Падишалар 2-язма 3:1—27
3 Ахабниң оғли Йорам Самарийәдә Исраилниң падишаси болуп, Йәһуда падишаси Йәһошафатниң 18-жили һөкүмранлиқ қилишқа башлиди. У 12 жил падиша болди.
2 У Йәһваниң нәзәридә ата-анисидәк унчивала йеқимсиз ишларни қилмиди, чүнки у атиси ясиған Баалниң һәйкилини гумран қилди.
3 Амма Набатниң оғли Йеробоамниң Исраилни гунаға киргүзгән әйиплирини мәккәм тутуп, улардин қалмиди.
4 Моабниң падишаси Меша мал-варанға бай еди. У Исраил падишасиға селиқ ретидә 100 000дин қоза вә 100 000дин жүңи қирқилмиған қочқарларни берәтти.
5 Лекин Ахабниң вапатидин кейин Моаб һөкүмрани Исраилдин чәтниди.
6 Шуниң билән Йорам падиша Самарийәдин чиқип, барлиқ исраиллиқларни қарап чиқти.
7 У Йәһуда падишаси Йәһошафатқа әлчи әвәтип: «Моаб падишаси маңа қарши исиян көтәрди. Сиз мениң билән Моабқа қарши урушқа барамсиз?»— дәп сориди. У җававән: «Баримән. Сиз немә десиңиз, мәнму шу. Мениң хәлқим — сизниң хәлқиңиз һәм мениң атлирим — сизниң атлириңиздур»,— деди.
8 Йәһошафат: «Қайси йол билән маңимиз?»— дәп сориди. Исраил падишаси: «Едум чөлиниң йоли билән»,— дәп җавап бәрди.
9 Шуниң билән Исраил падишаси, Йәһуда падишаси вә Едум падишаси ушбу йол билән йәттә күн жүрди вә уларда әскәрлири, мели үчүн су қалмиди.
10 Исраил падишаси: «Һалимизға вай! Тайлиқ, Йәһва бизни, үч падишани, биргә жиғип, Моабниң қолиға тапшурмақчи!»— дәп аһ урди.
11 Йәһошафат инкас қайтуруп: «Бу җайда Йәһвани сорап көридиған Йәһваниң пәйғәмбири йоқму?»— деди. Шу чағда Исраил падишасиниң бир хизмәткари: «Бу җайда Шафатниң оғли Елиша бар. У Илиясниң қоллириға су қуюп бәргән»,— деди.
12 Йәһошафат: «Униңда чоқум Йәһваниң сөзи бар»,— дәп ишәшлик ейтти. Шуниң билән пәйғәмбәр алдиға Исраилниң, Йәһуданиң вә Едумниң падишалири барди.
13 Елиша Исраил падишасиға: «Мән билән немә кариңиз? Берип, ата-аниңизниң пәйғәмбәрлиридин сораң»,— деди. Исраил падишаси униңға: «Яқ, бармаймән. Чүнки Йәһва үч падишани Моабниң қолиға тапшурушқа жиғди»,— дәп җавап қайтурди.
14 Елиша: «Әскәрләрниң Сәрдари Йәһва тириктур һәм мән Униң алдида туримән! Әгәр мән Йәһуданиң падишаси Йәһошафатни һөрмәтлимигән болсам, мән сизгә қарапму қойматтим!
15 Әнди маңа сазәндини чақирип бериңлар»,— дәп буйриди. Сазәндә тарлиқ әсвапни челиватқанда, Йәһваниң қоли униңға тәгди.
16 У сөзләп, төвәндикини ейтти: «Йәһва мундақ дәйду: “Мону қуруп кәткән өстәңни колаңлар.
17 Чүнки Йәһва мундақ демәктә: “Силәр йә шамал, йә ямғурни көрмәйсиләр, лекин ушбу өстәң суға толиду. Шуниң билән уни силәр вә мелиңлар тойғичә ичисиләр”.
18 Йәһваға буни қилиш қийин әмәс. У Моабниму қолуңларға селип бериду.
19 Силәр униң барлиқ мустәһкәмләнгән вә гүлләнгән шәһәрлирини вәйран қилисиләр. Яхши дәрәқләрни чепип, су мәнбәлирини көмүп, униң зимининиң мунбәт йәрлирини ташларға толтуриветиңлар!»
20 Әтигәнлиги, нан һәдийәләрни әкелидиған вақитта, Едум тәрипидин уштумтут су еқип келип, пүткүл йәрни суға толтурди.
21 Моаблиқлар падишаларниң улар билән урушидиғанға кәлгәнлигини аңлап, барлиқ бәлбағ тақайдиғандин башлап, улардин чоңларниму чақиртип, чегарисида турушти.
22 Әтиси улар таң сәһәрдә турди. Шу вақитта қуяш суниң үстидә парлиғанда, уларға жирақтин бу су қандәк көрүнди.
23 Улар бир-бирсигә: «Бу қанғу! Падишалар өзара урушуп, бир-бирини қириветипту. Моаб, олҗиға!»— дәп вақирашти.
24 Улар өзлири Исраил қараргаһиға йетип кәлди. Шуниң билән исраиллиқлар уларни қиришқа башлиди. Моаблиқлар улардин қечишти, лекин улар қоғлап, кәйнидин қалмай моаблиқларни өлтүрәтти.
25 Исраиллиқлар шәһәрлирини вәйран қилип, етизлардики әң яхши йәрләргә ташларни етип, барлиқ өстәңләрдики суларни тиндуруп, мевилик дәрәқләрни чепивәтти. Шундақ қилип, Қирхәрәста пәқәт ташларла қалди. Бу шәһәрни қоршап, таш атқучилар уни ташқа толтурди.
26 Моабниң падишаси йеңиливатқинини көрүп, өзи билән 700 қилични маһирлиқ билән қоллинидиған әскәрни елип, Едум падишасиға чиқишқа тәмшәлди, бирақ чиқалмиди.
27 Шу чағда у тунҗиси, өзиниң мирасхор оғлини елип, уни сепилниң үстидә көйдүрмигә әкәлди. Бу һәрикәт моаблиқларда исраиллиқларға қарши зор нәпрәт қозғиди. Шуңлашқа исраиллиқлар өз йеригә қайтип кәтти.