Падишалар 1-язма 4:1—34
4 Сулайман падиша пүткүл Исраил үстидин һөкүмран болди.
2 Мана, униң әмәлдарлири: Садокниң оғли Азария, роһаний,
3 Сисаниң оғуллири Елихорет һәм Ахия, катиплар, Ахилудниң оғли Йиһошафат, тарихнамичи,
4 Йиһояданиң оғли Беная, сәрдар, Садок билән Абиятар, чоң роһанийлар,
5 Натанниң оғли Азария, назарәтчиләр башлиғи, роһаний Натанниң оғли Забуд, падишаниң дости һәм мәслиһәтчиси еди.
6 Ахишар, сарай башқурғучиси, Авданиң оғли Адонирам, ялланма ишчилар назарәтчиси еди.
7 Сулайманниң йәнә пүткүл Исраил үстидин 12 башчиси болғанди. Улар падишани һәм униң өйини озуқ-түлүк билән тәминләтти, һәрқайси жилиға бир қетим бир айға озуқ-түлүк йәткүзәтти.
8 Мана уларниң исимлири: Әпрайим теғидин Хурниң оғли,
9 Макас, Шалбим, Бәйт-Шемеш, Елон вә Бәйт-Ханандики Декерниң оғли,
10 Арувоттики Хесетниң оғли. Униң Соходиму һәм Хепердиму йәрлири бар.
11 Нафот-Доромни егилигән Абинадабниң оғли, Сулайманниң қизи Тафит униң аяли еди.
12 Ахилутниң оғли Баана Таанак, Мәгиддо вә Изреелдин төвәнирәк Сартанниң йенидики Бәйт-Шеан, Бәйт- Шеандин һәтта Йокмеам тәвәсигичә, һәтта Абес-Мехолағичә йәрләргә егә еди.
13 Геверниң оғли Гилиад Рамотда егидарчилиқ қилатти. Униң башчилиғида Гилиадтики Манассә оғли Йаирниң йезилири, Башандики Аргов тәвәси, шундақла сепиллиқ вә мистин қулупланған йоған 60 шәһәр бар еди.
14 Иддониң оғли Ахинадаб Маханаим үстидин башчилиқ қилатти.
15 Ахимаас Нәпталим йеридә башчи еди. У өзигә хотунлуққа Сулайманниң қизи Васематани алған еди.
16 Хушайниң оғли Баана Ашер йеридә вә Баалотта,
17 Парухниң оғли Йосафат Исақар йеридә,
18 Еланиң оғли Шимәй Бениамин йеридә,
19 Урияниң оғли Гевер Гилиад йеридә һәм аморий падишаси Сигонниң вә Башан падишаси Огниң зиминлирида бир башчи еди.
20 Йәһудийлар билән исраиллиқлар көп болуп, нурғунлиғи билән деңиз қумиға тәң еди. Улар йәп-ичип, хошал-хорам яшатти.
21 Сулайман болса Фират дәриясидин башлап, Филистия чәклиригичә вә Мисир йеригичә барлиқ падишалиқларға егидарчилиқ қилатти. Улар һәдийәләрни әкелип, Сулайман падишаға униң өмриниң ахириғичә хизмәт қилишти.
22 Сулайман үчүн һәр күни нан һәҗими 30 кор (бир кор 220 л) әң есил ундин вә һәрхил ундин 60 кор буғдай ишлитиләтти.
23 Бодалған топақлардин 10, яйлақтин 20 топақ вә 100 қой союлатти. Униңдин ташқири буғилар, кейикләр, еликләр вә семиз қушлар дәстиханға қоюлатти.
24 Сәвәви, Сулайман бүйүк дәрияниң у вә бу тәрипидә һөкүмранлиқ қилатти. Типсахтин Газағичә башқуруп, у барлиқ әтрапидики әлләр билән зор течлиқта яшатти!
25 Шуңа йәһудийлар билән исраиллиқлар бехәтәр яшап, һәрқайси өз үзүмзарлиғи вә әнҗири астида бәхитлиқ яшатти. Улар Дандин башлап Бәршәбағичә Сулайманниң барлиқ күнлиридә бәхш әтти.
26 Сулайманниң җәң һарвулириға чатидиған атлар үчүн 4000 оқур болуп, 12000 чавандази бар еди.
27 Жуқурида ейтилған өлкә башчилири Сулайман падишаниң озуқ-түлигигә җавапкәр болған. Улар һәрқайси өз ейида дәстиханниң мол болушиға назарәт қилишип, һечнәрсидә камчилиққа йол қойматти.
28 Шундақла улар өз новитидә арпа һәм саманни атлар вә бәйгигә чүшидиған атлар үчүн керәк җайға йәткүзүп берәтти.
29 Пәрвәрдигар Сулайманға даналиқ һәм әҗайип зор әқил бәрди. Униң қәлби болса деңиз бойидики қумдәк бәк көләмлик еди.
30 Сулайманниң данишмәнлиги пүткүл Мисирниңкидин һәм Шәриқниң барлиқ оғуллириниң даналиғидин үстүн туратти.
31 У һәрқандақ кишидин әқиллигәрәк еди. Зараниң әвлатлири Етан, Һеман, Калкол вә Дардадин ешип чүшүп, униң исми барлиқ әтрапидики хәлиқләр арисида мәшһур болди.
32 Сулайман 3000 һекмәтлик сөз ейтип, 1005 күй-нахшини язған еди.
33 У Либанда өсидиған қариғайдин тартип тамдин өсүп чиқидиған зупағичә сөзлиди, у мал-варан, қушлар, йәр беғирлиғучилар һәм белиқлар һәққидә билим сөзләрни ейтқанди.
34 Сулайманниң даналиғини тиңшап көрүш үчүн барлиқ хәлиқләрдин, униң данишмәнлиги тоғрилиқ һекайиләрни аңлиған йәрләрниң падишалиридин вәкилләр Сулайманға келәтти.