Пәнд-нәсиһәтләр 23:1—35
23 Падиша билән чүшлүк тамаққа олтарсаң,
Алдиңда ким екәнлигини мәккәм әстә тут.
2 Әгәр сән косаққа амрақ болсаң,
Гекитигиңгә пичақни тақиғин.
3 Униң татлиқ таамлириға қизиқма,
Чүнки бу алдамчи нандур.
4 Бейиш үчүн өзәңни һалсизландурма.
Тохтап, нийитиңдин қайт.
5 Йеқин арида йоқ болидиған нәрсигә
Немә үчүн көзлириңни қаритисән?
Чүнки униң қанатлири чиқип, у бүркүттәк
Асман-пәләккә учуп кетиду.
6 Пишиқ адәмниң тамиғини йемә вә униң
Назу-немәтлиригә шөлгийиңни ақтурма,
7 Чүнки у сениң қанчә йәватқиниңни назарәт
Қилип туриду. «Йегин, ичкин»,— дәйдию,
Амма униң көңли саңа қаршидур.
8 Сән йегән парчәңни қусуп чиқирисән
Вә сениң яхши сөзлириң бекарға кетиду.
9 Наданниң қулиғиға сөзлимә, чүнки у
Гәплириңниң тәмини тәңситмәйду.
10 Мәңгү чегариләрни йөткимә вә
Житимларниң йәрлиригә кирмә.
11 Сәвәви, уларниң Һимайичиси қудрәтлик,
У сениң билән күрәшкә чүшиду.
12 Қәлбиңни пүтүнләй тәлиматқа бәр вә
Дана нәсиһәтләрни диққәтчан тиңша.
13 Балаңни тәлим-тәрбийисиз қойма.
Уни җазалисаң, у өлмәйду.
14 Уни җазалаш лазим, чүнки шундақ
Қилипла, униң җенини гөрдин сақлайсән.
15 Оғлум, әгәр сениңда данишмән жүрәк
Болса, мениң қәлбимму хошал болиду.
16 Әгәр еғизлириң дурус нәрсиләрни
Сөзлисә, бар ишқим тәнтәниләйду.
17 Гунакарлар билән риқабәтләшмә,
Йәһваниң әйминишидә дайим бол.
18 Шу чағда ахир йетип кәлсиму,
Үмүтүң келәчәккә үзүлмәйду.
19 Оғлум, тиңшигина вә дана болуп,
Көңлүңни уттур йолға башлиғина.
20 Һәддидин ташқири шарап ичиватқанлар
Вә гөшкә тоюватқанлар қатарида болма,
21 Чүнки һарақкәш вә қосақчи йоқсулуққа учрайду,
Көп ухлаш намратлиққа апириду.
22 Атаңни тиңша, чүнки у саңа һаят бәрди.
Анаңниму һөрмәтлә, гәрчә у қерип қалсиму.
23 Һәқиқәтни сетивал вә һечқачан уни сатма.
Шундақла даналиқни, тәлиматни
Һәм әқил-парасәтликни сетивал.
24 Һәққанийниң атиси шатлиниду вә данаға
Һаят беғишлиған ата-ана хурсән болиду.
25 Ата-анаң хошал болуп, сени туққан
Апаң шат-хорамлиқта өтиду.
26 Оғлум, Маңа жүригиңни беғишла вә
Көзлириң Мениң йоллиримни жүтәрмисун,
27 Чүнки паһишә — һаңлиқ ора вә
Бузулған аял — тар қудуқтур .
28 У қарақчидәк қоршавда олтириду вә
Адәмләр арисида хаинларни көпәйтиду.
29 Кимдә дәрт? Кимдә товлаш? Кимдә Урушлар?
Кимдә азап? Кимдә сәвәпсиз Җараһәтләр?
Кимдә қизарған көзләр?
30 Ким шарапни ичип, кәч олтарса вә ким
Күчәйтилгән шарапни ичишкә амрақ болса.
31 Шарапниң қизириватқиниға қарап, зоқланма.
У қачида пақирап, йеқимлиқ
Ичилидиғиниға алданма.
32 Ахирида у иландәк чеқивалиду,
Зәһәрлик иландәк аччиқ чақиду.
33 Сениң көзлириң ятларниң аяллириға қарашқа
Башлайду вә жүригиң-көңлүңдә
Бузуқ ой-нийәтләр сөзләйду.
34 Сән деңиз оттурисида ухлаватқан адәмгә
Охшап кетисән, кемә йәлкини
Үстидә ятқан кишидәк болисән.
35 Сән дәйсән: «Мени урупту, бирақ мән билмидим,
Қаттиқ ноқуштурупту, бирақ һечнәрим
Ағримиди... Мән оханғанда, йәнә
Берип, шарап издәймән, чүнки ичкүм бар».