Пәнд-нәсиһәтләр 15:1—33

15  Юмшақ җавап қәһриликни қайтуриду, Қопал сөз болса, ғәзәпни күчәйтиду.   Даналар тили тәлимгә йеқимлиқни беғишлайду, Наданларниң еғизи болса, Йеқимсиз әқилсизликни чиқириду.   Йәһва Рәббниң көзлири һәрқайси җайда, Улар яхшилар билән яманларға бақиду.   Давалайдиған тил — һаятлиқ дәриғи, Тили бузуқлар роһни харап қилиду.   Әқилсиз анисиниң нәсиһитини яратмас, Пәм-мулайим тәрбийәни алиду.   Һәққанийниң өйидә зор байлиқ бар, Рәзилниң кирими у — тиничсизлиқ.   Әқилликләр билим-тәлимни таритиду, Әқилсизләр мундақ ишни қилалмайду.   Қанунсизларниң қурбанлиғи Йәһва үчүн Жиркиничлик, һәққанийларниң дуалири Униңға интайин йеқимлиқ.   Йәһва рәзилләрниң йолини өч көриду, Һәққанийлиққа интизарларни У сөйиду.  10  Тоғра йолдин чиқип кәткәнни җиддий Җаза күтиду, түзитишкә өч киши өлиду.  11  Гөрстан вә чириклик җайи Йәһваниң Көзигә очуқтур, униңдинму ошуғирақ Инсанларниң жүрәк-бағрилири!  12  Тәкәббур киши униңға нәсиһәт қилғанни Яхши көрмәйду, у даналарға бармайду.  13  Шат қәлб үзниму хошал қилиду, Көңүлниң ағриғида роһ чүшүп кетиду.  14  Парасәтлик қәлб билим издәйду, Әқилсизлар наданлиққа толиду.  15  Бәхитсизниң барлиқ күнлири ғәмкин. Һә, кимниң жүриги хошал болса, Униң өйидә дайим мәшрәп яңрайду.  16  Әвзили, Йәһваниң әйминиши билән Азираққинә нәрсигә егә болуш, әксичиси, Зор ғәзнә-байлиққа егә болуп, Униң сайисида ғәм-тәшвиштә яшаш.  17  Муһими, үстәлдә көктаттин таам болуши Һәм униңға қошумчә достлуқ, әксичиси, Бодалған топақ гөши һәм қошумчә өчмәнлик.  18  Териккәк адәм урушларни терийду, Сәвирлик киши маҗрани тохтитиду.  19  Ялқавниң йоли тикәнлик қашаға охшаш, Һәққаний йоли түп-түз йолға қияс.  20  Данишмән оғул атисини хошал қилиду, Әқли йоқ оғул анисини қахшитиду.  21  Әқли йетишмәйдиғанға яман нәрсиләр Оюндәк көрүниду, пәми бар уттур маңиду.  22  Муһакимисиз ишлар бузулиду, Мәслиһәт көп болса, утуққа еришиду.  23  Инсан тоғра җавап бәрсә, хурсән болиду Вә өз вақтида ейтилған сөз нәқәдәр яхши!  24  Әқиллиқниң йоли жуқуриға қарайду, У уни төвәндә ятқан гөрдин нери қилиду.  25  Йәһва Пәрвәрдигар мәғрурларниң Маканини бузуветиду, тул аялниң Мирасини У мәккәм сақлалайду.  26  Йәһва үчүн зулумларниң нийәтлири жиркиничлик, Достанә мунасивәтләрни издигәнләрниң Сөзлири ярамлиқ.  27  Ким башқиларда нәп издисә, өзиниң өйини Апәткә тутиду, пара елишни өч көргәнләр Аман-есән яшайду.  28  Һәққаний қәлби ойлап, җавап бериду, Явузлардин пәқәт яманлиқ келиду.  29  Йәһва қанунсизлардин жирақтур, Һәққанийларниң дуасини У тиңшайду.  30  Хошал чирай қәлбни йорутиду, хуш Хәвәр устиханларни күчәйтиду.  31  Ким һаятлиқ беридиған тәлиматқа қулақ Салса, данишмәнләр арисида болиду.  32  Нәсиһәтни рәт қилған өз җенини өч Көриду, тәрбийигә қулақ асқанлар Дана жүрәккә егә болиду.  33  Йәһваниң алдидики чин һөрмәтлик қорқунуч — Данишмәнлик илими вә шан-шөһрәткә Мөмүнлүк әкелиду.

Изаһәтләр