Падишалар 2-язма 8:1—29

8  Елиша оғлини тирилдүрүп бәргән аялға: «Орнуңиздин қозғилип, сиз вә ойиңиз яшашқа мүмкинчилик болидиған җайға берип туруңлар, чүнки Йәһва бу йәргә йәттә жил давамида ачарчилиқ әвәтти»,— дәп агаһландурди.  Аял туруп, Худа адиминиң сөзи бойичә иш қилди. У вә аилиси берип, Филистийә зиминида йәттә жил яшиди.  Йәттә жил өткәндин кейин ушбу аял Филистийә йеридин қайтип келип, падишадин өз өйи вә етизлиғини сорап кәлди.  Падиша шу пәйттә Худа адиминиң хизмәткари Гехази билән гәп қиливататти: «Маңа Елиша қилған барлиқ әҗайип ишларни ейтип бәргин».  Шу арилиқта хизмәткар падишаға Елишаниң балини тирилдүргинини ейтиватқанда, шу балиниң аниси падишаға илтимас билән кәлди.  Падиша аялдин сориведи, уму шу вақиәни ейтип бәрди. Падиша бир әмәлдариға буйруп: «Бу аялға униңға тегиш барлиқ мүлкини қайтуруп, у мошу зиминдин кәткәндин башлап, етизидин көрүлгән киримни төләп бериңлар»,— дәп җекилиди.  Елиша Дәмәшқкә Арамниң шаһи Бәнһадад ағрип қалғанда кәлгән еди. Шаһқа Худаниң адими кәлгини тоғрилиқ йәткүзүлди.  Шуниң билән шаһ Хазаәлға: «Қолуңға соға елип, Худа киши алдиға чиқип, униң арқилиқ Йәһвани сориғин: мән бу ағриғимдин сақийип кетимәнму?»— дәп пәрман қилди.  Хазаәл пәйғәмбәрниң алдиға чиқип, қолиға соға тутти. У Дәмәшқтә бар әң есил нәрсиләрни елип, 40 төгигә уларни жүкләп келип, униң алдида турди. У: «Сизниң оғлиңиз Бәнһадат, Сирияниң шаһи, мени сиздин: “Мән ағриватқан кесилимдин сақийип кетимәнму?”— дәп сорап келишкә әвәтти»,— деди. 10  Елиша җававән: «Берип, мундақ дәң: “Сиз сақийип кетисиз”, амма Йәһва маңа униң өлүп кетидиғинини ачти»,— деди. 11  Пәйғәмбәр униңға тикилип узақ қариди, һәтта у киши хиҗаләтчиликтә қалди. Андин Худаниң адими жиғлап кәтти. 12  Шунда Хазаәл униңдин: «Немишкә тәхсирим көз-яш қиливатиду?»— дәп сориди. У җававән: «Сәвәви, мән шуни билимәнки, сиз Исраил оғуллириға зор зулум йәткүзисиз. Сиз уларниң қорғанлирини отқа селип, уларниң яш оғуллирини қиличқа тутуп, бовақлирини қирип, һамилдар аяллирини чепип ташлайсиз»,— деди. 13  Хазаәл униңға: «Қулиңиз бир ишт турса, у қандақларчә бундақ зор ишни әмәлгә ашуриду?!»— деди. Елиша: «Маңа Йәһва сиздә Сирияниң кәлгүси шаһини көрсәтти»,— дәп җавап бәрди. 14  У пәйғәмбәрдин кетип, өз һөкүмраниға кәлди. Шаһ униңдин: «Елиша саңа немә деди?»— дәп сориди.У яқ җававән: «У сизниң сақийип кетишиңизни ейтти»,— деди. 15  Әтиси болса, у көрпини елип, суда нәмдәп, ғоҗайининиң үзигә басти. Шуниң билән у өлди. Униң орниға Хазаәл шаһ болди. 16  Исраил падишаси Ахабниң бәшинчи жили Йәһуда падишаси Йәһошафатниң оғли Йәһорам тәхткә олтарди. 17  У 32 яш вақтида падиша болуп, Йерусалимда 8 жил һөкүмранлиқ қилди. 18  У Исраил падишалириниң йолини тутти, Ахабниң өйидәк иш қилди, чүнки Ахабниң қизи униң аяли еди. Шуңа у Йәһваниң көзидә ярамсизлиқларни өткүзди. 19  Амма Йәһва Йәһудини һалак қилғуси кәлмәтти, сәвәви Өз қули Давут үчүндур. У униңға әвладида барчә күнләрдә чирақ яндурдиғинини вәдә бәргән еди. 20  Йәһорамниң күнлиридә Едум Йәһуданиң қолидин чиқип кетип, өз үстигә шаһ қойди. 21  Йәһорам җәң һарвулири билән Заирға барди. У кечидә туруп, уни қоршавалған едумлиқларни вә һәрбий һарвуларниң башчилирини йеңивалди. Хәлиқ өз чедирлириға қечип кәтти. 22  Лекин Едум ушбу күнгичә Йәһуданиң һакимийитигә бойсунмайду. Шу вақиттила Либнаму исиян көтәрди. 23  Йәһорам һәм униң әткән барлиқ ишлири тоғрисида Йәһудия падишалириниң жилнамисидә хатириләнди. 24  Йәһорам атилириға қошулуп, Давутниң шәһиридики әҗдатлар қәбригә дәпин қилинди. Униң орниға оғли Ахазия тәхткә олтарди. 25  Исраил падишаси Ахабниң оғли Йорамниң он иккинчи жили Йәһудияниң падишаси Йәһорамниң оғли Ахазия падиша болди. 26  Ахазия һөкүмранлиқ қилишқа башлиғанда 22 яш еди вә у Йерусалимда бир жил падиша болди. Униң анисиниң исми Аталия болуп, у Исраил падишаси Омринниң қизи еди. 27  Уму Ахабниң өйиниң йоли билән меңип, бовисиниң өйигә охшаш Йәһваниң көзидә яман ишларни қилди. Сәвәви, у Ахабниң өйигә туққан еди. 28  Ахазия Ахабниң оғли Йорам билән Сирияниң шаһи Хазаәлға қарши урушқа барди. Гилиадтики Рамотта сирияликләр Йорамни җараһәтлиди. 29  Шуниң билән Йорам падиша Йизриәлгә җараһәттин давалиниш үчүн қайтип кәлди. Уни Рамотта у Сирияниң шаһи Хазаәл билән болған җәңдә сирияликләр ярилиған еди. Йәһуданиң падишаси Йәһорамниң оғли Ахазия Ахабниң оғли Йорамни йоқлашқа Йизриәлгә барди, чүнки у ағривататти.

Изаһәтләр