Падишалар 2-язма 16:1—20

16  Йәһуданиң падишаси Йофамниң оғли Ахаз Ремалияниң оғли Пеқаһниң 17-жили падишалиқ қилишқа киришти.  Ахаз падиша болғанда 20 яш еди вә Йерусалимда 16 жил һөкүмранлиқ қилди. У Йәһва Пәрвәрдигари алдида әҗдади Давуттәк һәққаний болмиди.  У Исраил падишалириниң йоли билән меңип, Йәһва Исраил оғуллиридин қоғлиған хәлиқләрниң жиркиничлик қилиқлирини дорап, оғлини оттин өткүзди.  Шуңдақла қурбанлиқларни вә исриқларни егизликләрдә, дөңләрдә вә һәрқандақ йоған дәрәқләрниң астида әкәлди.  Ушбу вақитта Сирияниң шаһи Резин вә Исраилниң падишаси Ремалияниң оғли Пеқаһ Йерусалимға қарши урушуп, Ахазни қоршавта тутти, лекин шәһәрни алалмиди.  Шу чағда Сирияниң шаһи Резин дөлитигә Елатни қайтурди вә Елаттики йәһудийларни қоғлап чиқарди. Елатқа сирияликләр кирип, мошу кәмгичә униңда яшимақта.  Шуниң билән Ахаз Ассурниң шаһи Тиглат-Пиләсәргә әлчи әвәтип: «Мән сизниң қулиңиз вә оғлиңиз. Келип, мени Сирия һәм Исраил падишалириниң қолидин қутулдуруңа, чүнки улар маңа қарши чиқти»,— дәп ялвурди.  Ахаз Йәһваниң ибадәтханисида вә падиша өйиниң ғәзнилиридә болған күмүч билән алтунни елип, Ассур шаһиға һәдийәгә әвәтти.  Уни Ассур шаһи тиңшап, Дәмәшқкә берип, уни алди. Униң турғунлирини Кирға йәр авдурди, Резинни болса һалак қилди. 10  Ахаз падиша Ассур шаһи Тиглат-Пиләсәрниң алдиға Дәмәшқкә берип, у йәрдә бир қурбангаһни көрди. Шуниң билән Ахаз Урия роһанийға қурбангаһниң сүритини вә униң ясилиш сизиқлирини әвәтти. 11  Роһаний Урия болса, Ахаз падиша Дәмәшқтин әвәткән сизмилар бойичә, Ахаз қайтқичә, нәқ шундақ қурбангаһ ясиди. 12  Падиша Дәмәшқтин қайтип келип, ушбу қурбангаһни көрди вә униңда қурбанлиқ әкәлди. 13  У өзиниң көйдүрмиси билән нан һәдийәсини вә ичимлиқ қурбанлиғини сунуп, өзиниң шүкүр қурбанлиғиниң қени билән мәзкүр қурбангаһни сәпти. 14  Йәһваниң ибадәтханисиниң алдида, Йәһваниң йүзи алдида турған мис қурбангаһни орнидин йөткәп, өзиниң орнатқан қурбангаһиниң биқинида, шимал тәрәптә қоюп қойди. 15  Ахаз падиша роһаний Урияға мундақ деди: «Мону йоған қурбангаһта әтигәнлик көйдүрмини вә кәчқурунлуқ нан һәдийәсини вә падишадин болған көйдүрмини һәм нан һәдийәсини әкәлгин. Шуниңдәкла йәр хәлқиниң көйдүрмилирини, нан һәдийәлирини вә ичимлик шарапларни һәм һәрқандақ қурбанлиқниң қенини ушбу қурбангаһта тәғдим қил. Мис қурбангаһ һәққидә мән ойлап, бир хуласә чиқиримән». 16  Шундақ қилип, Урия роһаний Ахаз буйриғандәк, һәммә нәрсини шундақ қилди. 17  Шундақла Ахаз падиша һарвуларниң тамлирини сундуруп, улардики жуюнуш даслирини еливәтти. У мис буқиларда турған деңизни чүширип, уни таш едәнгә қойди. 18  Ибадәтханида хәлиқ үчүн селинған йепиқлиқ, шәнбә күнидә пайдилинидиған өткүлни вә тешидики падиша өткүлини у Йәһва ибадәтханисиниң тәркивигә киргүзди — Ассур шаһи үчүн. 19  Ахазниң башқа қилған ишлири тоғрилиқ Йәһуда падишалириниң тарихнамилиридә хатириләнди. 20  Ахирида Ахаз атилириға қошулди вә Давутниң шәһиридә әҗдатлири қәбригә йәрләнди. Униң орниға оғли Хизқия падиша болди.

Изаһәтләр