Падишалар 1-язма 5:1—18
5 Тирниң падишаси Хирам өзиниң қуллирини Сулайманға әвәтти. У Сулайманниң атиси орниға падиша болғанлиғини аңлап бу ишни қилди, чүнки Хирам һаятиниң давамида Давутниң дости болғанди.
2 Шундақла Сулайманму Хирамға адәм әвәтип:
3 «Сиз атам Давутниң өз вақтида өп-чөридики хәлиқләр билән болған урушлар сәвәвидин, Йәһва уларни униң аяқ астиға селип бәрмигичә, өз Худайи Йәһваниң намиға өй салалмиди.
4 Әнди болса Пәрвәрдигарим Йәһва маңа һәммә тәрәптин арамлиқ бәрди. Қарши туридиған дүшминим йоқ һәм явуз тосалғумму йоқ.
5 Шуңа мана, мән Худайим Йәһваниң исмиға атап, Йәһва атамға ейтип: “Мән тәхтиңдә сениң орнуңға олтарғузидиған оғлуң Мениң исмимға беғишлап өй салиду”,— дегәнлигини әмәлгә ашурушқа нийәт қиливатимән.
6 Демәк, Либандики қариғайларни мениң үчүн чепип тәйярлашни қуллириңизға әмир қилиң. Мениң қуллиримму сизниңкиләр билән биллә ишләйду. Сизниң қуллириңизниң маашини, сиз ейтидиғандәк, пүтүнләй төләймән, чүнки, сиз билисизғу, биздә дәрәқләрни сидонлуқлардәк чапидиған кишиләр йоқ»,— деди.
7 Хирам Сулайманниң сөзлирини аңлап, интайин хошал болуп: «Әнди Давутқа мошу көпсанлиқ хәлиқни башқурушқа дана оғул бәргән Йәһва мәдһийилиниду!»— деди.
8 Шуниң билән Хирам Сулайманға киши әвәтип: «Мән сениң маңа йоллиған сөзүңни аңлидим. Сениң қариғай һәм арча дәрәқлиригә тегишлик хаһишиңни орунлап беримән.
9 Мениң қуллирим Либандин деңизғичә дәрәқләрни йәткүзүп бериду. Андин мән уларни сал арқилиқ сән бәлгүлигән җайға апирип, рәтләп қойимән. Сән шу җайдин еливал. Өзәңниң хаһишини орунлап, мениң өйүм үчүн нан йәткүзүп бәргин»,— дәп ейтти.
10 Шундақларчә Хирам Сулайманға у халиғиничә қариғай дәрәқләрни бәрди.
11 Сулайман болса Хирамға 20000 кор буғдайни униң өйиниң озуғи үчүн вә 20 кор сап таза зәйтун мейини бәрди. Мошундақ көләмдә Сулайман һәр жили озуқ-түлүкни Хирамға йәткүзүп бәрди.
12 Йәһва Сулайманға, Өзи ейтқинидәк, данишмәнликни һәдийә қилди. Хирам билән Сулайманниң арисида течлиқ һөкүм сүрүп, улар өз ара иттипақ қурди.
13 Сулайман падиша пүткүл Исраилдин ялланма ишчиларни чақирди, уларниң сани 30000 адәм еди.
14 Ейиға 10000 адәмдин новәт билән уларни Либанға әвәтти: бир ай улар Либанда болуп, икки ай өйидә яшатти. Ялланма ишчиларниң үстидин назарәтни Адонирам өткүзәтти.
15 Андин башқа Сулайманда еғир жүкләрни көтиридиған 70000 адәм вә тағда ишләйдиған 80000 таш ярғучилар бар еди.
16 Андин ташқири Сулайман бәлгүлигән 3300 башчи вәзипә атқуратти. Улар иш қиливатқан хәлиқниң үстидин назарәт қилип, уларни тизгинләтти.
17 Падишаниң пәрмани бойичә йоған ташларни, йонулған қиммәтбаһалиқ ташларни, Худа өйиниң һулини ясашқа әкеләтти.
18 Уларни Сулайманниң һәм Хирамниң ишчилири вә гебаллиқлар кесип тәйярлатти. Улар шундақла өйиниң қурулуши үчүн дәрәқләрни һәм ташларни жиғатти.