Пәнд-нәсиһәтләр 17:1—28
17 Бир парчә қуруқ нан һәм униң билән
Хатирҗәмлик бар өй, союлған мал гөшигә
Толған, бирақ уруш-талашлиқ өйдин яхши.
2 Әқиллиқ хизмәткар ғоҗайининиң әркә
Оғлини башқуриду вә қериндашлири
Билән униң мирасини бөлүшиду.
3 Күмүч үчүн еритиш қачиси һаҗәт,
Алтун үчүн — очақ, жүрәкләрни болса,
Йәһва Худа Өзи синайду.
4 Явуз һарам еғизларни тиңшайду вә
Ялғанчи һалакәт тилиға қулақ салиду.
5 Ким намратниң үстидин күлсә, у униң
Яратқучисиға күпүрлүк қилиду, өзгиниң
Дәрдигә хошал болса, җазасиз қалмайду.
6 Қериларниң таҗиси — нәвриләр вә
Пәрзәнтләрниң зенити — ата-аниси.
7 Надан үчүн һәққаний гәп ярашмайду,
Техиму һаким үчүн ялған нутуқ!
8 Қиммәтбаһа таш униң егиси қолида Һәдийәдур.
Қәйәргиму униң билән у бармиса,
Муваппәқийәтлик болиду.
9 Ким хаталиқни япса, у достлуқни издәйду.
Ким бу хаталиқ тоғрилиқ сөзләвәрсә,
Достидин айрилиду.
10 Наданға йүз таяқтин қариғанда, әқли барға
Тәнбиһ қаттиғирақ тәсир қилиду.
11 Исиянкар пәқәт зулумни издәйду
Вә униңға вәһший хәвәрчи әвәтилиду.
12 Балилиридин айрилған ейиқ билән
Учришиш наданлиғида паал болған
Әқилсиз билән учришиштин яхширақ.
13 Әгәр бирси яхшилиқ үчүн яманлиқ қайтурса,
Ундақ өйдин яманлиқ кәтмәйду.
14 Маҗраниң башлиниши — суниң йерилип
Чиқишиға охшаш. Җедәл қизип кәткичә,
Уни ташлап қач.
15 Әйипкарни ақлиған вә ишида һәқлиқни
Әйиплигән — иккилиси Йәһваға нәпрәтлик.
16 Әқли камниң қолида немә үчүн пул?
Даналиқни сетивелиш үчүнму? Бирақ
Униңда сағлампикирлик болмиса,
Буниң немә пайдиси болиду?
17 Һәқиқий дост һәр вақитта яхши көриду.
У муһтаҗ вақитта қериндишиңдәк
Йениңдин чапсан тепилиду.
18 Әқли йәтмәйдиған киши қолни қисип,
Кишиләр алдида башқиси үчүн өзи
Үстигә кепиллик алиду.
19 Маҗраларға амрақ гунани яхши көриду.
Ким өзигә егиз дәрваза қойдурса,
У өзигә балаю-апәтни кәлтүриду.
20 Қәлби қув адәм яхшилиқ тапмайду
Вә тили бузуқ киши униң арқилиқ
Бала-қазаға тезла чүшиду.
21 Наданни туққан ата көп қайғуриду вә
Әқилсизниң атиси хошаллиқ көрмәйду.
22 Хурсән қәлб үзниму меһриван қилиду,
Чүшкүн роһ устиханларни қурутиду.
23 Қанунсиз дурус соттин қутулуш үчүн,
Йошурун пара беришкә тәйяр.
24 Зерәк көзини даналиққа қаритиду,
Наданниң көзлири һәр ян жүгрәп жүриду.
25 Әқли йоқ оғул атисиға дәрт-әләмдур
Вә анисиниң көңлини ағритиду.
26 Һәқ адәмни җәриман төлитиш яхши
Әмәс, шуниңдәкла һөрмәтлик инсанни
Һәқиқәт үчүн һақарәтләш техиму хата.
27 Пәмлик қаидилирини билгән киши
Гепини чәкләйду, өткүрниң қени қайнимас.
28 Надан теч турса, уни данишмән дәп
Қелиши мүмкин, шуңа еғизини тутқан
Адәм, шубһисиз, әқил-парасәтлик.