Падишалар 2-язма 19:1—37

19  Хизқия падиша бу сөзләрни аңлап, кийимлирини жиртивәтти вә канап бағлап, Йәһваниң ибадәтханисиға барди.  У сарай башқурғучиси Әлиакимни, катип Шәбнани һәм канапқа кийингән чоң роһанийларни Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти.  Улар униңға: «Хизқия мундақ дәйду: “Ушбу күн қайғу-һәсрәт, җаза вә мәсхирә күни, чүнки бала балиятқуниң ағзиға йетип кәлди, амма-лекин туғудиған күч йоқтур.  Пәрвәрдигар Йәһва чоқум Ассурниң шаһи әвәткән рабсакниң сөзлирини аңлиди. У тирик Худани һақарәтләп, Йәһва Тәңриң аңлиған күпүрлүк сөзләрни ейтти. Тирик қалғанлар үчүн дуа-илтиҗа қилғина”»,— дәп йәткүзди.  Хизқия падишаниң қуллири Йәшаяға кәлгәндә,  Йәшая уларға: «Ғоҗайиниңларға мундақ дәңлар: “Йәһваниң сөзлири мундақтур: “Ассур шаһиниң қуллири Мени һақарәтлигән сөзлиридин қорқма.  Мана, Мән униңға роһ әвәтип, у бир хәвәр аңлап, өз йеригә қайтиду һәм Мән униң зиминида уни қилич билән уҗуқтуримән”»,— дәп ейтти.  Рабсак қайтип келип, Ассур шаһини Либнаниң қоршавида тапти, чүнки у шаһниң Лакиштин чәтнигинини аңлиғанди.  Мәзкүр чағда Ассур шаһи Эфиоп шаһи Тирһақаниң униң билән җәң қилишқа қозғалғинини аңлиди. У яңливаштин Хизқияға әлчиләрни әвәтип, мундақ деди: 10  «Йәһуданиң падишаси Хизқияға ейтиңлар: “Сени сән ишиниватқан Худайиң алдимисун. У саңа: “Йерусалим Ассур шаһиниң қолиға һәргиз берилмәйду!”— дәйду. 11  Сәвәви, сән өзәң Ассур шаһлириниң барлиқ зиминлар билән уларға ләнәт оқуп, немә қилғанлиғини билисән. Сән аман қалимән дәмсән? 12  Атилирим вәйран қиливәткән хәлиқләрни худалири қутулдурдиму? Гозан, Харан, Рәзәф вә Телассардики Едәнниң оғуллирини аман елип қалдиму? 13  Қени Хаматниң шаһи, Арпадниң шаһи вә Сәфарвайим, Һенаһ вә Ивва шәһәрлириниң шаһлири?» 14  Хизқия хәтни әлчиләр қолидин елип оқуди. Андин у Йәһваниң өйигә берип, хәтни ечип, Йәһваниң йүзи алдиға қойди. 15  Шуниң билән Хизқия Йәһваниң алдида илтиҗа қилип: «Исраилниң Бәрпакари, хурабинларда олтуридиған Йәһва! Сән зиминниң пүткүл шаһлиқлириниң тәнһа Худайи, Сән асман билән йәрни яратқан. 16  Пәрвәрдигарим Йәһва, қулақ салғина вә көзлириңни, Йәһва, ачқина. Тирик Худани мәсхирә қилиш үчүн ейтқан Санхерибниң сөзлирини аңлиғина! 17  Аһ Йәһва, дәрһәқиқәт, Ассур шаһлири хәлиқләрни һәм уларниң йәрлирини чөлдәрәтти. 18  Уларниң илаһлирини отқа ташлиди. Сәвәви, улар худалар әмәс, бәлки қол ясалма әсәрләрдур. Улар яғач билән таш болғанлиқтин, уларни йоқ қилди. 19  Әнди болса, Тәңримиз Йәһва, бизни униң қолидин қутқузғина вә йәр-зиминниң барлиқ дөләтлири Сениң Йәһва бирдин-бир Худа екәнлигиңни билсун!»— дәп ялвурди. 