Падишалар 2-язма 17:1—41
17 Еланиң оғли Һошия Исраилниң үстидин Самарийәдә Йәһуда падишаси Ахазниң 12-жили һөкүмранлиқ қилишқа башлиди вә 9 жил падиша болди.
2 У Йәһваниң алдида ярамсиз ишларни қилди, һалбуки, униң алдида башқурған Исраил падишалиридин азирақ.
3 Униңға қарши Ассурниң шаһи Шалманәсәр чиқти вә Һошия униңға беқинип, селиқ төләйдиған болди.
4 Ассурниң шаһи Һошияда яман нийәтни байқиди, чүнки у Мисир шаһи Соға әлчиләрни әвәтип һәм шундақла Ассур шаһиға һәржили керәклик селиқни йәткүзүп бәрмиди. Шуниң билән Ассурниң шаһи уни күзәткә елип, зинданға ташлиди.
5 Андин Ассур шаһи пүткүл зиминға берип, Самарийәгә йеқинлишип, уни үч жил қоршавта тутти.
6 Һошияниң тоққузинчи жили Ассур шаһи Самарийәни алди вә исраиллиқларни Ассурға йөткәп, уларни Халахта, Гозанниң дәрияси Хаборниң бойида вә Мидияниң шәһәрлиридә орунлаштурди.
7 Исраил оғуллири уларни Мисир йеридин униң шаһи пирәвнниң қолидин азат қилған Худайи Йәһваниң алдида гуна өткүзди вә башқа илаһларни һөрмәтләшкә башлиған еди.
8 Улар Йәһва Исраил оғуллириниң йүзидин қоғлавәткән хәлиқләрниң урпи-әдәтлири бойичә яшашқа башлап, Исраил падишалириға буниңда тәқлит қилди.
9 Шундақ қилип, Исраил оғуллири Пәрвәрдигари Йәһваға қарши қанунсиз ишларни издәп тапти вә өзлиригә Күзәт Мунарисидин башлап, мустәһкәмләнгән шәһәргичә, барлиқ шәһәрлиридә егизликләрни қурди.
10 Улар Аштаротниң һәрқандақ һәйкәллирини вә тәсвирлирини һәрхил егиз дөңдә вә һәрқандақ йоған дәрәқниң астида қойди.
11 Улар шу җайларда Йәһва улардин қоғлиған хәлиқләргә охшаш исриқ қурбанлиқларни әкелип, Йәһвани һақарәтләйдиған рәзил ишларни бәҗирди.
12 Йәһва уларға рәт қилған ишларни атқуруп, әшу бутларға чоқунди.
13 Йәһва барлиқ пәйғәмбәрләр, һәм һәрхил вәлийләр арқилиқ һәм Исрални һәм Йәһудани үгитип мундақ дәтти: «Яман йоллириңлардин қайтиңлар вә Мән атилириңларға бәргән һәм Мениң қуллирим пәйғәмбәрләр арқилиқ уқтурған вәсийәтлиримни, тохтамлиримни вә пүткүл Қанунни сақлаңлар».
14 Лекин улар тиңшимай, Рәбби Йәһваға ишәнмигән атилиридәк, гәдини қаттиқ болди.
15 Улар Униң көрсәтмилирини вә У уларниң әҗдатлири билән түзгән келишимни тәңситмиди. У уларға ечип бәргән вәһийлирини баһалимай, бекар нәрсиләр кәйнидин меңип, пай-петәктә қалди. Улар әтрапида болған хәлиқләрни дорап, уларниңкидәк һаят тәрзини атқурмаслиқни җекилигән Йәһваниң вәсийитини унтуди.
16 Шундақ қилип, улар Тәңри Йәһваниң барлиқ пәризлирини ташлап, өзлиригә икки мозайниң қуйма тәсвирлирини, Аштаротни ясап, пүткүл әрштики әскәргә һәм Баалға хизмәт қилишти.
17 Оғуллири билән қизлирини өрттин өткүзүп, сехирлиқ һәм җодигәрлик билән шуғуллинип, өзлирини Йәһваниң көз алдида, Уни хапа қилип, сетивәтти.
18 Шуниң билән Йәһва Исраилға қаттиқ аччиқлинип, уларни Өз йүзидин рәт қилди. Бир Йәһуда қәбилисидин башқа һечким қалмиди.
19 Амма Йәһудаму Худайи Йәһваниң вәсийәтлирини сақлимай, Исраил өзигә чиқарған тохтамлири бойичә яшиди.
20 Шуңлашқа Йәһва Исраилниң пүтүн әвладини өч көрүп, уларни қистап мулайимлаштурди, булаңчиларниң қолиға тапшуруп, ахирида уларни йүзидин нери қилди.
