңға бәлгүләнгән еди. 16  Әнди болса пәқәт бир нәрсини сиздин илтимас қилимән: өтүнүшимни рәт қилмисиңиз!»— деди. Батшеба җававән: «Очуқ ейт»,— деди. 17  Адония: «Сулайман падишаға — у сизгә яқ демәйду — маңа сунәмлик Абишагни хотунлуққа беришини ейтиңа»,— дәп өтүнди. 18  Батшеба: «Яхши, мән сән тоғрилиқ падишаға ейтимән»,— деди. 19  Шуниң билән Батшеба Сулайман падишаға Адонияниң илтимасини йәткүзүшкә барди. Падиша униң алдида орнидин туруп, тазим қилип, аниси үчүн йениға бир тәхтни қоюшини буйриди. Аниси униң оң тәрипидә олтарди. 20  Батшеба: «Мениң саңа бир әрзимәс илтимасим бар. Өтүнүшимни рәт қилма»,— деди. Падиша җававән: «Ана, сораң, мән сизгә яқ демәймән»,— деди. 21  У сөзләп: «Акаң Адонияға сунәмлик Абишагни хотунлуққа бәрсәң»,— деди. 22  Сулайман падиша җавап берип: «Немә үчүн сиз Адонияға сунәмлик Абишагни сораватисиз? У чағда униң үчүн падишалиқниму сораң, чүнки у мениң чоң акамғу. Шундақла Зеруяниң оғли Йоаб һәм Абиятар роһаний үчүнму сораң!»— деди. 23  Ушбу мәзгилдә Сулайман падиша Йәһваниң исмини чақирип: «Тәңри маңа уни вә буни қилип, йәнә қошсун, әгәр Адония бу сөзни өзиниң җениға қарши ейтмиған болса! 24  Демәкчи, мени мустәһкәмләп, атам Давутниң тәхтидә олтарғузуп вә, Өзи ейтқандәк, маңа бүгүн өйүмни тиклигән Йәһва тириктур! Бүгүндин қалмай Адония өлтүрүлиду!»— дәп вәдә қилди. 25  Сулайман падиша Йиһояданиң оғли Бенаяни әвәтти, у Адонияни уҗуқтурди. Шундақ қилип, Адония ахириға кәлди. 26  Падиша роһаний Абиятарға: «Җүгәң, Анатоттики йезиңизға бериң, чүнки сиз өлүмгә лайиқ әйип астида! Бирақ мән бүгүн сизни өлтүрмәймән, чүнки сиз атам Давутниң алдида Пәрвәрдигар Йәһва Худаниң сандуғини көтәргән һәм атамниң барлиқ азаплирида иштрак қилғансиз»,— дәп пәрман чиқарди. 27  Шундақ қилип, Сулайман Абиятарни Йәһваниң чоң роһанийи болмаслиққа мәһкүм қилди. Бу иш Йәһваниң бәшарәт сөзлири Шилоһтики Илийниң өйи һәққидә орунлиниши үчүн бәҗирилгән еди. 28  Ушбу хәвәр Йоабқа йәтти. У Адония тәрипидә болған еди, һәтта авал Абсалам тәрипигә өтмигән болсиму. Йоаб Йәһваниң чедириға қечип, қурбангаһниң мүнгүзлирини тутувалди. 29  Сулайман падишаға униң Йәһва чедириға қечип, һазир болса қурбангаһниң йенида екәнлиги йәткүзүлди. Сулайман Йиһояданиң оғли Бенаяни әвәтип, унинға: «Берип, уни өлтүривәт!»— дәп әмир қилди. 30  Шуниң билән Беная Йәһваниң чедириға келип, Йоабқа: «Падиша сени чиқсун дәйду»,— деди. Амма у җававән: «Мән чиқмаймән, мошу җайда өлүп кетәй»,— деди. Беная униң җававини падишаға йәткүзди. 31  Падиша Бенаяға: «У ейтқинидәк қил! Уни өлтүрүп йәрлигин, шундақ қилип, Йоаб төккән гунасиз қанни атамниң өйидин һәм мениңдин еливәт. 32  Йәһва униң қенини униң бешиға қаратсун, чүнки у атам Давутниң нәзәрисиз өзидин һәққанийирақ һәм яхширақ икки әрни өлтүрүвәткән еди. У Нәрниң оғли Абнерни вә Йәтәрниң оғли Амасани, иккилиси Исраил билән Йәһуданиң сәрдарлири еди, қилич билән һалак қилғанди. 33  Уларниң қениму Йоабниң вә униң әвладиниң бешиға мәңгүгә чүшсун. Давут һәм униң әвладиға, униң тәхтигә Йәһвадин әбәдий-әбәт течлиқ кәлсун!»— дәп ейтти. 34  Андин Йиһояданиң оғли Беная берип, Йоабни өлтүрди. У чөлдә, атисиниң өйиниң қешида, дәпин қилинди. 35  Униң орниға падиша баш сәрдар қилип Йиһояданиң оғли Бенаяни, Абиятарниң орниға Садок роһанийни қойди. 36  Падиша адәм әвәтип, Шимәйни чақирғузди: «Йерусалимда өзәңгә өй селип яшиғин. Бу җайдин һеч йәргә чиқма. 37  Әгәр чиқип, Кедрон өстиңидин өтсәң, өлисән. Билгинки, шундақ қилсаң, қениң өз бешиңда болиду». 38  Шимәй падишаға җававән: «Мақул. Һөкүмдарим падиша ейтқинидәк, қулиңиз шундақ қилиду»,— деди. Шимәй Йерусалимда бирнәччә вақит яшиди. 39  Амма үч жил өткәндин кейин униңдин икки қули Гатниң падишаси, Маохниң оғли Ахишқа қечип кәтти. Шимәйға: «Мана, сениң қуллириң Гатта яшимақта»,— дәп ейтилди. 40  Шуниң билән Шимәй туруп, ешигигә минип, Гатқа Ахишниң қешиға қуллирини издәшкә чиқти. Шимәй қуллирини Гаттин қайтуруп әкәлди. 41  Сулайманға Шимәйниң Йерусалимдин Гатқа берип келиши һәққидә йәткүзүлди. 42  Падиша Шимәйни чақиривелип, униңға: «Мән саңа Йәһваниң исми билән вәдә қилип, қарғишқа чүшидиғиниң тоғрилиқ ейтмидимму? Әгәр бу йәрдин башқа йәргә чиқсаң, өлүдиғиниң тоғрилиқ агаһландурмидимму? Сән шу вақитта маңа: “Мақул, беқинимән”,— дәп вәдә бәргәнғу. 43  Немишкә сән Йәһваниң алдидики қәсимиңни сақлимидиң вә мән бәргән әмирни орунлимидиң?»— деди. 44  Падиша йәнә Шимәйға: «Сән мениң атам Давутқа қилған барлиқ яманлиғиңни билисән. Шуниңдәкла атамға қилған барлиқ ишлириңни жүригиң туюп туриду. Әнди мана, Йәһва сениң қилмишлириңни өзәңниң бешиға қаратти. 45  Падиша Сулайман бәрикәтлинип, Давутниң тәхти Йәһваниң алдида мәңгү мәккәм болиду!»— дәп ейтти. 46  Шуниң билән падиша Йиһояданиң оғли Бенаяға буйриди һәм у берип Шимәйни өлтүрди. Хулләс, Сулайманниң қолида падишалиқ чиң турди.

Изаһәтләр