Падишалар 2-язма 12:1—21
12 Йәһоаш Йәһуниң йәттинчи жили падиша болушни башлиди вә Йерусалимда 40 жил һөкүмранлиқ қилди. Униң анисиниң исми Зибия болуп, у Бәәршебадин еди.
2 Йәһоаш Йәһваниң алдида Йәһоядаһ роһаний униңға нәсиһәт-мәслиһәт бәргән күнлиридә һәққаний йол тутти.
3 Пәқәт дөңләр техи рәт қилинмиғанди вә хәлиқ уларда қурбанлиқларни вә исриқ кәлтүрүшни техи тохтатмиған еди.
4 Бир күни Йәһоаш роһанийларға: «Йәһваниң ибадәтханисиға әкелидиған күмүчни, һәрқандақ җан үчүн берилидиған пулни, һәрким халисанә Йәһваниң өйигә бәргүси кәлгән күмүчни
5 роһанийлар тонушлиридин елип, өйдики бузулған җайларни җөндәшкә ишләтсун»,— дәп пәрман чүшәрди.
6 Бирақ Йәһоаш падишаниң 23-жилиғичә роһанийлар ибадәтханидики бузулған җайларни җөндимигини үчүн,
7 Йәһоаш чоң роһаний Йәһоядаһни һәм башқа роһанийларни чақирип, уларға: «Немишкә силәр ибадәтханидики бузулушларни ясимайсиләр? Ушбу вақиттин башлап тонушлириңлардин күмүчни өзәңларға алмай, уни Худа өйидики җөндәш ишлириға пайдилиниңлар!»— дәп буйриди.
8 Шуниң билән роһанийлар хәлиқтин күмүч алмаслиққа вә ибадәтханидики бузулушларни ясашқа келишти.
9 Йәһоядаһ роһаний бир йәшикни елип, униңда төшүк қилип, Йәһваниң ибадәтхана һойлиси киришиниң оң тәрипигә қойди. Ишик түвидә хизмәт атқуридиған роһанийлар инсанларниң Йәһва өйигә әкәлгән барлиқ күмүчини шу йәшиккә салатти.
10 Йәшиктә күмүч көп жиғилғанда падишаниң кативи вә башроһаний келип, Йәһваниң өйигә һәдийә қилинған бу күмүчни санап, мишкапларға селип бағлатти.
11 Мәзкүр санап өлчәнгән күмүчни Йәһва өйини җөндәшкә бәлгүләнгән назарәтчиләргә берәтти, улар болса уни Йәһваниң ибадәтханисида ишләватқан яғашчилар һәм қурулушчиларға берәтти.
12 Шундақла ташчиларға һәм таш йонуйдиғанларға яки яғачларни вә йонулған ташларни сетивелишқа һәм Йәһва өйиниң керәклик барлиқ муһтаҗлиқлириға ишлитәтти.
13 Йәһваниң ибадәтханиси үчүн күмүч дасларни, от өчәргүчләрни, җамларни, һәртүрлүк алтун һәм күмүч қачиларни бу Йәһва өйигә сәрип қилиниватқан күмүчниң һесавиға ясиматти.
14 Лекин ушбу күмүчни Йәһваниң өйини җөндәшкә назарәтчиләргә берәтти.
15 Шуниңдәкла, ишчиларға бу күмүчни тарқатқан кишиләрдин һесават тәләп қилинматти: улар етиқати асасида иш жүргүзәтти.
16 Қилмиш үчүн вә гуналар үчүн берилидиған күмүч болса, Йәһва ибадәтханисиға әкиргүзүлмәтти, у роһанийларға мәнсүп еди.
17 Шу чағда Сирияниң шаһи Хазаәл һәрбий сәпәргә чиқип, Гатқа уруш қилип, уни еливалди. Андин у бетини Йерусалимға бурап, униңға қарши маңди.
18 Амма Йәһуданиң падишаси Йәһоаш һәрәмгә сәрип қилинған пүткүл ғәзинәни, униң атилири Йәһошафат, Йәһорам вә Ахазия һәм өзи қурбан қилған, шундақла Йәһва ибадәтханисиниң вә падиша өйиниң ғәзнилиридә тепилған барлиқ есил затларни Сирияниң шаһи Хазаәлға әвәтти. Андин у Йерусалимдин чекинди.
19 Йәһоаш һәққидә барлиқ нәрсиләр һәм униң паалийәтлири Йәһуда падишалириниң тарихнамилиридә йезилған.
20 Униң қол астидикиләр қәстлик ясап, Йәһоашни Силла йолидики Милло өйидә өлтүрүвәтти.
21 Уни өлтүргән қуллири Шиматниң оғли Йозакар вә Шомерниң оғли Йәһозабат болди. Йәһоаш һалак болғанда, уни әҗдатлири билән Давутниң шәһиридә йәрлиди. Униң орниға падиша болуп оғли Амазия олтарди.