Падишалар 2-язма 9:1—37

9  Елиша пәйғәмбәрләр оғуллиридин бирсини чақирип, униңға: «Белиңни бағлап вә қолуңға мону май бар қачини елип, Гилиадтики Рамотқа бар.  У йәргә келип Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһуни тепип, униң қериндашлири арисидин чиқишини тәләп қилип, ичкәрки бөлмигә әкиргин.  Хушпурақлиқ май бар қачини елип, униң бешиға қуюп мундақ дегин: “Йәһва саңа шуни ейтмақчи, Мән сени Исраилниң падишаси қилип майлаймән!” Андин ишикни ечип қач, күтмигин»,— дәп җекилиди.  Шуниң билән пәйғәмбәрниң хизмәткари яш бала Гилиадтики Рамотқа кәтти.  У әскәр башчилири олтарған җайға йеқинлишип: «Сәрдар, сизгә бир сөзүм бар»,— деди. Йәһу җававән: «Аримизда кимгә?»— дәп сориди. Хизмәткар: «Сизгә, башчи»,— деди.  У киши туруп, өйгә кирди. Шу чағда хизмәткар униң бешиға зәйтун мейини қуюп: «Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһва мундақ дәйду: “Сени Йәһваниң хәлқи Исраилниң үстидин падишалиққа майлаватимән.  Сән һөкүмраниң Ахабниң өйини вәйран қилишиң лазим. Шундақ қилип, Мән қуллирим пәйғәмбәрләрниң һәм Йәһваниң барлиқ хизмәтчилириниң қени үчүн, Изабәлниң үстидин җаза-өчүмни алимән.  Ахабниң пүткүл өйи үҗүқтурулиду вә Мән униң тамға сийидиған әвладини вә исраиллиқлар арисидин беқинда һәм беқинмас һәммисини йоқ қилимән.  Ахабниң өйи билән Набатниң оғли Йеробоамниң вә Ахияниң оғли Баасаниң өйлири билән болған иш йүз бериду. 10  Изабәлни болса Йизриәл етизида иштлар йәветиду вә һечким уни дәпин қилмайду!”» Ушбу сөзләрни ейтип, бала қечип кәтти. 11  Йәһу һөкүмдариниң хизмәткарлириға чиққанда, улар униңдин: «Течлиқ барму? Немә үчүн әву адашқан саңа кәпту?»— дәп сорашти. У уларға җававән: «Силәр өзәңлар бу кишини һәм униң гепини билисиләр»,— деди. 12  Улар ишәнмәй: «Растини ейтқина бизгә»,— дәп турувалди. Шуңа у уларға бар гәпни қилип: «Йәһва мени Исраил үстидин падиша болушқа майлиди»,— деди. 13  Мәзкүр чағда улар өзлириниң кийимлирини пәләмпәйләрдә униң астиға селип, карнәй челип: «Йәһу — падиша!»— дәп вақириди. 14  Шуниң билән Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһу Йорамға қарши иғва қурди. Шу вақитта Йорам барлиқ исраиллиқлар билән сириялик шаһ Хазаәлни күзитип Гилиадтики Рамотта еди. 15  Һалбуки, падиша Йорам униңға сирияликләр җәңдә тәккүзгән җараһәтлирини Йизриәлдә давалаш үчүн қайтип кәлгәнди. Шу чағда Йәһу: «Әгәр силәр мениң билән келишсәңлар, бу шәһәрдин һечким чиқип, йүз бәргән вақиә тоғрилиқ Йизриәлгә йәткүзүп қоймаслиғини тәминләп бериңлар»,— дәп илтимас қилди. 16  Өзи Йәһу болса атқа минип, Йизриәлгә йол тутти, чүнки Йорам шу җайда ятатти вә уни Йәһуда падишаси Ахазия йоқлап кәлгәнди. 17  Йизриәлдики мунарида күзәтчи Йәһуниң әскириниң келиватқинини көрүп хәвәрлиди. Йорам униңға: «Бир чавандазни уларниң алдиға әвәтип, течлиқ билән келиватамду, шуни бил»,— дәп буйриди. 18  Атлиқ әскәрниң алдиға берип: «Падиша сораватиду, силәр течлиқ билән келиватамсиләр?»— дәп соал қойди. Йәһу җававән: «Сениң течлиқ билән немә кариң? Кәйнимдин жүр»,— деди. Мунардики күзәтчи чавандазниң қайтмиғини һәққидә йәткүзди. 