Пәнд-нәсиһәтләр 16:1—33
16 Инсан жүригидә немә дейишни ойлайду,
Лекин дурус җавап пәқәт Йәһва Худадин.
2 Адәм үчүн барлиқ йоллири таза
Көрүниду, амма Йәһва униң барлиқ
Нийәт-қәдәмлирини тәкшүрәйду.
3 Өз ишлириңни Йәһваға артқин, шунда
Реҗилириңниң толиси әмәлгә ашиду.
4 Йәһва һәммә нәрсини шундақ қилидуки,
Униң ирадиси орунлиниши үчүн, рәзилни
Апәт күнигә сақлап келиватиду.
5 Йәһваниң көзидә һәрқандақ тәкәббур
Киши сәскинликтур. Ишәшлик болғин:
Әтигән-кәч у җазасиз қалмайду.
6 Вапа муһәббәт вә садиқлиқ әйипни кәчүриду вә
Йәһваниң алдида еһтирам билән әйминиш
Явузлуқтин қачуриду.
7 Йәһва инсанниң йолиға илтипатлиқ
Бәрсә, У һәтта униң дүшмәнлирини
Униң билән яраштуриду.
8 Һәқиқәт билән биргә азирақ нәрсәң болса,
У яхшидур, әксичә, мол тапавитиң болуп,
Адилсиз иш қилғандин көрә.
9 Адәм жүригидә йолини ойлайду,
Лекин униң қәдимигә йөнилишни Йәһва бериду.
10 Падишаниң еғизи илһамландурулған
Сөзләрни ейтиду, у сотта адил қарарларни
Чиқириши, бәрһәқ, лазимдур.
11 Тоғра тараза Йәһва Рәббтин,
Униңдин шундақла халтаңдики гир ташларму.
12 Падишалар үчүн қанунсиз ишлар
Жиркиничлик болушқа тегиш, чүнки
Һәқиқәт билән тәхт мустәһкәм туриду.
13 Растчил еғизлар падишаға яқиду вә
Ким һәқ сөзлисә, шуни у яхши көриду.
14 Падишаниң ғәзиви — бала-қазаниң
Хәвәрчиси дана киши уни течландурар.
15 Падишаниң иллиқ қаришида — һаятлиқ,
Униң илтипати баһардики ямғурға охшаш.
16 Алтунға қариғанда даналиқни тепиш
Вә күмүч жиққандин қариғанда,
Әқилни топлаш қанчилик яхши!
17 Яхшиларниң йоли — яманлиқтин қечиш.
Җенини сақлаймән дегән, йолини күзитиду.
18 Жиқилишқа мәғрурлуқ елип келиду
Вә путлишишқа йоғанчилиқ.
19 Роһниң мөмүнлигидә мулайимлар
Ичидә яшаш, тәкәббурлар билән
Олҗини бөлүштин яхшидур.
20 Ким ишниң маһийитигә диққәтчан болса,
Утуқ тапиду. Ким Йәһваға үмүт
Бағлиса, шу бәхтияр болиду.
21 Ким мулаһизә қилишни билсә,
Уни әқиллиқ, дәп тонуйду. Кимниң тили
Яғлиқ болса, тәлимгә сөләт қошиду.
22 Пәм-парасәтлик хислити униң егиси үчүн
Һаят булиғи, наданлар тәлими әқилсизлик.
23 Данишмән кишиниң тилиму дана вә
Еғизида гәп ишәнчлик болиду.
24 Йеқимлиқ нутуқ һәсәлгә қияс, у
Җан үчүн татлиқ вә сүйәкләрни сақайтиду.
25 Бәзи йол адәмгә дурустәк көрүниду,
Амма бу йолниң ахирида өлүм күтиду.
26 Адәмниң ағзи уни ишләткүзиду,
Қосақ ачлиғи меһнәткә дәвәт қилиду.
27 Һарам адәм дәртни колап тапиду вә
Униң еғизи көйдүридиған өрттур.
28 Исиянчи маҗраларни яритиду вә
Төһмәтхор достларни айриветиду.
29 Яман инсан йенидикини езиқтуриду
Вә хата йолға елип кириду.
30 У явузлуқ ойлап, көзлирини қисиду.
Һарамлиқни қиливатқан чағда
Калпуклирини чишләп туриду.
31 Чач ақириш — гөзәлликниң таҗиси вә
У һәққанийлиқ йолида тепилиду.
32 Ким ғәзивини тизгинләшни билсә, у
Қәйсәрдинму артуқ вә өз роһини тутушни
Билгән киши шәһәрләр йәңгүчидин артуқ.
33 Чәкни кийимниң етигигә ташлайду,
Униң арқилиқ елинған җавап Йәһвадин.