Падишалар 2-язма 25:1—30

25  Бабилниң шаһи Нәбуқәднәсәр Зидқияниң һөкүмранлиғиниң тоққузинчи жилиниң онинчи ейиниң онинчи күнидә пүткүл қошуни билән Йерусалимға йеқинлишип, униң йенида қараргаһи билән орунлишип, өп-чөригә җәң сепилини қурди.  Шундақ қилип, шәһәр қоршавта падиша Зидқияниң 11-жилиғичә болди.  Төртинчи айниң тоққузинчи күни шәһәрдә ачарчилиқ күчийип, хәлиқтә нан қалмиди.  Шәһәрниң сепилини дүшмән бузди вә һәрбийләр түндә падиша беғиниң қешидики дәрваза арқилиқ қачти. Халдийлар шәһәрниң әтрапида турғанда, падиша Араба тәрипигә апиридиған йол билән кәтти.  Халдияниң қошуни падишаниң кәйнидин қоғлап, уни Йериха түзлиңидә тутувалди, униң әскәрлири уни ташлап қечип кәтти.  Падишани елип, уни Бабил шаһи алдиға Риблаға апирип, униң үстидин һөкүм чиқирилди.  Шуниң билән Зидқияниң оғуллирини униң көз алдида боғузлиди. Зидқия өзини болса, шаһ көзлирини қуюп, мис кишәнләр билән чирмап, Бабилға йәткүзүшни пәрман қилди.  Нәбуқәднәсәрниң 12-жилиниң бәшинчи ейиниң йәттинчи күни Бабил шаһиниң қули, пасибанларниң башчиси, Нәбузардан Йерусалимға кәлди.  У Йәһваниң ибадәтханисини, падишаниң өйини вә Йерусалимдики барлиқ йоған өйләрни өртәвәтти. 10  Пасибанлар яки күзәтчиләр башчисиниң қошуни Йерусалимниң өп-чөрисидики пүткүл сепилни бузувәтти. 11  Шәһәрдә қалған хәлиқни вә Бабил шаһи тәрипигә өтүп кәткән кишиләрни Нәбузардан йәр авдуруп әкәтти. 12  Пәқәт аддий хәлиқтин бирмунчилирини күзәтчиләр башчиси бағвән вә дехан ретидә қалдурди. 13  Йәһва ибадәтханисидики мис түврүкләрни, һарвуларни вә Йәһва өйидики мис деңизни халдийлар сундуруп, барлиқ мисни Бабилға әкәтти. 14  Шундақла дасларни, гүҗәкләрни, қисқучларни, қачиларни вә диний хизмәттә ишлитилидиған барлиқ қача-қомучни елип кәтти. 15  Алтундин ясалған қуралларниң вә күмүчтин ясалған қача-қомучларниң барлиғини әмәлдар алди. 16  Икки түврүк, бир деңиз вә һарвуларда, Йәһваниң өйи үчүн Сулайман ясиған ушбу затларда, мисниң еғирлиғидин өлчәм намәлум еди. 17  Һәрбир түврүктә 18 җәйнәк егизлик болуп, униң үстидики таҗ мистин болған. Һәрбир мундақ таҗниң егизлиги үч җәйнәк болуп, тор вә таҗларниң өп-чөрисидики анарлар һәммиси мистин еди. Башқа түврүктә һәммә нәрсә мошундақ ясалған еди. 18  Пасибанларниң башчиси шундақла башроһаний Сәраяни, чоң роһаний Зәфанияни вә һәрәмниң киришидә күзәттә турған үч хизмәткарни елип кәтти. 19  Шәһәрдин болса һәрбий адәмләрниң үстидин башқурған бир әмәлдарни вә падишаниң алдида хизмәт қилған бәш кишини, қошунға йәрниң хәлқини язидиған катипни вә авам хәлиқтин 60 кишини өзи билән елип кәтти. 20  Уларни күзәтчиләр башлиғи Нәбузардан Риблаға Бабил шаһи алдиға апарди. 21  Бабил шаһи уларни Хамат зиминидики Риблада уҗуқтурди. Шундақ қилип, Йәһуда өз җайидин кәткүзүлди. 22  Йәһуда йеридә қалған хәлиқ үстидин Бабилниң шаһи Нәбуқәднәсәр башчи қилип Шафанниң оғли, Ахикамниң оғли Гедалияни қойди. 23  Адәмләр һәм уларниң һәрбий башчилири Бабил шаһиниң Гедалияни қойғинини аңлап, Гедалияниң қешиға Миспаһқа: Нәтанияниң оғли Исмаил, Қареаһниң оғли Йоханан, Танхумәтниң оғли нәтофатлиқ Серая вә маакалиқниң оғли Язания кәлди. 24  Гедалия уларға һәм ләшкәрлиригә қәсәм ичип: «Халдийларға беқиништин қорқмаңлар, йәрдә маканлишиңлар вә Бабил шаһиға хизмәт қилиңлар. Шу вақитта силәргә яхши болиду»,— дәп ишәндүрди. 25  Йәттинчи айда падиша қәбилисидин болған Әлишманиң оғли, Нәтанияниң оғли Исмаил 10 адими билән келип, Гедалияни өлтүрди. Униң билән Миспаһта болған йәһудийлар һәм халдийлар қирилди. 26  Шуниң ақиветидә барлиқ хәлиқ, кичигидин чоңиғичә һәм сәрдарлар туруп, Мисирға кәтти, сәвәви улар халдийлардин қорқатти. 27  Йәһуда падишаси Йәһоякинниң йәр авдурғининиң 37-жилиниң 12-ейиниң 27-күни Бабилниң шаһи Әвил-Меродак өзиниң һөкүмранлиғиниң биринчи жили Йәһуда падишаси Йәһоякинни көтирип, уни түрмидин чиқарди. 28  У униң билән достанә сөһбәтлишип, униң тәхтини Бабилда болған барлиқ шаһларниң тәхтидин үстүн қойди. 29  Униң зинданда кийгән кийимлирини йөткиди вә Йәһоякин өмриниң ахириғичә Бабил шаһиниң дәстихинидә тамақланди. 30  Униң тәминлиниши шаһтин болуп, һаятиниң һәммә күнлири у Бабил шаһиниң ғәмхорлуғида болди.

Изаһәтләр