Падишалар 2-язма 10:1—36

10  Ахабниң Самарийәдә 70 оғли болатти. Йәһу хәтләрни йезип, Ахабниң оғуллириниң тәрбийичи-ақсақалларға, Йизриәлдики бәгләргә әвәтти.  Уларда: «Бу хәт силәргә кәлгәндә, чүнки силәрниң қаримиғиңларда һөкүмранниң оғуллири, җәң һарвулар, атлар, мустәһкәмләнгән шәһәр һәм қураллар болғанлиқтин,  уларниң арисидин әң яхшисини вә лайиғини таллап, атисиниң тәхтигә олтарғузуп, һөкүмдариңларниң өйи үчүн күрәш башлаңлар!»— дәп йезилди.  Лекин улар бәк қорқушуп: «Мана, икки падиша униң алдида туралмиди, биз қандақму тақабил туралаймиз?»— дейишти.  Шуниң билән падиша өйиниң башқурғучиси, шәһәр һакими, ақсақаллар Йәһуға адәм әвәтип, мундақ деди: «Биз сизниң қуллириңиз вә сиз немә десиңиз, шуни қилимиз. Биз һечкимни падиша қилип қоймаймиз, немини дурус көрсиңиз, шуни қилиң».  Шу чағда у уларға иккинчи қетим хәт йезип, мундақ пәрман чүшәрди: «Әгәр силәр мениң тәрәпкә өткән болсаңлар вә мениң сөзүмгә қулақ салсаңлар, у вақитта һөкүмраниңларниң балилириниң башлирини елип, әтә маңа Йизриәлгә келиңлар!» Падиша оғуллириниң сани 70 еди вә уларни шәһәрдә әң атақлиқ кишиләр тәрбийиләтти.  Бәгләргә бу хәт йәткүзүлгәндә, улар падишаниң 70 пәрзәндини елип боғузлап, уларниң башлирини севәтләргә селип, Йәһуға Йизриәлгә әвәтивәтти.  Әвәтилгән киши униңға келип: «Падиша оғуллириниң каллирини әкәпту»,— деди. У җававән: «Уларни икки догиға бөлүп, дәрвазиниң алдида әтигәнликкичә қоюңлар»,— дәп буйриди.  Әтигәнлиги Йәһу чиқип, олашқан пүткүл хәлиққә: «Силәр әйиплик әмәс. Мана, мән өз һөкүмдаримға қарши қәстлик қилип, уни өлтүрдим. Һә, монуларниң һәммисини ким һалак қилди? 10  Әнди шуни билиңларки, Йәһваниң Ахаб өйи үстидин ейтқан һечбир Йәһваниң сөзи орунланмай, йәргә чүшмәйду. Йәһва Худа Өз қули Илияс арқилиқ ейтқан сөзини әмәлгә ашурди»,— дәп елан қилди. 11  Йизриәлдики Ахабниң өйидин болған барлиғини Йәһу қирип ташлиди, шундақла униң барлиқ бәглирини, тонуш-билишлирини, роһанийлирини, һәтта улардин бирму сақ адәм қалмиди. 12  Шундин кейин у туруп, Самарийәгә йол тутти. Йолда падичиларниң җайи Бәйт-Екеттин өтүватқанда, 13  Йәһу Йәһуда падишаси Ахазияниң қериндашлирини учритип: «Силәр ким болусиләр?»— дәп сориди. Улар җававән: «Биз Ахазияниң қериндашлири, падишаниң оғуллириниң тәнсақлиғи һәққидә хәвәр елишқа маңдуқ»,— деди. 14  Йәһу уларни тутушни буйриди. Ушбу 42 кишини Бәйт-Екетта боғузлап, бирсиниму тирик қалдурмиди. 15  У йәрдин кетип, униң алдиға келиватқан Рекабниң оғли Йәһонадабни учратти. Йәһу униңға яхшилиқларни тиләп, униңдин: «Сениң жүригиң, мениң көңлүм сениң көңлүңгә ятқандәк, мениң жүригимгә қарақлиқму?»— дәп сориди. Йәһонадаб җававән: «Һә, шундақ»,— деди. «Унда, қолуңни бәргин»,— дәп тәклип бәрди Йәһу. Йәһонадаб қолини созуведи, у уни өз һарвусиға тартип чиқарди. 16  «Мән билән берип, мениң Йәһваға болған қизғинлиғимни көргин!»— дәп қошумчә қилди у. Улар бир һарвуда йолини давамлаштурди. 17  Самарийәгә келип, Йәһу бу шәһәрдә Ахабниң қалған йеқинлириниң һәммисини йоқ қилди. Шуниң билән Йәһваниң Илияс арқилиқ ейтилған бәшарити орунланди. 