Падишалар 2-язма 15:1—38

15  Йәһуданиң падишаси Амазияниң оғли Азария, йәни Уззия, Исраил падишаси Йеробоам IIниң 27-жили падишалиқ өтәшкә башлиди.  У шу чағда 16 яшта еди вә Йерусалимда 52 жил һөкүмранлиқ қилди. Униң аниси Йерусалимдин болуп, исми Йәһолия еди.  Азария атиси Амазиядәк өзини тутуп, Йәһваниң көзидә һәққаний болди.  Пәқәт егизликләр техи мәнъий қилинмиған еди вә хәлиқ дөңләрдә қурбанлиқлар билән исриқларни әкеләтти.  Ахирида Йәһва Худа падишани мохо кесили билән җазалиди вә у һаятиниң ахириғичә өз өйидә ялғуз яшиди. Зимин хәлқи вә сарай үстидин падишаниң оғли Йофам рәһбәрлик қилди.  Азарияниң атқурған барлиқ паалийәтлири тоғрилиқ Йәһуда падишалириниң тарих китаплирида йезилди.  Уззия атилириға қошулуп, уни Давутниң шәһиридә дәпин қилди. Униң орниға оғли Йофам тәхткә олтарди.  Йәһуда падишаси Азарияниң 38-жили Исраилниң үстидин Самарийәдә Йеробоам IIниң оғли Зәкәрия падиша болуп, бари-йоққи 6 ай һөкүмранлиқ қилди.  У Йәһваниң алдида әҗдатлириниң йеқимсиз ишлирини давамлаштурди вә Исраилни гунаға патурған Набатниң оғли Йеробоамниң гуналиридин қайтмиди. 10  Шуниң билән Йабешниң оғли Шаллум қәстлик уюштуруп, хәлиқ алдида уни уҗуқтуруп, униң орниға падиша болди. 11  Зәкәрия тоғрилиқ Исраил падишалириниң тарихнамисида пүтүлди. 12  Мошу вақиәләргә нисбәтән Йәһваниң Йәһу арқилиқ ейтилған сөзидә: «Сениң оғуллириң Исраил тәхтидә төртинчи әвлатқичә олтириду»,— дегини орунланди. Нәқ шундақ болди. 13  Йабешниң оғли Шаллум Йәһуда падишаси Уззияниң 39-жили тәхткә олтирип, Самарийәдә бари-йоққи 1 ай һөкүмранлиқ қилди. 14  Тирсадин Гадийниң оғли Менахем Самарийәгә келип, Йабешниң оғли Шаллумни өлтирип, униң орниға падиша болди. 15  Шаллум һәм униң қәстлиги һәққидә Исраил падишалириниң тарихий язмилирида пүтүлди. 16  Шу чағда Менахем Тирсадин башлап, Типсах һәм униңдики барлиқ җанларни вә әтрапини қиривәтти, чүнки улар униңға дәрвазини ечип бәрмигән еди. Униңдики барлиқ һамилдар аялларниң қосақлирини тиливәтти. 17  Гадийниң оғли Менахем Йәһуда падишаси Азарияниң 39-жили һөкүмранлиқ жүргүзүшкә башлап, Самарийәдә 10 жил падиша болди. 18  У Йәһваниң көзидә яман ишларни қилип, барлиқ күнлиридә Набатниң оғли Йеробоамниң бутпәрәслик қилиқлиридин қалмиди. 19  Ушбу вақитта мәзкүр зиминға Ассурниң шаһи Пул кәлди. Менахем униңға уни яқлиши вә падишалиқ Менахемниң қолида тәстиқлиниши үчүн, Пулға 1000 талант күмүч бәрди. 20  Бу пулни Ассур шаһиға жиғип бериш үчүн, Менахем исраиллиқларниң арисида байлиғи билән тонулған адәмләргә 50 шекәл күмүчтин селиқ салди. Шундақ қилип, Ассурниң шаһи бу йәрдә туруп қалмиди. 21  Менахем һәм униң ишлири һәққидә Исраил падишалириниң тарихнамилиридә йезилған. 22  Ахирида Менахем әҗдатлириға қошулди, униң орниға оғли Пекаһия падиша болди. 23  Менахемниң оғли Пекаһия Йәһуда падишаси Азарияниң 50-жили падиша болуп, Самарийәдә 2 жил һөкүмранлиқ қилди. 24  Уму Йәһваниң алдида Исраилни гунаға киргүзгән Набатниң оғли Йеробоамниң бутпәрәслик гунайини давам қилди. 25  Шуниң билән униң әмәлдари Ремалияниң оғли Пеқаһ қәстлик ойлап, уни Самарийәдә падиша сарийиниң ичкәрки бөлмидә Аргоб вә Арйә билән өлтүрди. Улар билән биргә Гилиадниң 50 кишиси болди. Шуниң билән Пеқаһ падиша тәхтигә егә болди. 26  Пекаһия вә униң ишлири тоғрисида Исраил падишалириниң тарихий язмилирида пүтүлди. 27  Ремалияниң оғли Пеқаһ Исраилниң үстидин Самарийәдә Йәһуда падишаси Азарияниң 52-жили һөкүмранлиқ қилишқа башлап, 20 жил падиша болди. 28  Йәһваниң алдида яман қилиқларни қилип, Исраилни гунаға патурған Набатниң оғли Йеробоамниң гуналирини давамлаштурди. 29  Исраил падишаси Пеқаһниң вақтида Ассурниң шаһи Тиглат-Пиләсәр келип, Ийон, Абел-Бәйт-Маахадики, Яноаһ, Қәдәш, Хазор, Гилиад, Җәлилия, Нәпталимниң пүткүл йерини еливелип, уларни Ассурға йәр авдурди. 30  Шу чағда Еланиң оғли Һошия Ремалияниң оғли Пеқаһқа қарши қәст қилип, уни өлтүрүвәтти. У Пеқаһниң орниға, Уззияниң оғли Йофамниң 20-жили, падиша болди. 31  Пеқаһ һәм униң қилған ишлири һәққидә Исраил падишалириниң тарих китавида йезилди. 32  Йәһуданиң падишаси Уззияниң оғли Йофам Исраил падишаси Ремалияниң оғли Пеқаһниң иккинчи жили падишалиқ қилишқа башлиди. 33  У һөкүмранлиққа киришкәндә 25 яш еди вә Йерусалимда 16 жил падиша болди. Униң анисиниң исми Йәруша болуп, у Садокниң қизи еди. 34  Йофам Йәһваниң алдида атиси Уззиядәк һәққаний ишларни беҗирди. 35  Бирақ дөңләр техи мәнъий қилинмиған болуп, хәлиқ уларда қурбанлиқларни тәғдим қилатти. У Йәһваниң өйи йенида Үстүнки дәрвазиларни салди. 36  Йофам тоғрилиқ вақиәләр вә униң қилған паалийәтлири һәққидә Йәһуда падишалириниң тарихнамилиридә йезилди. 37  Шу күнләрдин башлап, Йәһва Йәһудияға қарши Сирияниң шаһи Резинни вә Ремалияниң оғли Пеқаһни әвәтти. 38  Йофам атилириға қошулуп, атиси Давутниң шәһиридә дәпин қилинди. Униң орниға падиша болуп оғли Ахаз олтарди.

Изаһәтләр