21 Дәсләп Исраил Давут өйидин кесилди. Улар өзигә падиша қилип Набатниң оғли Йеробоамни қойди, Йеробоам болса исраиллиқларни Йәһвадин айрип, зор гунаға патурди.
22 Андин Исраил оғулири Йеробоамниң барлиқ гуна ишлирида жүрүшни давамлаштуруп, улардин қалмиди.
23 Шундақларчә Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһва уларни пәйғәмбәрлири арқилиқ ейтқандәк, өз йеридин Ассурға йәр авдурди. Улар шу маканда мошу күнгичә.
24 Ассур шаһи кишиләрни Бабилдин, Кутадин, Иввадин, Хаматтин, Сәфарвайимдин әкелип, уларни Исраил оғуллири орниға Самарийәниң шәһәрлиридә маканлаштурди. Улар Самарийәгә егә болуп, униң шәһәрлиридә истиқамәт қилишти.
25 Улар яшишиниң бешида Йәһвани һөрмәтлимигәнлиги үчүн, Йәһва уларға ширларни әвәтип өлтүрди.
26 Шу вақитта Ассур шаһиға сөз йетип: «Сиз йөткигән вә Самарийә шәһәрлиридә җайлиған хәлиқләр мәзкүр йәрниң Худасиниң қанунини билмигәчкә, У уларға ширларни әвәтиватиду. Ширлар турғунларни ушбу зиминниң Худайиниң қанунлирини орунлимиғанлиғи үчүн қириватиду»,— дейилди.
27 Шуниң билән Ассур шаһи пәрман чүшүрүп: «Ушбу зиминға силәр йәр авдурувәткән роһанийларниң бирсини әвәтиңлар. У берип, шу йәрдә яшисун вә уларни шу йәрниң Худасиниң қануниға үгәтсун!»— дәп буйриди.
28 Шундақ қилип, Самарийәдин кәткән бир роһаний қайтип келип, Бәйтәлдә яшиди. У уларни Йәһваниң қанунини орунлашқа үгәтти.
29 Шу арида һәрқайси хәлиқ өзиниңму худалирини ясап, егизликләрдики бутханилирида қойди. Бу егизликләрни самарийәликләр ясиған еди, кәлгән хәлиқләрниң һәрқайси өз шәһәрлиридә улар билән пайдиланди.
30 Бабиллиқлар Суккот-Бәнотани, кутилиқлар Нәргални, хаматлиқлар Ашимани бәрпа қилди.
31 Аввийлиқлар Нибхаз билән Тартақни, сәфарвайимлиқлар өз худалири Адраммәләк билән Анаммәләккә отта оғуллирини көйдүрди.
32 Шуниң билән биллә Йәһваниму улар етирап қилатти. Улар өзлири арисидин каһинларни бәлгүләп, дөңләрдики бутханиларда улар диний хизмәт атқуратти.
33 Улар Йәһвани һөрмәтләп, йәр авдурулған хәлиқләр адити бойичә өз илаһлириғиму хизмәт қилатти.
34 Улар мошу кәмгичә өзлириниң адәтлири бойичә яшап, Йәһвадин қорқмайду, Униң қануни вә Йәһва Исраил, дәп атиған Яқупниң оғуллириға вәсийәт қилған тәләплирини орунлимайду.
35 Йәһва Яқупниң оғуллири билән келишим түзгәндә, уларға мундақ вәсийәтни җекилигән еди: «Башқа худаларни етирап қилмаңлар вә уларға ибадәт қилип, қурбанлиқларни тәғдим қилмаңлар.
36 Силәрни бүйүк күчи вә ишлири билән Мисир зиминидин ачиққан Йәһвани һөрмәтләңлар вә пәқәт Униңғила ибадәт қилип, қурбанлиқларни әкелиңлар.
37 Худа силәргә яздуруп бәргән тохтамларни, қаидиләрни, қанунни вә вәсийәтни тутуп, барлиқ вақитта уларға әмәл қилиңлар. Башқа худаларни етирап қилмаңлар!
38 Мән силәр билән түзгән келишимни унтуп, башқа илаһларға хизмәт қилмаңлар!
39 Пәрвәрдигариңлар Йәһванила иззәтләңлар вә У силәрни пүтүнләй дүшмәнлириңларниң қолидин қутулдуриду».
40 Бирақ улар қулақ салмиди вә өзлириниң адити бойичә иш тутти.
41 Йәһвани ушбу хәлиқләр һөрмәтлиди, амма өз бутлириғиму хизмәт қилишти. Уларниң пәрзәнтлири вә пәрзәнтлириниң әвладиму мошу күнгичә әҗдатлиридәк иш қилмақта.