Пәнд-нәсиһәтләр 28:1—28

28  Қанунсиз қачиду, гәрчә униң кәйнидин Һечким қоғлимисиму, Һәққаний болса, яш ширдәк хатирҗәм.   Дөләттә қанунға қарши исиян көтирилсә, У чағда униңда башқурудиғанлар бир-бирини Алмаштуруп, көп болиду. Әқиллиқ, өткүр Киши башқурса, тәртип узаққа созулиду.   Өзидәк аҗизларни қистайдиған гадай Һәммә нәрсини жуюп әкетидиған, лекин Һосул туғдурмайдиған ямғурға охшайду.   Қанунни қалдурған кишиләр беқанунларни Махтайду, Қанунни сақлайдиғанларға Улар нәпрәтлик өч болиду.   Зулум адәмләр адаләтликни чүшинәлмәйду, Йәһвани издигәнләр һәммәйлән чүшиниду.   Өз бенуқсанлиғида жүргән намрат киши Йоллири қиңғир байдин артуқ.   Ким Қанунға әмәл қилса, у әқил-парасәтлик Оғул, ким бәтхәшләр билән достлашса, У атисини шәрмәндиликкә қойиду.   Ким өз мал-мүлкини жуқури пайизларға Бола көпәйтсә, у байлиғини кәмбәғәлләр Үчүн рәһим қиливатқанға жиғиватиду.   Әгәр киши нәсиһәттин қулақ тартса, Униң һәтта дуасиму жиркиничликтур.  10  Ким уттур йол билән маңғанларни яман Йолға әкәтсә, өзи колиған ориға жиқилиду, Әйипсизләр болса, мукапатқа еришиду.  11  Һаллиқ киши өз көзидә данишмәндур, Лекин парасәтлик намрат уни биливалиду.  12  Һәққанийларниң тәнтәнисидә шөһрәт парлап Туриду. Беқанунлар көтирилсә, хәлиқ мөкүниду.  13  Ким гуналирини йошурса, утуққа еришмәс. Ким уларни иқрар қилип, уларни рәт қилса, шу Киши рәһим-шәпқәткә сазавәр болар.  14  Худаниң алдида дайим әйминидиған инсан Бәхитликтур, кимниң қадақ жүриги болса, У чоқум балаға чүшиду.  15  Ғарилдиған шир билән ач қалған ейиқ Бечарә хәлиқниң үстидин һөкүмранлиқ Қиливатқан зулумниң өзидур.  16  Әқли кам башчи нурғун яманлиқлар әкелиду, Диянәтсиз пайдиға өч башчи узун яшайду.  17  Адәм қенини төкүштә әйиплик киши Өлүмигичә қачиду, чүнки у җазадин қорқиду.  18  Бенуқсан дәрттин қутулиду, һә, ким йолиға Бақмиса, туюқсиз уларда жиқилиду.  19  Ким йерини асриса, нанни тойғичә йәйду. Ким пайпетәкчиликниң кәйнидә жүрсә, Ақивәттә, намратчилиққа тойиду.  20  Һәқиқәтни сөйүдиған адәм бәрикәтләргә бай. Ким бейишкә алдириса, гунасиз қалмайду.  21  Үз-хәтир қилиш яхши әмәс, ундақта Адәм бир парчә нан үчүн гунаға патиду.  22  Һәсәтхор киши байлиққа амрақ, бирақ У намратқа келидиғинини билмәйду.  23  Ахирида киши уни паш қиливатқанға Силиқ, лола сөзләватқандин көрә, рази болиду.  24  Ким ата-анисини булап кетип: «Бу гуна Әмәс!»— десә, у қарақчиниң ағинисидур.  25  Тоймас ачкөз җедәл чиқириду, Йәһваға ишәнгән киши сәмириду.  26  Ким өз жүригигә ишәнсә, ахмақтур. Ким дана иш тутса, у пүтүн қалиду.  27  Ким намратқа ярдәм қилса, у кемиймәйду, Ким униң дәрдигә көз жумса, қарғишқа қалиду.  28  Вәһшиләр һакимийәтни егиләвалса, Адәмләр мөкүниду. Улар һалак болғанда, Һәққанийлар сани көпийиду.

Изаһәтләр