Падишалар 2-язма 6:1—33
6 Пәйғәмбәрләрниң оғуллири Елишаға: «Мана, сизниң йениңизда яшаватқан җайимиз бизгә азлиқ қиливатиду.
2 Йорданға берип, һәрқайсимиз бирдин лим елип, өзүмизгә макан ясайли»,— дейишти. Елиша уларға: «Бериңлар»,— деди.
3 Уларниң арисидин бири: «Өтүнимиз, сизму қуллириңиз билән барсиңиз»,— дәп илтимас қилди. У җававән: «Барай»,— деди.
4 У биргә берип, улар Йорданға келип, дәрәқләрни чепишқа башлиди.
5 Бири дәрәқни жиқитқанда, қолидики палтиси суға чүшүп кәтти. У: «Вай-вай! Тәхсирим, бу палта тутуп турушқа елинған еди!»— дәп вақирап кәтти.
6 Шу чағда Худа адими: «У қәйәргә чүшти?»— дәп сориди. У киши орунни көрситип бәрди. Елиша дәрәқтин бир парчини чепип елип, шу җайға ташливеди, палта суниң үстигә чиқти.
7 У униңға: «Палтини чиқар»,— деди. У киши қолини созуп, палтини алди.
8 Сирияниң шаһи уруш билән Исраилға маңди. У өз әмәлдарлири билән мәслиһәтләшти: «Паланчә җайларда мән өз қараргаһимни орунлаштуримән».
9 Худаниң адими Исраил падишасиға адәм әвәтип: «Мәзкүр җайниң қешидин өтмәң, чүнки сирияликләр шу йәрдә мөкүнүвалди»,— дәп әскәртти.
10 Исраил падишаси Худа адими агаһландурған йәрләргә пайлақчилирини әвәтип, нәччә қетим аман қалди.
11 Шуниң үчүн Сирия шаһиниң көңли әнсирәп, өз қуллирини чақиртип, улардин: «Ейтиңлара маңа, ким бизниңкиләрдин Исраил падишаси билән алақида болмақта?»— дәп сориди.
12 Буниңға җававән әмәлдарлириниң бирси: «Һечким, тәхсирим шаһ! Исраилниң Елиша пәйғәмбири Исраил падишасиға һәтта сиз өз ятақханиңизда дәватқан сөзлириңизниму ейтип бериватиду»,— деди.
13 Шуниң билән шаһ уларға: «Берип, униң қәйәрдә екәнлигинини билип келиңлар. Андин мән берип, уни тутуп келимән»,— дәп әмир қилди. Униңға: «Мана, у Дотанда»,— дәп ейтилди.
14 У ушбу йәргә атлар билән җәң һарвулирини вә көплигән ләшкәрләрни әвәтти. Улар кечиси келип, шәһәрни қоршавалди.
15 Таң сәһәрдә Худа адиминиң хизмәткари орнидин туруп, сиртқа чиқти. Қариса, шәһәрниң әтрапида әскәрләр, атлар вә төмүр һарвулар турмақта. Хизмәткари пәйғәмбәргә: «Вайәй, тәхсирим! Әнди немә қилимиз?»— дәп, әндишигә чүшти.
16 У җававән: «Қорқма, чүнки биз билән болғанлар улардин ешип чүшиду!»— деди.
17 Елиша дуада болуп: «Йәһва Тәңрим! Униң көзлирини ечип бәргинә. У көрсунчу»,— дәп ялвурди. Шуниң билән Йәһва хизмәткарниң көзини ачти вә у пүткүл тағниң үстидә болған отлуқ атлар билән җәң һарвуларни көрди. Улар Елишани қоршап турған еди.
18 Сирияликләр униңға йеқинлашқанда, Елиша Йәһваға дуа қилип: «Уларни кор қиливәткинә»,— дәп сориди. Шуниң билән У уларни, Елишаниң сөзи бойичә, қарғу қиливәтти.