18  Йәһу барлиқ хәлиқни жиғип, уларға: «Ахаб Баалға аз хизмәт қилған, Йәһу болса униңға көпирәк хизмәт қилиду. 19  Демәк, маңа Баалниң барлиқ пәйғәмбәрлирини, барлиқ хизмәтчилирини вә роһанийлирини чақириңлар. Һечқайси унтулуп қалмисун, чүнки бүгүн мәндә Баалға алайтән бир улуқ қурбанлиқ болиду. Әгәр кимду-ким кәлмисә, тирик қалмайду!»— дәп җакалиди. Йәһу бу ишни қувлуқ билән қилғанди, сәвәви униңда Баалниң хизмәтчилирини өлтүрүш нийити бар еди. 20  Йәһу: «Баалға мәйрәм өткүзүңлар!»— деди. Улар мәйрәм уюштурушқа киришти. 21  Шундақ қилип, Йәһу пүткүл Исраил зиминида хәвәрчиләрни әвәтип, Баалниң барлиқ хизмәтчилирини жиғди. Кәлмигән бирму адәм қалмиди. Улар Баалниң өйигә кирди вә бутхана у четидин бу четигичә толди. 22  Шу вақитта Йәһу кийимләрниң күзәтчисигә барлиқ кәлгәнләр үчүн кийим беришини буйриди. 23  Шу вақитта Йәһу Рекабниң оғли Йәһонадаб билән Баалниң бутханисиға кирип: «Қарап чиқиңлар, араңларда Йәһва хизмәтчилири болуп қалмисун, пәқәт Баалға чоқунидиғанларла болсун!»— дәп әмир қилди. 24  Андин улар қурбанлиқларни вә көйдүрмиләрни әкелишкә башлиди. Йәһу болса талада өзиниң 80 адимини қоюп, уларға: «Байқаңлар, қолуңларға мән тапшуруватқан адәмләрниң арисидин бирсиму аман қалмисун. Болмиса, һәрқайсиңлар униң җени үчүн өз җениңларни берисиләр»,— дәп җекилиди. 25  Көйдүрмә қурбанлиғи аяқлашқанда, Йәһу өз әскәрлиригә вә ярдәмчилиригә: «Кирип уларни өлтүрүңлар, һечқайси қечип кәтмисун!»— дәп буйруқ бәрди. Улар кирип, бу кишиләрни қилич билән һалак қилип, бутханидин таки шәһәргичә йетип барди. 26  Баалниң өйидин униң хасийәтлик түврүклирини ачиқип, уларни көйдүривәтти. 27  Шуниңдәкла Баалниң һәйкилини сундуруп, бутханини вәйран қилип, уни һаҗәтханилар қилди. Мошу кәмгичә улар моҗут тур. 28  Шундақларчә Йәһу Баални Исраил йеридин йоқатти. 29  Һалбуки, Набатниң оғли Йеробоамниң Исраилни гунаға патурған гуналиридин, йәни Бәйтәл һәм Данда тиклигән икки алтун мозайдин, Йәһу чәтнимиди. 30  Йәһва Пәрвәрдигар Йәһуға: «Мениң көзүмдә адил һәм яхши иш қилип, Мениң жүригимдә Ахабниң өйи үстидин ойлап қойғинимни әмәлгә ашурғиниң үчүн, сениң оғуллириң Исраил тәхтидә төртинчи әвлатқичә олтириду»,— дәп бәрикәтлиди. 31  Амма Йәһу пүткүл қәлбидин Исраил Худайи Йәһваниң қанунида болушқа еһтият қилмиди. У Исраилни гунаға киргүзгән Йеробоамниң әйивидин сақланмиди. 32  Мәзкүр күнләрдә Йәһва Исраилдин қисимларни кесишкә башлиди вә Хазаәл уларни пүткүл зиминида мәғлубийәткә учритивататти. 33  Бу болса Йорданниң шәрқидики барлиқ Гилиад йери, йәни Гад, Рувим, Манассәниң қәбилилириниң, Арнон өстиңидики Ароердин башлап Гилиадқичә вә Башанғичә. 34  Йәһу һәм у қилған ишлири һәққидә вә униң җасур әмәлийәтлири Исраил падишалириниң тарихнамилиридә пүтүлгән. 35  Ахирида Йәһу атилириға қошулди һәм у Самарийәдә дәпин қилинди. Униң орниға оғли Йәһоахаз падиша болди. 36  Йәһуниң Исраил үстидин Самарийәдә һөкүмранлиқ қилған дәври 28 жил болди.

Изаһәтләр