Пәнд-нәсиһәтләр 11:1—31
11 Хата тараза Йәһва Худа үчүн жиркиничлик,
Әксичә, дурус тараза Униңға яқиду.
2 Тәкәббурлуқ кәлсә, кәйнидин шәрмәндә келиду,
Мулайимларда болса, даналиқ бар.
3 Уттур кишиләрни нуқсансизлиқ йетәкләйду,
Қувларни һейлә-микирлиги путлаштуриду.
4 Байлиқ ғәзәп күнидә ярдәм берәлмәйду,
Һәққанийлиқ чоқум өлүмдин сақлайду.
5 Әйипсизләрниң һәқлиғи йолини түзәйду,
Қанунсиз өз һарамлиғидин жиқилиду.
6 Диянәтликләрниң адиллиғи уларни күзитиду,
Яманлар һәсәтхорлиғи билән қапқанға чүшиду.
7 Зулум кишиниң өлүми билән үмүтиму йоқайду
Вә униң ишәшлигигә ахир келиду.
8 Һәққаний апәттин қутқузулиду, униң
Орниға апәткә қанунсиз дуч болиду.
9 Сахтипәз еғизидин достини һалак қилиду,
Һәққаний билими түпәйли ниҗат тапиду.
10 Һәққанийлар яхшилиғида шәһәр шатлиниду
Вә зулумлар қаза тапқанда, униң
Турғунлири толиму хурсән болиду.
11 Худа һәққанийларни бәрикәтлисә, шәһәр
Гүллиниду, яманларниң гәплири уни бузиду.
12 Ким өз йенидикигә тәңситмәслик көрсәтсә,
Ушбу кишиниң әқли йетишмәйду,
Һәқиқәтән әқиллиқ киши көп сөзлимәйду.
13 Ким сөз тошуйдиған болса, у сирниму
Ачиду, ишәшлик адәм башқиниң сириға садиқ.
14 Дана рәһбәрликсиз хәлиқ зиян тартиду,
Көп мәслиһәтчиләр болған йәрдә
Ават-муваппәқийәт йүз бериду.
15 Ким башқа бирси үчүн кепиллик қилса,
Шубһисиз, җапада қалиду, ким өзигә ундақ
Вәзипиләрни алмиса, бехәтәрликтә болиду.
16 Бәрикәтләнгән, меһрибан аял шан-шөһрәткә
Еришиду, күчи барлар байлиққа интилиду.
17 Меһрибан инсан өз җениниң ғәмхорчиси,
Берәһим киши өз тенини айимайду.
18 Қанунсизниң тапавәтлири алдамчидур,
Һәқиқәтни тәргүчи һәқ мукапатқа еришиду.
19 Демәк, һәққанийлиқ һаятлиққа апириду,
Явузлуқниң кәйнидин жүргән өз өлүмигә
Алдириғанлиғини мәлум қилиду.
20 Қәлби сахта кишиләр Йәһва үчүн яманлар,
Нуқсансиз яшиғанлар Униң илтипатида.
21 Шуниңға ишәнки, әйиплик илгири-кейин
Җазасиз қалмайду, һәққанийлаң уруқ-әвлади
Апәттин җәзмән қутқузулиду.
22 Чошқиниң бурнида алтун төңгә болғандәк,
Әқилсиз аялниң чирайлиқлиғи шундақ.
23 Һәққанийларниң арзу-истәклири пәқәт
Яхшилиқтур, рәзилләрниң хиял-арманлири
Яратқучиниң қәһри болмақтур.
24 Бирмунчә киши мәртлик билән төккәнсири,
Униңға қошулиду, башқиси бәк хәсис
Болсиму, шундиму у гадайлашмақта.
25 Мәрт-мәрданә җан техиму сәмириду
Вә башқисиға су ичкүзгән инсан
Өзиму мол суғурулиду.
26 Ким өзидә нанни тутуп қелип бәрмисә,
Уни хәлиқ қарғайду. Ким сетип бәрсә,
Униң бешиға бәрикәтләр төкүлиду.
27 Ким яхшилиққа интилса, у махташқа сазавәр,
Ким яманлиқни издисә, у
Униңға қайтип келиду.
28 Өз мал-мүлкигә ишәнгән киши азапқа қалиду,
Һәққаний йешил дәрәқтәк көкириду.
29 Өз өйини бузған киши мирасиға шамални
Жиғип, надан болған данишмәнниң малийи.
30 Һәққанийниң мевиси — һаятлиқ дәриғи
Вә дана башқиларни яхшилиққа йетәкләйду.
31 Мана һазирниң өзидә һәққанийға зиминда
Бериливатиду, унда гунакар һәм қанунсизға
Нәқәдәр кәлгүсидә қайтурулиду!