Пәнд-нәсиһәтләр 1:1—33

1  Давутниң оғли, Исраилниң падишаси Сулайманниң Пәнд-нәсиһәтлири.   Ушбу нәқилләр даналиқ билән тәрбийә бериш Үчүндур. Әқилниң һекмәтлик Сөзлирини чүшинишкә ярдәм бериду,   Сағлам мәнаниң қанун-қаидилирини Вә садиқлиқни, диянәтликни һәм Әқил-парасәтликни қобул қилишни,   Тәҗрибисизләргә өткүрлүк вә яшларға билим Елишни вә мулаһизә қилишни Үгитишкә ярдәм бериду.   Данишмән аңлиса, техиму дана болиду. Әқиллиқ керәк мәслиһәтләрни тапиду,   Булар униңға нәқилләрни вә әстәрлик сөзләрни Чүшинишкә, даналарниң сөһбәтлирини Вә тепишмақлириға әс йәткүзүшни беғишлайду.   Йәһваниң алдида қорқуш — тәлимниң башлиниши, Пәқәт наданлар даналиқ билән Нәсиһәтни яратмайду.   Оғлум, атаңниң нәсиһитини тиңша Вә анаңниң мәслиһәтлирини рәт қилма.   Чүнки улар бешиңға яхшилиқниң таҗиси Вә бойнуң үчүн есил мончақ болиду.  10  Оғлум, әгәр қанунсизлар сени Яман йолға иштәрсә, берилмә,  11  Улар саңа мундақ дәйду: «Җүрә биз билән, Бирсини қоршап өлтүримиз. Һеч гунайи йоқ Кишини йошурун күтүвелип,  12  Уни гөрдәк тирик жутумиз вә йәллик Җәсәтни пүтүнләй алғандәк, алимиз.  13  Уларниң баһалиқ нәрсилирини тартип, Өйлиримизни биз олҗиға толтуримиз.  14  Бизгә қошулсаң, чәк ташлап, Булаңғанни барлиғимизға бөлүмиз».  15  Оғлум, уларниң йолида жүрмә, Айиғиңни уларниң йолидин тарт,  16  Чүнки улар вәһшилик қилишқа жүгрәп, Қан төкүшкә алдирайдиғанлар.  17  Учарқанатларниң көзичә тор Йейиш бәк мәнасиз иштур.  18  Улар қан төкүш үчүн қоршавда Узақтин-узақ олтармақта,  19  Наһәқ йол билән бай болушни издигән Шундақ қилиду, лекин һаятлиғи Билән төләм беришкә тартилиду.  20  Һәқиқий даналиқ кочиларда үндәйду, Һәтта у мәйданларда үн қатиду.  21  У киши көп дохмушларда вәз қилиду, Шәһәргә киридиған дәрвазилар қешида:  22  «Һәй, наданлар, қай ваққичә силәр наданлиқни Яритисиләр? Һәй, мәсхирә қилғучилар, узақ вақит Тамашидин һәвәслинәмсиләр? Һә, силәрчу, Әқилсизләр, билимгә қай ваққичә Нәпрәт төкүп жүрисиләр?  23  Мениң тәлимимгә қулақ селип, өзгириңлар. Мана, шу чағда мән роһумни силәргә төкүп, Өз ойлиримни силәргә җакалаймән.  24  Мән қайтилап чақирдим, амма силәр Тиңшимидиңлар, қоллиримни создум, Лекин байқиғучилар болмиди.  25  Мәслиһәтлиримни тәңситмидиңлар вә Тәлимимни силәр халимидиңлар.  26  Шуңлашқа мәнму дәрдиңларға Күлимән, дәһшәт силәрни басқанда, Мәнму мәсхирә қилимән.  27  Силәр қорқудиған боран йепилғанда Вә һалакитиңлар чапқундәк кәлгәндә, Апәт вә азап һуҗум қилғанда,  28  Силәр мени чақирисиләр, лекин мән Җавап бәрмәймән. Мени җанпидалиқ Билән издисәңларму, тапалмайсиләр,  29  Сәвәви, билимдин нәпрәтләндиңлар Вә Йәһва қорқунучини таллимидиңлар.  30  Силәр мәслиһитимни аңлимай, Бар түзүтүшлиримни қобул қилмидиңлар.  31  Шуңа өз йоллириңларниң мевилирини йәп, Өз нийәтлириңлар билән тойисиләр.  32  Бәрһәқ, наданларниң тәрсалиғи Уларни өлтүрәр вә әқилсизләрниң Беқинмиши уларни һалакқа апирар!  33  Мени тиңшиған бехәтәрликтә һәм Течлиқта яшап, явузлуқтин қорқмайду».

Изаһәтләр