19  Андин у йәнә бир атлиқни әвәтти. Уму берип: «Падиша сорап билмәкчи, силәр течлиқ биләнму?»— деди. Йәһу униңғиму: «Течлиқ билән немә кариң бар? Кәйнимдин әгәшкин»,— дәп җавап бәрди. 20  Күзәтчи униңму қайтмиғанлиғи һәққидә хәвәр бәрди. «Уларниң бирси Нимшиниң нәври Йәһуға охшайду һәм у учуп келиватиду!»— қошумчә қилди мунаричи. 21  Шунда Йорам өзигә җәң һарвуни тәйярлашни буйриди. Җәң һарвуларда, һәрқайсиниң өзиниңкидә, икки падиша: Исраилниң падишаси Йорам вә Йәһуданиң падишаси Ахазия йолға чиқти. Улар Йәһуниң алдиға берип, йизриәллик Набатниң етизида учрашти. 22  Йорам Йәһуни көруп, униңдин: «Йәһу, течлиқ билән кәлгәнсән?»— дәп сориди. У болса: «Немә течлиқ болуши мүмкин, сениң анаң Изабәл паһишилиқ қилип, көплигән җодигәрликләрни қиливатса?»— дәп вақириди. 23  Шуниң билән Йорам дәрру һарвусини бурап қачти. У Ахазияға: «Сатқунлуқ, Ахазия!»— дәп вақириди. 24  Йәһу болса шу пәйттә қолиға оқ-ясини елип, Йорамниң мүрисиниң оттуриға оқни атти. Оқ жүригигә тегип, падиша һарвусида жиқилди. 25  Йәһу өз ярдәмчиси Бидқарға: «Уни елип, йизриәллик Набатниң етизиға ташла, чүнки әскә алғина: биз җүп түридә униң атиси Ахабниң кәйнидин жүргәндә, Йәһва униңға мундақ бәшарәт ейтқанди: 26  “Түнүгүн Мән Набатниң һәм униң оғуллириниң төкүлгән қенини көрдүм”,— деди Йәһва. “Мән бу етизда улар үчүн сениңдин интиқам алимән”,— деди Йәһва. Шуңлашқа униң тенини елип, мошу җайға, Йәһваниң ейтқини бойичә ташлиғин»,— дәп әмир қилди. 27  Йәһуданиң падишаси Ахазия, немә иш йүз бәргәнлигини көрүп, бағдики өйгә жүгриди. Лекин Йәһу униң кәйнидин қоғлап, өлтүришни буйриди. Уни һарвусида яридар қилди, бу Иблиамдики Гур төписидә болди. Ахазия Мәгиддоға қечип берип, шу йәрдә җан үзди. 28  Уни қуллири Йерусалимға апирип, Давутниң шәһиридә әҗдатларниң қәбридә дәпин қилди. 29  (Ахазия болса Ахабниң оғли Йорамниң 11-жили Йәһуданиң падишаси болған еди). 30  Йәһу Йизриәлгә йетип кәлди. Изабәл бу тоғрисида аңлиғач қаш-көзлирини бояп, чачлирини орап ясап, деризигә қарап олтарди. 31  Йәһу дәрвазиға кириши билән у: «Зимри, өз һөкүмраниңниң қатили, течлиқ билән кәлдиңму?»— дәп соал қойди. 32  Йәһу бешини көтирип: «Ким мениң билән? Ким?»— дәп чақирди. Шу заман икки-үч әмәлдар деризидин қариди. 33  У уларға: «Әвуни ташлаңлар!»— дәп буйриди. Улар Изабәлни йәргә ташлиди, шуниң билән униң қени тамға, атларға чачриди. Йәһу ети билән уни чәйлиди. 34  Андин у кирип, сарайда йәп-ичти. Ахирида: «Әву ләнәткә учриғанни тепип, йәрләп қоюңлар, чүнки у шаһниң қизиғу»,— дәп пәрман қилди. 35  Уни дәпин қилишқа бериведи, амма униңдин пәқәт баш, пут-қоллириниң устиханлиридин башқа һечнемисини тапалмиди. 36  Хизмәткарлар қайтип келип, Йәһуға бу әһвални билдурди. У болса: «Йәһваниң Өз қүли тишбалиқ Илияс арқилиқ ейтқан сөзи шундақ еди: “Йизриәлниң етизида иштлар Изабәлниң тенини йәветиду. 37  Изабәлниң җәсиди етизда, Йизриәл зиминида қиғдәк ятиду. Һәтта һечким уни: “Бу Изабәлғу!” дәләлмәйду”»,— дәп әскә салди.

Изаһәтләр