19 Елиша уларға: «Бу у йол әмәс вә бу шәһәрму силәр издигән шәһәр әмәс. Мениң кәйнимдин меңиңлар, мән силәрни издәватқан адимиңларға елип барай»,— дәп тәклип бәрди. У уларни Самарийәгә елип кәлди.
20 Улар Самарийәгә йетип кәлгәндә, Елиша: «Йәһва! Улар көрүши үчүн көзлирини ечип бәргинә»,— дәп өтүнди. Йәһва Худа уларниң көзлирини ачқанда, улар Самарийәниң оттурисида екәнлигини байқиди.
21 Исраил падишаси уларни көрүп, Елишадин: «Атам, уларни қиривитәйлиму?»— дәп сориди.
22 У җававән: «Өлтүрмәң. Уларни өлтүриветиш үчүн, сиз қиличиңиз һәм оқ-яриңиз билән уларни әсиргә алдиңизму? Әксичә, уларға нан билән су берип тойдуруң. Йәп-ичип, улар өз һөкүмраниға қайтсун»,— дәп нәсиһәт бәрди.
23 Шуниң билән уларға чоң зияпәт тәйярлинип, улар йәп-ичти. Андин уларни һөкүмдариға қоюп бәрди. Шуниңдин кейин сириялик ләшкәрләр Исраил йеригә һуҗум қилмиди.
24 Бирмунчә вақит өткәндин кейин Сирияниң шаһи Бәнһадад әскәр жиғип келип, Самарийәни қоршавға алди.
25 Шу чағда Самарийәдә бәк зор ачарчилиқ йүз бәрди. Шуңлашқа ешәкниң беши 80 шекәл күмүчкә вә кәптәр җүҗилириниң 0,3л көләми 5 шекәл күмүч туратти.
26 Бир күни Исраил падишаси сепилниң үстидә жүргәндә, бир аял жиға билән: «Тәхсир падишайим, маңа ярдәм көрситиңа!»— дәп ялвурди.
27 Падиша униңға: «Әгәр сизгә Йәһва ярдәм қилмиса, мән немидин ярдәмлишәләймән? Хамандинму яки искәнҗидинму?»— деди.
28 Падиша униңдин: «Немә болдиңиз?»— дәп сориди. У аял җававән: «Әву аял маңа: “Кәл, бүгүн сениң оғлуңни йәйли, әтә болса, мениң оғлумни йәймиз”,— дәп тәклип қилди.
29 Шуниң билән биз мениң оғлумни пиширип йедуқ. Әтиси мән у аялға: “Әнди балаңни бәргин, уни йәйли”,— дедим. Бирақ у оғлини йошуруватиду»,— дәп ейтти.
30 Падиша мәзкүр аялниң сөзлирини аңлап, кийимлирини жиртивәтти. У сепилдә жиртилған кийимләрдә маңғинини хәлиқ көрди.
31 Падиша: «Худа маңа уни вә буни қилсун һәм йәнә қошсун, әгәр бүгүн Шафатниң оғли Елишаниң беши униңда қалса!»— дәп ғәзәпләнди.
32 Елиша болса өз өйидә олтиратти вә униң алдида ақсақаллар олтиришатти. Падиша өзидин адәм әвәтти. Униңға әвәтилгән киши кәлгичә, Елиша ақсақалларға: «Көрүватамсиләр, қатилниң оғли мениң бешимни кесишкә адәм әвәтти. Қараңлар, у кәлгәндә ишикни тақаңлар вә уни ишик билән қистуруңлар. Мана, униң кәйнидин ғоҗайининиң топурлиғини аңланмақта!»— деди.
33 У техи уларға сөзләватқанда, әвәтилгән киши вә кәйнидин падиша келип: «Мана, бу апәт Йәһвадин кәлди! Әнди Йәһвадин немини күтимән?»— деди.