Падишалар 1-язма 9:1—28

9  Сулайман Йәһваниң исмиға салған өйниң қурулушини һәм падишаниң өйини пүтәргәндә вә барлиқ ойлап қойған нәрсилирини түгәткәндә,  Сулайманға дәсләптә Гибийонда Йәһва көрүнгәндәк, бу иккинчи қетимму униңға аян болди.  Йәһва униңға мундақ гәп қилди: «Мән сениң дуайиңни һәм Маңа ялвурған илтиҗаңни аңлидим. Сән Мениң исмим әбәт һазирлинидиған өйни салдиң, Мән уни муқәддәслидим. Көзүм һәм жүригим Мениң шу җайда әбәдий-әбәт болиду.  Әгәр сән Мениң алдимда атаң Давуттәк қәлбиңниң паклиғи һәм һәққанийлиғи билән жүрсәң, Мән саңа орунлашқа тегиш буйриған ишлиримни әмәлгә ашурсаң вә Мениң вәсийәтлирим билән қанунлиримни сақлисаң,  шундақ әһвалда Мән сениң падишалиқ тәхтиңни, атаң Давутқа вәдә қилғинимдәк, Исраилда мәңгүгә қойимән. Мән Давутқа: “Сениң әвладиңдин Исраил тәхтидә олтиридиған адәм йоқимайду”,— дәп ейтқандим.  Әгәр силәр вә оғуллириңлар Мәндин чекинсәңлар вә Мениң вәсийәтлиримни һәм Мән силәргә орунлашқа әмир қилған қанун-қаидилиримни тутмисаңлар, берип башқа илаһларға хизмәт қилип, уларға чоқунсаңлар,  у чағда Мән Исраилни униңға бәргән йәрдин қоғлап чиқимән, Мениң исмимға беғишлиған ушбу өйни Мән рәт қилимән. Шу вақитта Исраил барлиқ хәлиқләрниң арисида күлкилик тәмсил һәм мәсхирә болиду.  Мәзкүр макан болса харабилиққа айлиниду, шуңа уни көргән һәрким һәйран қелип, ушқетип: “Немә үчүн Йәһва бу йәр һәм бу өй билән мундақ иш қилди?”— дәйду.  Уларға җававән: “Исраиллиқлар өз Худайи Йәһвани, гәрчә У уларниң атилирини Мисир йеридин азат қилсиму, ташлиғини үчүн вә улар башқа илаһларни қобул қилип, уларға ибадәт қилип хизмәт атқурғини үчүн, Йәһва уларға барлиқ мошу апәтни яғдурди!”— дәйду». 10  Сулайман падиша 20 жил давамида икки өйни ясиди: Йәһваниң ибадәтханисини вә падиша өйини. 11  Тирниң падишаси Хирам Сулайманға кедр лимлирини, қариғай лимлирини, падиша қанчини халиған болса, шунчини йәткүзүп бәрди. Андин Сулайман Хирамға Җәлилия өлкисидә 20 шәһәр бәрди. 12  Хирам Тирдин Сулайман униңға һәдийә қилған шәһәрләрни көрүп келишкә барди, лекин улар униңға яқмиди. 13  Шуниң билән у: «Бурадәрим, қандақ шәһәрләрни сән маңа бәрдиң?» — деди. Шуңлашқа бу йәрни у Қабул, яки яримас йәр, дәп атиди. Бүгүнки күнгичә у шундақ атилиду 14  Хирам Сулайманға 120 талант алтун әвәтти. 15  Сулайман падиша Йәһваниң өйини, өзиниң өйини, қорған иншаитини, Йерусалимниң сепилини, шундақла Хазор, Мәгиддо вә Гәзәрни селиш үчүн ялланма ишчиларни чақиртти. 16  Авал, өз вақтида, Мисирниң падишаси пирәвн келип, Гәзәрни елип, отқа тутқанди. Униңда яшиған қананлиқларни қириветип, бу шәһәрни қизи, Сулайманниң аялиға, һәдийә қилғанди. 17  Шуниң билән Сулайман Гәзәр һәм төвәнки Бәйт-Хоронни ясап чиқти. 18  Шуниңдәкла Баалатни вә түзләңликтики сәһрада турған Тадморни, 19  Сулайманда болған озуқ-түлүк амбарлири җайлашқан барлиқ шәһәрләрни, җәң һарвулар, атлар туридиған шәһәрләрни вә селишқа молҗалиған барлиқ нәрсиләрни Сулайман салди. Уларни Йерусалимда, Либанда вә егилигән пүткүл йеридә қурди. 20  Исраил оғуллириниң санидин болмиған аморийлардин, һетийлардин, евийлардин, йәвусийлардин — 21  уларниң әвлатлиридин қалғанларни исраиллиқлар уҗуқтуралмиғанлиғи сәвәвидин, Сулайман уларни бүгүнки күнгичә қул сүпитидә тутмақта. 22  Бирақ Исраил оғуллиридин һечкимни Сулайман қул қилип тутмиди. Улар униң әскәрлири, хизмәткарлири, бәглири, ярдәмчилири һәм җәң һарвулирини вә чавандазлирини башқуридиғанлар болатти. 23  Сулайманда ишларға назарәт қилидиғанлар вә ишләватқан хәлиқни башқуридиғанлар сани 550 еди. 24  Пирәвнниң қизи Давутниң шәһиридин йолдиши Сулайман униңға селип бәргән өйгә көчти. Андин кейин падиша қорған иншаитини салди. 25  Сулайман падиша жилиға үч қетим көйдүрмиләрни вә шүкүр қурбанлиқларни Йәһваға атап салған қурбангаһта әкеләтти. Исриқ қурбанлиқларни болса, Йәһваниң алдида турған қурбангаһта әкәлгүзәтти. Шундақ қилип, у ибадәтханини түгәтти. 26  Сулайман падиша Едум зиминидә, Қизил деңиз бойида, Елатниң йенидики Есион-Геберда кемиләрниму ясиди. 27  Мошу кемиләрдә Хирам Сулайманниң хизмәткарлири билән деңизни яхши билидиған өз чакарлирини әвәтти. 28  Улар Офирға үзүп берип, у йәрдин Сулайман падишаға 420 талант алтун елип кәлди.

Изаһәтләр