Падишалар 2-язма 21:1—26

21  Манассә падишалиқ қилишқа башлиғанда 12 яш еди вә Йерусалимда 55 жил һөкүмранлиқ қилди. Анисиниң исми Хәфзиба еди.  У Йәһваниң алдида яман ишларни қилди. Йәһва Исраил оғуллириниң көзидин қоғлавәткән хәлиқләрниң жиркиничлик ишлирини дориди.  У яңливаштин атиси Хизқия бузувәткән егизликләрни тикләп, Баалға қурбангаһларни қилди. Исраил падишаси Ахаб ясиғандәк, Аштаротни ясап, пүткүл әрштики қошунға ибадәт қилип, уларға хизмәт атқурди.  Йәһва Йерусалим һәққидә исмим шу йәрдә истиқамәт қилиду, дегән сөзлиригә қарши Йәһваниң өйидә ғәйри қурбангаһларни салди.  Шуниңдәкла Йәһва ибадәтханисиниң иккила һойлисида асман пәриштилиригә қурбангаһларни турғузди.  У өз өғлини өртәп, җодигәрлик вә пал ечиш билән шуғуллинип, өлүкләрни чақиридиған сехиргәрләрни тәшкилләп, Йәһвани хапа қилиш үчүн көп яман ишларни бәҗирди.  Ясиған Аштаротниң һәйкилини өйигә қойди. Бу һәққидә Йәһва Давут билән униң оғли Сулайманға: «Мәзкүр өйдә вә Мән барлиқ Исраил қәбилилиридин таллиған Йерусалимда Мән Өзәмниң исмини мәңгү қойимән»,— дегән еди.—  “Һәм әгәр исраиллиқлар Мән уларға әмир қилип, қулум Муса арқилиқ бәргән Қанунни орунлап, униңға мувапиқ өзлирини сақлиса, Мән атилириға бәргән йәрдин һечбир исраиллиқниң айиғини чиқарғузмаймән”»,— дәп вәдилигән.  Лекин улар тиңшимиди вә Манассә уларни шундақ һаләткә йәткүздики, улар Худайи Йәһва улардин қоғлавәткән хәлиқләрдинму бетәр иш қилди. 10  Йәһва қуллири-пәйғәмбәрләр арқилиқ мундақ сөзләрни ейтти: 11  «Йәһуда падишаси Манассә қилған жиркиничликләр үчүн, униңдин авал яшиған аморийлар ишлиридинму яман қилиқларни қилип, Йәһудани өз бутлири билән гунаға патурғини үчүн, 12  Йәһва, Исраилниң Рәбби, мундақ дәйду: “Мана, Мән Йерусалим билән Йәһудияға шундақ явузлуқ кәлтүримәнки, уни аңлиған һәркимниң икки қулиғида җараңлап кетиду. 13  Мән Йерусалимға Самарийәниң өлчәш ағамчисини вә Ахаб өйиниң өлчәм тешини тартип, Йерусалимни қачини жуюп, андин өрүп қойғандәк, қойимән. 14  Өзәмниң мирасимниң қалдуғини ташлап, уларни дүшмәнлириниң қолиға бериветимән, шундақ қилип, барлиқ қаршилашқучилириға олҗидәк булаңчилиққа қалиду. 15  Көзлирим алдида әски нәрсиләрни қилип, Мени атилири Мисирдин чиққан күндин башлап рәнҗиткәндәк, рәнҗиткәнлиги үчүндур”». 16  Манассә бегуна қанни интайин көп төкти, һәтта униң билән Йерусалимни у четидин бу четигичә толтуривәтти. Бу болса Йәһваниң алдида Йәһудияни йеқимсиз қилиқларни қилишқа үгәткинидин ташқири әйиви еди. 17  Манассә тоғрилиқ башқа нәрсиләр һәм униң гуналири һәққидә Йәһуда падишалириниң тарихий язмилирида хатириләнгән. 18  Манассә атилириға қошулуп, Узза беғида, өйиниң қешидики бағда, дәпин қилинди. Униң орниға падиша болуп оғли Амон турди. 19  Амон һөкүмранлиқ қилишқа киришкәндә 22 яшта еди вә Йерусалимда икки жил падиша болди. Анисиниң исми Мәшулләмәт болуп, у Йотбаһтин болған Харузниң қизи еди. 20  Уму атиси Манассәдәк Йәһваниң көзичә яман ишларни қилди. 21  Уму дәл атисидәк йол меңип, атиси ибадәт қилған бутларға хизмәт атқурди. 22  Әҗдатлириниң Рәбби Йәһвани ташлап, Йәһваниң йоли билән жүрмиди. 23  Амонниң қуллири униңға қарши қәстлик ясап, падишани өйидә өлтүривәтти. 24  Бирақ йәрниң хәлқи Амон падишаға қарши чиққан һәммисини қирип, униң тәхтигә оғли Йошияни падиша қилип олтарғузди. 25  Амон вә униң ишлири тоғрилиқ Йәһуда падишалириниң тарихнамилиридә йезилди. 26  Уни Узза беғида қәбирдә йәрләп қойди. Униң орниға оғли Йошия падиша болди.

Изаһәтләр