20  Амозниң оғли Йәшая Хизқияға адәм әвәтип, мундақ деди: «Исраилниң Рәбби Йәһва саңа мундақ җавап бәрмәктә: “Сән Маңа Ассурниң шаһи Санхериб һәққидә қиливедиң, Мән аңлидим”. 21  Мана, Йәһваниң униң тоғрилиқ ейтқан сөзи: “Сионниң қизи, иппәтлик қиз, Үстүңдин күлүп тәңситмәйду. Кәйниңдин Йерусалим қизи Бешини чайқитиду. 22  Кимгә сән тәнбиһ берип, Мәсхирә қилдим, дәйсән? Кимгә сән авазиңни көтирип, Көзлириңни егизгә тиктиң? Исраилниң Муқәддисигә! 23  Әлчилириң арқилиқ сән Йәһвани сөкүп: “Җәң һарвулирим билән мән Тағларниң башлириға, Либанниң үстигә чиқтим. Мән зор кедрлирини вә әла қариғайлирини чаптим. Мән Униң беғиниң җаңгилиға, Ахиридики маканиға кәлдим! 24  Мән қудуқларни коллап, Өзгиләрниң сүйини ичтим. Аяқлирим билән Мисирниң Дәриялирини қурутимән”,— дедиң. 25  “Сән аңлимиған едиңму? Мән буни қедимда қилип қойған, Өтмүштә күнләрдә орунлаштурғандим. Әнди болса буни сән Мустәһкәм шәһәрләрни чөлдәритип, Харабилиққа айландурисән. 26  Шуңа уларниң турғунлири Осаллашти титирәп, Шәрмәндичиликтә қелишти. Улар даладики кокаттәк, Өгүздики назук гиядәк, Омидин бурун көйүп кәтти. 27  Олтирамсән, чиқамсән, кирәмсән, Мән барини билимән: Сениң һаккавурлиғиңниму. 28  Сениң алдимда болған Таққабурлиғиң һәм өчлүгиң Мениң қулиғимға йәтти. Шуңа бурнуңға төңгә кийгүзүп, Еғиздуруғумни ағзиңға чишләткүзүп, Кәлгән йолуң билән Сени кәйниңгә бураймән!” 29  “Мана саңа бәлгү: бир жил силәр өзи өскәнни йәйсиләр, иккинчи жили үнгән дандин йәйсиләр, үчинчи жили болса, терип оруңлар, бағларни олтарғузуңлар вә уларниң мевилирини йәңлар. 30  Йәһуданиң өйидин аман қалғанлар астида йилтиз тартип, үстидә мевә әкелиду, 31  чүнки Йерусалимдин қалдуқ болиду вә Сион теғидин аман қалғанлар келип чиқиду. Қошунларниң Сәрдари Йәһваниң қизғинлиғи буни бәрпа қилиду. 32  Шуңа Йәһва Ассур шаһи тоғрисида мундақ сөз ейтмақта: “У мәзкүр шәһәргә кирмәйду вә бу йәргә оқ атмайду, униңға қалқини билән йеқинлашмайду вә униң сепилигә топа догилимайду. 33  Қайси йол билән кәлгән болса, шу йол билән қайтиду вә ушбу шәһәргә кирмәйду!”— деди Йәһва. 34  “Мән Өзәм бу шәһәрни қоғдаймән. Уни Өзәм үчүн вә қулум Давут үчүн қутқузимән”». 35  Шу кечиси Йәһваниң пәриштиси берип, Ассур станида 185 000 әскәрни қиривәтти. Сәһәрдә турса, мана, һәммә җайда өлүкләр ятмақта. 36  Улар тезликтә қараргаһни жиғип маңди. Шундақ қилип, Ассурниң шаһи Санхериб қайтип кәтти һәм Нинәвидә яшиди. 37  Бир күни у худайи Нисрокниң өйидә дуа қиливатқанда, униң оғуллири Адраммәләк билән Шаресәр уни қиличлап өлтүрди. Өзлири болса, Арарат зиминиға қечип кәтти.Санхерибниң орниға униң оғли Есархадон олтарди.

Изаһәтләр