Пәнд-нәсиһәтләр 29:1—27

29  Гәдини қаттиқ адәм өзигә җазани тартиду, У туюқсиз гумран болиду һәм һечқандақ Давалиниш униңда ярдәм болмайду.   Һәққанийлар көпәйгәндә хәлиқ шатлиниду, Қанунсиз һөкүмран болғанда, хәлиқ товлайду.   Даналиққа амрақ киши ата-анисини хошал Қилиду, паһишивазлиқта һөзүрлинидиған Болса, мал-мүлкини йоқитиду.   Падиша адил сотлиши арқилиқ мәмликитини Мустәһкәмләйду, лекин параларни хуш Көридиған даһи дөлитини вәйран қилиду.   Достиға ялақчилиқ қилған киши Униң путиға тор ташлайду.   Яман адәмниң гуналири — қапқандур. Һәққаний шат-хорамлиқта жүриду.   Һәққаний қәмбәғәлләр һоқуқлири тоғрилиқ Ойлайду, қанунсиз уларни билгисиму кәлмәйду.   Исиянчилар шәһәрдә көтирилишләрни үндәйду, Даналар, әксинчә, ғәзәпни басиду.   Данишмән надан билән талашса, пайда Болмайду, әксичә, җававән пәқәт һақарәт Сөзләр билән мәсхирини аңлайду.  10  Қанхор кишиләр нуқсансизларни өч көриду, Һалал кишиләр уларға яхшилиқ тиләйду.  11  Ахмақ барлиқ ойлирини ғәзәптә чиқириду, Һә, данишмән болса, өзини тинич тутиду.  12  Әгәр башчи ялғанчилиқни тиңшиса, униң Барлиқ хизмәткарлири қанунсизлар болиду.  13  Гадай билән бай учришиду, уларниң арисида Қандақ ортақлиқ бар? Йәһва Худа Иккилисигә охшаш һаятлиқ бәрди.  14  Әгәр падиша кәмбәғәлләрни адил сотлиса, Униң қутлуқ тәхти әбәдий силкәнмәс.  15  Чивиқ билән нәсиһәт даналиқни бериду, Лекин тәрбийә көрмигән өсмүр бала Анисиниң абройини чүшириду.  16  Беқанунлар көпәйгәндә тәртипсизликму Көпийәр, амма һәқләр уларниң Һалакитини көриду.  17  Оғлуңни тәрбийилә вә у саңа арамлиқ Әкелип, җениңға тәсәлли бериду.  18  Пәйғәмбәрлик көзқараш болмиған йәрдә Хәлиқ бузуқ. Мәслиһәт алған җайда улар раһәт.  19  Қулни сөзләр билән үгитәлмәйсән, чүнки У уларни чүшәнсиму, тән алмайду.  20  Сән сөз-ишлирида алдирақсан адәмни көрдүңму? Униңға ишәнгәндин көрә, наданға үмүт бағла.  21  Әгәр яшлиғидин малийиңни әдәтсәң, Кейин у оғлуң болушни халайду.  22  Териккәк киши уруш-җанҗал башлайду вә Қени қизиқ киши көп гуна өткүзиду.  23  Тәкәббурлиғи билән адәм җазалиниду, Мулайим киши шан-шәрәпкә йетиду.  24  Ким оғри билән униң ишида иштрак қилса, У өз җениниң дүшминидур. У ләнәтни аңлисиму, Уни паш қилишқа җүръәтсиз.  25  Адәмләрдин қорқуш — тор һәм қапқан. Йәһваға таянғанлар һимайә тапиду.  26  Нурғунлири һөкүмранлириниң илтипатини Издәйду, лекин адәмни Йәһва сотлайду.  27  Бузуқ киши һәққанийлар үчүн сәскинишлик. Шундақла қанунсиз үчүн тоғра йол Билән жүргәнләрму жиркиничликтур.

Изаһәтләр