Падишалар 2-язма 23:1—37
23 Падиша Йәһуданиң һәм Йерусалимниң барлиқ ақсақаллирини чақиртип жиғди.
2 Падиша Йәһваниң өйигә барди. Униң билән һәммә йәһудийләр, йерусалимлиқлар, роһанийлар һәм пәйғәмбәрләр барди. Хәлиқниң кичигидин тартип чоңиғичә жиғилғанда, уларға Йәһва ибадәтханисида тепилған келишим китавиниң пүткүл сөзлирини үнлүк оқуп бәрди.
3 Падиша минбәрдә туруп, Йәһваниң йүзи алдида келишим түзди — Йәһваниң изида меңишни, Униң вәсийәтлири һәм тохтамлирини пүткүл жүрәктин һәм пүтүн җан-дилдин орунлашни. Мәзкүр китапта йезилған сөзләрни әмәлдә тутуш үчүн барлиқ хәлиқ келишимгә кирди.
4 Шуниң билән падиша башроһаний Хилқияға, башқа роһанийларға вә киришниң күзәтчилиригә Баал, Аштарот вә пүткүл асман қошуни үчүн ясалған барлиқ затларни Йәһваниң һәрәмидин ачиқип, Йерусалимниң тешида, Қидронда көйдүрүп, күлини Бәйтәлгә апириветишни әмир қилди.
5 Шундақла Йәһуда падишалири шәһәрләрдә вә Йерусалимниң өп-чөридики егизликләрдә ис чиқиришқа қойған қаһинларни рәт қилди. Улар Баалға, қуяш, ай, юлтузлар вә барлиқ әрш пәриштилиригә хизмәт атқуратти.
6 У Аштаротни Йәһва өйидин чиқарғузуп, Қидрон вадисида, Йерусалимниң ташқирида көйдүрүп, күлгә айландуруп, униң қалдуғини умумхәлиқниң гөрстаниға ташлиди.
7 У Йәһва ибадәтханисида болған паһишиләрниң өйлирини бузувәтти. Уларда бу айяллар Аштарот үчүн кәпиләрни тоқатти.
8 Йәһуда шәһәрлиридин қаһинларни чиқирип, Гибадин башлап Бәршәбағичә болған егизликләрни напаклаштурди. Шундақла мәзкүр қаһинлар ис чиқиридиған шәһәрниң һакими Йәшуниң дәрвазилириниң киришидики дөңләрниму бузувәтти. Улар шәһәр дәрвазилириниң сол тәрипидиму болған еди.
9 Ушбу егизликләрниң роһанийлири, гәрчә Йерусалимдики Йәһваниң қурбангаһида қурбанлиқларни әкелишкә қатнашмисиму, петир нанларни бурадәрлири билән тәң йәтти.
10 Йошия һечким өз оғул-қизини отта Милхамға әкәлмиши үчүн, Еном оғуллириниң вадисидики Тофәтни вәйран қилип напаклаштурди.
11 Шуниңдәкла у Йәһуда падишалири Йәһваниң өйи алдиға күн үчүн қойидиған атларни мәнъий қилди. Улар шәһәрниң әтрапида яшайдиған әмәлдар Нетанмәләкниң өйидә туратти, қуяш һарвулирини отта көйдүривәтти.
12 Йәһуда падишалири ясап, Ахазниң өгүзидә қойған қурбангаһларни вә Манассә Йәһва өйиниң икки һойлисида қойған қурбан супилирини падиша бузуп, уларниң қалдуқ-күлини Қидрон вадисида йейитивәти.
13 Исраилниң падишаси Сулайман Йерусалимниң алдидики Сидон жиркиничлиги Аштаротқа, Моабниң жиркиничлиги Хамосқа вә Аммон оғуллириниң жиркиничлиги Милхамға ясатқан һалак дөңлирини Йошия паскинлаштурди.
14 У һәйкәлләрни сундуруп, Аштаротниң түврүклирини чепип, уларниң орунлирини кишилик устиханлар билән толтурди.
15 Бәйтәлдики қурбангаһни вә Исраилни гунаға киргүзгән Набатниң оғли Йеробоам ясиған егизликни вәйран қилип, уларни көйдүрүп вә Аштаротниң хасийәтлик түврүклирини күлгә айландурди.
16 Йошия қариведи, мана, у тағда қәбирләрни көрди. Адәм әвәтип, устиханларни қәбирләрдин әкәлгүзүп, Йәһваниң сөзи бойичә, уларни қурбангаһта көйдүрүп, уни напак қилди. Бу бәшарәтни мошу вақиә тоғрилиқ Худаниң адими ейтқан еди.
17 Йошия: «Мән көрүватқан бу хатирә таш немә у?»— дәп сориди. Шәһәр турғунлири җававән: «Бу Йәһудиядин кәлгән Худа адиминиң қәбри. У сиз һазир Бәйтәл қурбангаһи үстидин қиливатқан һәрикитиңиз тоғрисида ейтқан еди»,— деди.
