Пәнд-нәсиһәтләр 27:1—27
27 Әтиниң күни билән махтанма, сәвәви, у күн
Немә әкелидиғинини сән билмәйсән.
2 Башқа бирси сени махтисун, бәлки
Пәқәт сениң еғизлириң әмәс.
Ят бири махтисун, сән өзәң әмәс.
3 Таш еғир вә қумму йеник әмәс, лекин
Ахмақниң ғәзиви һәммидин еғир.
4 Ғәзәп вәһши вә қәһәр топан сүйидәк,
Амма ким күнләш алдида туралайду?
5 Очуқ паш қилиш йошурулған
Меһир-рәһимдиллиқтин яхшидур.
6 Достуң садиқлиқтин яридар қилиду,
Дүшминиң болса, мол сөйиду.
7 Тоқ қосақ путлири билән һәсәлни чәйләйду,
Ач қосаққа һәтта аччиқ йемәклик татлиқ.
8 Угисидин учуп кәткән қуштәк, ата-ана
Өйидин учум болған адәм.
9 Зәйтун мейи билән хушпурақ исриқ жүрәкни
Хуш қилиду, шундақла һәрким үчүн дилкәш,
Сәмимий мәслиһәт беридиған ағиниси.
10 Өз достуңни вә атаңниң достини
Қалдурма вә бешиңға күн чүшкәндә,
Кериндишиңни издимә. Жирақтики
Җигәриңдин йеқиндики хошнаң әла.
11 Оғлум, дана бол вә жүригимни хошал қил.
Шундақ болсаң, Мени һақарәтлигүчигә
Немә дейишни тапимән.
12 Әқил-парасәтликләр хәтәрни көрүп
Йошуруниду, тәҗрибисизләр болса,
Алға меңип, җазалиниду.
13 Ят киши үчүн кепил бәргәнниң көйнигини
Йәштурувал, чүнки у өзигә мәҗбурийәтни алди.
Униңдин чәтәллик киши үчүн кепил ал.
14 Әгәр бири сәһәрликтә ағинисини қаттиқ
Аваз билән бәрикәтлисә, у униңға
Ләнәттәк аңлиниши мүмкин.
15 Тохтимай аққан тамча вә кот-коти
Түгимәйдиған аял охшаштур.
16 Кимду-ким уни течландуралиса, у
Шамални тохтиталайду вә суюқ майни
Қолида еқитмай туталайду.
17 Төмүр төмүрни иштиткәндәк, бир киши
Йәнә бирсиниң көзқаришини иштитиду.
18 Ким әнҗирни күтсә, униң мевилирини йәйду.
Ким өз ғоҗайиниға ғәмхорлуқ қилса,
У иззәтлик инсан болиду.
19 Адәм үзи суда көрүнгинидәк, инсанниң жүриги
Башқисиниң жүригидә әкс әттүрүлиду.
20 Гөр вә Аввадон, йәни чириклик орни, тоймастур.
Шундақла адәм балисиниң көзлири тоймас.
21 Күмүч үчүн еритиш қачиси вә алтун
Үчүн пәч болғандәк, адәм махташниң
Тәсиридин убдан синилиду.
22 Әгәр наданни дандәк һаганчида соқсаңму,
Униң ахмақлиғи униңдин аҗримайду.
23 Қойлириңниң үзлирини яхши
Биливалғин, падиға жүригиңни яқ,
24 Чүнки байлиғиң мәңгүгә әмәс вә
Таҗаң әвлаттин-әвлатқа өтәмду?
25 Бир гия-кокатниң орниға йеңиси
Чиқиду вә тағлардин чөп жиғиду.
26 Яш қойлар саңа кийимгә, текиләр
Етизни сетивелишқа тәйяр пул.
27 Тамиғиңға өшкиләр сүти йетәрлик
Болиду: саңа, өйүңдикиләргә вә
Хизмәткарлириң һаятини сақлашқа.