Пәнд-нәсиһәтләр 14:1—35
14 Дана аял өз өйини ясап чиқиду, әқилсиз болса,
Өз қоллири билән өйини бузуветиду.
2 Йәһвадин қорққан адәм уттур йол билән маңиду,
Ким йоллирини қиңғир тутса,
Уни көзгә илмиғанлиғидур.
3 Әқилсизниң еғизи униң чоңчилиғиға
Таяқ, данишмәнниң еғизи уни сақлайду.
4 Өкүзләр йоқ йәрдә оқурлар таза туриду,
Өкүзниң күчидин тапавәт-һалавәт кириду.
5 Садиқ гувачи зади алдимайду,
Сахта гувачи ялғанни ейтиду.
6 Бузуқ киши даналиқ издәйду, лекин тапалмайду,
Вижданлиққа билим-тәлимму
Йеник берилидиғанлиғи раст.
7 Надандин нери тур, чүнки униңдин
Һечбир тутамлиқ нәрсә аңлимайсән.
8 Пәм-парасәтниң даналиғи йолини билгәнлигидә,
Наданлар әқилсизлиги йолини билмигәнлигидә.
9 Әқилсизләр гуналириға сәл қарайду,
Көңли тоғрилар рәһимликкә еришиду.
10 Жүрәк көңүлниң қайғусини билиду,
Шундақла униң хошаллиғида башқа
Бирси иштрак қилалмайду.
11 Қанунсизларниң өйи вәйран болиду,
Меһриванларниң макани гүллиниду.
12 Адәм балисиға дурус көрүнидиған йоллар бар,
Амма уларниң ахири өлүмдур.
13 Күлгәндиму жүрәк ағриши мүмкин
Вә хошаллиқниң ахири қайғуға улишиду.
14 Өзбешимлиқ киши қилиқлириниң
Үнүмигә тойиду, шуниңдәкла яхши адәм
Өз ишлири үчүн мукапатлиниду.
15 Йеникмүҗәз һәрқандақ сөзгә ишиниду,
Зерәк һәрқандақ қәдимини ойлайду.
16 Дана еһтиятчан вә яманлиқтин қачиду,
Әқли кам болса, һечнәрсидин қорқмай,
Пәқәт өзигә ишиниду.
17 Териккәк оңайла наданлиқ ясайду,
Бирақ әттәй яманлиқни нийәт қилған
Кишидин адәмләр нәпрәтлиниду.
18 Наданлар несивигә әқилсизлиқ жиғиду,
Парасәтликләр билим таҗисини кийиду.
19 Яманлар яхшиларниң алдида жиқилиду,
Зулумлар һәққанийлар дәрвазилирида
Егилип, тазим қилиду.
20 Гадайни һәтта униң йеқинлириму өч көриду,
Байниң болса, ағинилири көп.
21 Йенидики кишини тәңситмигән гуна өткүзиду,
Һә, ким намратларға рәһимлик болса,
Шу бәхитлик инсандур.
22 Қара нийәтликләр йолидин адашмамду?!
Вапа муһәббәт тоғра ойлайдиғанларда.
23 Һәрхил әмгәктин кирим бардур,
Қуруқ параң намратлиққа апириду.
24 Даналар үчүн таҗ — уларниң байлиғи,
Наданларниң пәқәт наданлиғила болиду.
25 Диянәтлик гувачи җанни қутулдуриду,
Ким ялған ейтса, униңда һейлә бар.
26 Йәһвадин әйминиш — мустәһкәм Һимайә
Вә У Өз оғуллириға Башпанадур.
27 Йәһва Илаһтин қорқуш — һаятлиқниң Мәнбәси,
У өлүм торлиридин қутқузиду.
28 Падишаниң алийҗанаплиғи көплигән
Хәлқиниң моҗутлиғида, хәлиқсиз қалған
Һөкүмранни қорқунуч күтиду.
29 Һиммәтлик киши һәқиқәтән зерәк һәм өткүр,
Пәс киши наданлиғини билдүриду.
30 Хатирҗәм жүрәк тән үчүн саламәтлик,
Һәсәтхорлуқ — сүйәкләрниң чириши.
31 Ким гадайни әзсә, униң Яратқучисини
Һақарәтләйду, ким Уни һөрмәтлисә,
Намратқа рәһимдиллиқ көрситиду.
32 Қанунсизлар яманлиғиға бенаән рәт қилиниду,
Һәққаний өлүп кәтсиму,
Үмүтини һәргиз жүтәрмәйду.
33 Әқиллиқ адәмниң қәлбидә даналиқ яшайду,
Наданлар билгинидин көрәңләйду.
34 Һәққанийлиқ хәлиқни егиз көтүриду,
Гунакарлиқ қәбилиләргә абройсизлиқ.
35 Падишаниң шәпқити әқиллиқ қулиға
Мәнсүп, амма униң ғәзиви астида
Өзини инсапсиз тутқанлар қалиду.