Пәнд-нәсиһәтләр 12:1—28

12  Нәсиһәтни яхши көргән — билимни яхши Көргичидур. Тәрбийидин нәпрәтләнгән Надан, яримас киши болуп қалиду.   Яхши адәм Йәһваниң мақуллишини тапиду, Яманлиқ ойлайдиған кишини Тәңри сотлайду.   Адәм өзини қанунсизлиқ билән һәргиз Туталмайду, һәққанийлар йилтизи болса, Орнидин һечқачан қозғалмайду.   Меһриван аял йолдиши үчүн таҗидур, Уятта қалдуридиған аял сүйәкләрдики Ушуққа тәң дәһшәттур.   Һәқләрниң нийәтлири — адиллиқ, Қанунсизларниң ойлири — ялғанчилиқ.   Явузларниң гәплири қан төкүштур, Адилларниң еғизлири улардин қутулдуриду.   Рәзилләр гумран қилиниду вә улар Йоқилиду, һәққанийларниң маканлири болса, Әбәдий-әбәткә туруп қалиду.   Ким сөзидә еһтиятчан болса, махташқа лайиқ, Бузуқ жүриги бар тәсликтә қалиду.   Өзини махтап, лекин нени болмиғандин көрә, Мәшһур әмәс, лекин хизмәткари Бар киши болуш әвзәлдур.  10  Һәққаний һәтта мели һәққидә ғәмхорлуқ қилиду, Вәһшиниң һәтта яхшилиғиму берәһим.  11  Ким йеригә ишлисә, қосиғи тоқ болиду, Ким қуруқ нәрсиләрни қоғлиса, Униң әқли камдин-кам.  12  Зулум башқа зорлуқчиларниң олҗисиға Мерәзлик қилиду, амма һәққанийлар йилтизи Мевиләрни берип туриду.  13  Гунакарларниң еғизлири — һалакәт тори, Лекин һәққаний қистаңлиқтин чиқип кетиду.  14  Инсан меһриван сөзлириниң йемишидин Тойиду вә униң ишлиридин соғат күтиду.  15  Надан үчүн өз йоли дурус көрүниду, Данишмән мәслиһәткә қулақ салиду.  16  Парасәтсиз шу күнила аччиғини көрситиду, Пәмлик болса, рәнҗишини билдүрмәйду.  17  Растчил гувачи һәқиқәтни ейтиду, Сахта гувачиниң хусусийити — алдамчилиқ.  18  Бәзи қуруқ сөзлүк адәм еғизи билән Қиличтәк санчийду, даналар тили давалайду.  19  Растчил еғизлар мәңгү болар, Ялғанниң тили — аз вақитқила.  20  Яманлиқ ойлиғанларниң қәлбидә һарамлиқ, Течлиқпәрвәрләрниң жүригидә хошаллиқ.  21  Һәққанийға һечқандақ яман ишлар тегиш Әмәс, қанунсиз яманлиққа чөкүп қалар.  22  Сахтипәз еғизлар Йәһва үчүн нәпрәтлик, Ким диянәт иш тутса, Униң илтипатида.  23  Пәм-парасәт киши билгинини йошуриду, Әқилсиз наданлиғини баян қилиду.  24  Ишләмчанлар һөкүмранлиқ қилиду, Һорунлар болса, дайим селиқ төләйду.  25  Хапичилиқ адәмниң көңлини езиду, Меһриван сөз болса, уни бәзләйду.  26  Һәқ киши есил яйлақларни таллайду, Қанунсизлар йоли уларни адаштуриду.  27  Һорун һечқачан олҗини туталмайду, Әң яхши варислиқни әмгәкчан алиду.  28  Һәққанийлиқ йолида — һаятлиқ, Ушбу йолда өлүм йоқтур.

Изаһәтләр