Падишалар 2-язма 11:1—21

11  Ахазияниң аниси Аталия оғлиниң вапат болғанлиғини көрүп, барлиқ шаһлиқ қәбилини қиривәтти.  Лекин Ахазияниң һәдиси, Йәһорам падишаниң қизи Йәһошеба, Ахазияниң оғли Йәһоашни өлтүрүливатқан падиша оғуллириниң арисидин чиқиривелип, уни вә баққучи аялни өз ятақханисида йошурди. Шундақ қилип, у Йәһоашни Аталиядин йошурди вә у аман қалди.  Шундақларчә Йәһоаш һәдисиниң ярдими билән Йәһваниң ибадәтханисида алтә жил мөкүнди, Аталия болса шу зиминниң падишаси болди.  Йәттинчи жили Йәһоядаһ ялланған әскәрниң башчилириға адәм әвәтип, уларни Йәһва өйигә кәлтүрүп, улар билән келишим түзди. Улардин Йәһваниң өйидә қәсәм яд қилғузуп, андин уларға падишаниң балисини көрсәтти.  Уларға буйруп, мундақ деди: «Шәнбидә кәлгәнлириңларниң үчинчи қисми падиша өйини күзитиду.  Башқа үчинчи қисми Сур дәрвазиси йенида, йәнә бир қисим күзәтчиләрниң кәйнидики дәрвазида туриду. Қараңлар, һечкимни өйгә киргүзмәй, сақлаңлар.  Араңлардин икки топ Йәһва ибадәтханисида падишани қорғайдиған болиду.  Падишани һәммә тәрәптин қолуңларға курал елип қоршаңлар. Кимду-бирси қатариңларға киришкә җүръәт қилса, ундақни өлтүрүңлар. Падиша чиқип-киргәндә, дайим уни күзитиңлар».  Шуниң билән әскәр башчилири Йәһоядаһ роһаний җекилигәндәк қилди. Улар шәнбидә ләшкәрлири билән Йәһоядаһ роһанийға кәлди. 10  Роһаний йүзбешилириға Давут падишаниң Йәһва өйидә сақлиниватқан нәйзә-қалқанлирини тапшурди. 11  Шуниң билән пасибанлар, һәрқайси қолидики қурали билән, Тәңри өйиниң оң тәрипидин сол тәрипигичә турди. Улар қурбангаһниң қешида, падиша өйиниң әтрапида турди. 12  Йәһоядаһ падиша оғлини ачиқип, униң бешиға таҗни кийгүзди. Андин қолиға Тәврат қануниниң көчүрмисини берип, майлап, падиша қилип қойди. Һәммәйлән чавақ челип: «Падиша яшисун!»— дәп вақирашти. 13  Аталия хәлиқниң һәм күзәтчиләрниң авазлирини аңлап, хәлиқ алдиға Йәһваниң ибадәтханиси йениға чиқти. 14  Қариса, мана падиша адәт бойичә егиз җайда турмақта. Падишаниң йенида бәгләр вә әмәлдарлар болуп, барлиқ хәлиқ болса шатлинип, карнәйләрни челиватмақта. Аталия кийимлирини жиртип: «Иғва, иғва!»— дәп чеқириди. 15  Йәһоядаһ роһаний әскәр башчилириға буйруп: «Уни ибадәтханидин нери әкетиңлар, униң кәйнидә жүргәнләрни қиличлаңлар!»— деди, чүнки у ичидә Аталияни Йәһваниң ибадәтхана территориясидә өлтүривәтмисун, дәп әндишә қилатти. 16  Әскәрләр уни тутуп, атлар өткүлидин падиша өйигә өткүзүп, шу йәрдә җенини алди. 17  Йәһоядаһ болса, Йәһва Худа вә падиша һәм хәлиқ оттурисида келишим түзди. Худди шуниңдәк, хәлиқ Йәһваниң хәлқи болуши үчүн һәм хәлиқ вә падиша арисида келишимму тәстиқләнди. 18  Андин пүтүнләй зимин хәлқи Баалниң бутханисиға берип, уни вәйран қилди. Баалниң қурбангаһлирини вә униң тәсвирлирини бузуп, униң каһини Маттанни өлтүривәтти. Йәһоядаһ роһаний Йәһваниң ибадәтханисида күзәтчи назарәтчиләрни бәлгүлиди. 19  У әскәр башчилири, ялланған қошунни, күзәтчиләрни вә хәлиқни елип, падишани Йәһва өйидин падиша өйигә пасибанлар дәрвазиси арқилиқ апарди. Ахири падиша тәхтигә олтарди. 20  Ушбу йәр-зиминниң хәлқи бәк хошал болди. Шәһәр хатирҗәмликкә толди. Аталияни болса падиша өйидә қиличлап өлтүрди. 21  Йәһоаш падишалиқни өткүзүвалғанда йәттә яш еди.

Изаһәтләр