Падишалар 2-язма 22:1—20
22 Йошия падишалиқни башлиғанда 8 яш еди вә Йерусалимда 31 жил һөкүмранлиқ қилди. Анисиниң исми Йедида болуп, у Босқаттин болған Адаяниң қизи еди.
2 У Йәһваниң көз алдида һәққаний болуп, һәммә нәрсидә атиси Давутниң йолини тутуп, униңдин йә солға, йә оңға бурулмиди.
3 Йошия падишаниң 18-жили у кативи Мәшулламниң оғли, Азалияниң оғли Шафанни Йәһваниң өйигә әвәтип, мундақ буйриди:
4 «Хилқия башроһанийға барғин, у Йәһва ибадәтханисидики кириш күзәтчилириниң хәлиқтин жиққан барлиқ күмүчни бәрсун.
5 Уни Йәһваниң өйигә қоюлған иш назарәтчиләргә бәрсун, улар болса уни Йәһваниң өйидә бузулған йәрләрни җөндәватқан ишчиларға тарқатсун:
6 яғашчилар, қурулушчилар вә ташчиларға, шундақла яғачларни вә йонулған ташларни сетивелип, өйниң җөндиши үчүндур.
7 Һалбуки, уларниң қолиға өткүзүлгән күмүчниң һесавати тәләп қилинмисун, чүнки улар етиқати асасида иш қилмақта».
8 Башроһаний Хилқия катип Шафанға: «Мән Йәһва өйидә Қанун китавини тепивалдим»,— дәп, Хилқия китапни Шафанға бәрди. У уни оқуп чиқти.
9 Катип Шафан падишаға келип, униңға җавап әкелип: «Қуллириңиз ибадәтханида тепилған күмүчни елип, Йәһва өйидә ишларни бәҗиргүчиләр қолиға уни тапшурди»,— деди.
10 Андин Шафан падишаға: «Китапни маңа роһаний Хилқия бәрди»,— дәп, уни Шафан падиша алдида оқуп бәрди.
11 Падиша мәзкүр Қанун китавиниң сөзлирини аңлап, өз кийимлирини жиртивәтти.
12 Шуниң билән падиша Хилқия башроһаний, Шафанниң оғли Ахикам, Миканиң оғли Акбор, катип Шафан вә падишаниң хизмәткари Асаяға:
13 «Ушбу тепилған китап сөзлириниң маңа, хәлиқкә һәм пүткүл Йәһудияға тегишлиги һәққидә Йәһваға берип, сорап келиңлар. Чүнки атилиримиз мошу китапниң сөзлиригә мувапиқ иш тутмиғини үчүн, Йәһваниң бизгә қайниған дәрғәзиви улуқтур!»— дәп буйриди.
14 Хилқия башроһаний, Ахикам, Акбор, Шафан вә Асая Хархасниң оғли, Тиқваниң оғли, кийимләрни сақлиғучи Шаллумниң аяли пәйғәмбәр Хулдаға барди. У аял Йерусалимниң йеңи тәрипидә яшатти, улар униң билән сөһбәтләшти.
15 У уларға мундақ хәвәр бәрди: «Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһва: “Силәрни Маңа әвәткән кишигә мону сөзләрни йәткүзүңлар:
16 “Мошу җайға һәм униң турғунлириға Йәһуда падишаси оқуған китаптики барлиқ апәтни әвәтимән,— деди Йәһва.—
17 Сәвәви, улар Мени қалдуруп, Мени қоллириниң барлиқ ишлири билән рәнҗитип, башқа худаларға ис чиқириватқини үчүн, Мениң ғәзивим мошу җайға туташти вә у өчмәйду”.
18 Силәрни Йәһвани сорашқа әвәткән Йәһуда падишасиға Йәһвадин төвәндики гәпни йәткүзүңлар:
19 “Сениң жүригиң юмшап, сән Йәһваниң алдида Мениң ушбу йәргә һәм униң турғунлири дәһшәт һәм ләнәт болудиғинини аңлиғанда, кийимлириңни жиртип, алдимда жиғлап, мөмүн болдуң. Шуниң үчүн Мән сени аңлидим,— дәйду Йәһва.—
20 Шуңлашқа Мән сени атилириңниң қәбригә течлиқта қойимән. Сениң көзлириң Мән бу җайға әвәтидиған балаю-апәтни көрмәйду”». Шундақ қилип, улар падишаға ушбу җавапни елип кәлди.