Пәнд-нәсиһәтләр 5:1—23

5  Оғлум, даналиғимға қулақ сал Вә өткүрлүккә үгәнгин,   Шу чағда пәм-парасәтликни сақлап, Еғизлириң һәқиқәтни күзитиду.   Чүнки ят аялниң еғизлиридин һәсәл Тамиду вә униң сөзлири зәйтун дәрәқниң Мейидинму юмшақ болиду,   Амма ахирида саңа әмәндәк аччиқ, Иккибислиқ иштик қиличтәк тегиду.   Униң аяқлири өлүмгә чүшмәктә, Қәдәмлири болса, гөргә апириду.   Сән һаятлиқ йолини таразиға салмишиң Үчүн униң адашқан излири һәр ян маңиду. Шуңа сән наданлиқта қалисән.   Демәк, балилирим, мени тиңшаңлар Вә еғизимниң нәқиллиридин чекинмәңлар.   Униңдин йолуңни жирақ тут вә Өйиниң босуғиға йеқинлашма.   Болмиса, иззитиңни жүтүрүп, Өмриңниң ахириғичә азаплинисән.  10  Өзгиләр байлиғиңдин пайдилинип, Әмгигиң мевилири өзгә өйгә кәтмисун.  11  Һаятиң ахирида товлап-һалсизлинип, Саламәтлигиң яр бәрмигәндә,  12  Мундақ қахшайсән: «Немишкә мән Тәлимгә өч болуп, қәлбим нәпрәтләнди?  13  Мән устазлиримни тиңшимай, Мәслиһәтчилиримгә қулақ асмидим?  14  Җәмийәт көзидә һалакәткә йәттим».  15  Өз булиғиңниң сүйини ичкин вә Өз қудуғуңдин сапалиқ суни.  16  Немә үчүн ериқлириң кочиларда еқип, Мәйданларда йейилип кетиши керәк?  17  Улар ялғуз саңа тәәллуқтур, ятлар Билән уларни һәргиз бөлүшмә.  18  Сениң булиғиң бәрикәтлик болсун. Яшлиғиндики аялиң билән раһәтләнгин.  19  У муһәббәт марали вә назакәт җәйрини, Униң көксилири саңа дайим Һөзүрлиниш туйғулирини беғишлисун. Тоймай, униң сөйгүси билән бәһирләнгин.  20  Оғлум, немишкә бузуқ аялға қизиқип, Уни аялиңниң орнида қучақлайсән?!  21  Инсанниң йоллири Йәһвадин йошурун әмәс, У униң қәдәмлирини өлчәйду.  22  Қанунсизни униң қилмишлири торға чүшириду: У гунайиниң ағамчилиридур.  23  У наданлиғидин ахири өлиду вә Нурғун әқилсизлигидин адишип жүриду.

Изаһәтләр