18 Шу вақитта у: «Уни хатирҗәмликтә қоюңлар, һечким униң устиханлириға тәгмисун!»— дәп буйриди. Шундақ қилип, у пәйғәмбәрниң устиханлирини Самарийәдин кәлгән пәйғәмбәрниң устиханлири билән течлиқта қойди.
19 Самарийә шәһәрлиридә Худани хапа қилишқа Исраил падишалири тәрипидин қурулған дөңләрдики бутханиларни Йошия йоқ қилди. У улар билән, худди Бәйтәлдә қилинған, ишни қилди.
20 У қурбангаһларда хизмәт атқуруватқан егизликләр қаһинлирини боғузлап, ушбу қурбанғаһларда адәм устиханлирини көйдүрди. Андин Йошия Йерусалимға қайтип кәлди.
21 Шу чағда падиша барлиқ хәлиқкә пәрман чүширип: «Яратқучимиз Йәһваға, ушбу келишим китавида йезилғандәк, Өтүп кетиш мәйримини өткүзүңлар!
22 Чүнки бундақ песах мәйрими Исраилни һөкүм қилған һакимлар күнидин башлап, барлиқ Исраил вә Йәһуда падишалириниң күнлиридә өткүзүлмигән еди»,— деди.
23 Шундақларчә Йошия падишаниң 18-жили Йәһваниң шәнигә Йерусалимда ушбу песах байрими өткүзүлди.
24 Әрваларни чақирғучиларни, сехиргәрләрни, терафимларни, йәни өй илаһлирини, бутларни вә Йәһуда һәм Йерусалим йеридә пәйда болған пүткүл жиркиничликләрни Йошия қирип ташлиди. Буни у башроһаний Хилқия Йәһва ибадәтханисида тепивалған китаптики Қанун сөзлирини орунлаш үчүн, әмәлгә ашурди.
25 Йәһваға пүтүн қәлби, пүтүн дили вә барлиқ күчи билән Муса қануни тәләп қилидиған барлиқ нәрсидә мошундақ мураҗиәт қилған падиша йә авал, йә кейин болмиған еди.
26 Амма Йәһва, Манассә падиша Уни хапа қилғанлиғи үчүн, Йәһудаға қайниған бүйук ғәзивини қоймиди.
27 Йәһва: «Йәһуданиму Исраилни нери қилғинимдәк, Мениң йүзүмдин нери қилимән. Мән таллап алған мәзкүр Йерусалимни вә: “Мениң исмим шу җайда яшайду”,— дегән өйниму рәт қилимән»,— дәп һөкүм чиқарди.
28 Йошия һәм у қилған һәммә паалийәтлири һәққидә Йәһуда падишалириниң тарихий китаплирида хатириләнгән.
29 Униң вақтида Мисирниң шаһи, Неко пирәвн, Ассур шаһиға қарши Фират дәриясиға һәрбий сәпәргә чиқти. Йошия падиша униңға қарши чиқип, җәңдә Мәгиддонда өлтүрүлди.
30 Мәгиддондин уни өлүк һалда қуллири Йерусалимға әкелип, қәбридә дәпин қилди. Йәрниң хәлқи Йошияниң оғли Йәһоахазни майлап, уни атисиниң орниға падиша қилди.
31 Йәһоахаз һөкүмранлиқни башлиғанда 23 яшта еди вә у Йерусалимда бари-йоққи үч ай падиша болди. Анисиниң исми Хамутал болуп, у Либнадики Йәрәмияниң қизи еди.
32 У Йәһваниң алдида нәқ әҗдатлиридәк йеқимсиз ишларни қилди.
33 Шуниң билән Хамат йеридики Риблада пирәвн Неко уни Йерусалимниң үстидин падиша болмиши үчүн, кишәнләп тутувалди вә униң зиминиға селиқ ретидә 100 талант күмүч һәм 1 талант алтун салди.
34 Пирәвн Неко Йошияниң башқа оғли Әлиакимни падиша қилип, униң исмини Йәһоякимға өзгәртти. Йәһоахазни болса Мисирға елип кәтти. У шу йәрдә вапат болди.
35 Йәһояким пирәвнгә алтун билән күмүчни вақтида төлиди. У пирәвнниң пәрмани бойичә йәрни баһалиди. Өз баһалиши бойичә у хәлиқтин пирәвн Некоға бериш үчүн, алтун билән күмүчни үндирәтти.
36 Йәһояким падиша болуп олтарғанда 25 яшта еди вә Йерусалимда 11 жил һөкүмран болди. Анисиниң исми Румадин болған Пәдаяниң қизи Зәбида еди.
37 Уму Йәһва алдида нәқ әҗдатлиридәк яман ишларни бәҗирди.