Пәнд-нәсиһәтләр 7:1—27
7 Оғлум, нәсиһәт-вәсийәтлиримни аңлап,
Жүригиң қетида йошуруп қой.
2 Мениң вәсийәтлиримни орунлап яша
Вә тәлимим көзүң қаричуғидәк болсун.
3 Уларни бармақлириңға бағлап қой
Вә қәлбиң қатлирида йезип қой.
4 Даналиққа: «Сән мениң қериндишим вә
Пәмликкә сән мениң туққиним»,— дегин.
5 Улар сени башқа, ят аялдин
Қоғдисун, чүнки униң гепи лолидур.
6 Бир күни мән өйүмниң деризисидин,
Пәнҗиридин, қарап тураттим.
7 Тәҗрибисиз яшларға сәп селип, уларниң
Арисидин әқли йоқ бир жигитни көрдүм.
8 У паһишәниң кочиси билән жүрүп,
Униң өйи тәрипигә меңипту,
9 Кәчқурун, күн петип, қараңғулуқта.
10 Мана, униң алдиға паһишә кийимидә,
Һелигәр жүрәклик бир аял чиқти.
11 У һакавур вә ағзи тинмайдиған,
Өйидә болмайдиған аял еди.
12 У бирдә кочиларда, бирдә мәйданда
Вә һәрқандақ дохмушларда күтүп,
Торларни ташлайдиған аялдур.
13 У жигитни тутувелип, сөйүп һарсиз
Үзи билән униңға мундақ демәктә:
14 «Мән бүгүн шүкүр қурванлиғимни
Әкелимән, қәсәмлиримни орунлидим.
15 Шуңлашқа мән сениң алдиңға чиқтим.
Мән сени издигән едим... һәм таптим!
16 Кариветимни мән гиләмләр вә
Мисирдин болған зиғирдин тикилгән
Рәңму-рәң рәхтләр билән зенәтлидим.
17 Ятақханамни хушпурақлиқ мүрмәкки,
Алое вә дарчин билән сәптим.
18 Кәл, бир-биримизни әркилитип,
Сәһәргичә муһәббәттин зоқлинайли.
19 Чүнки йолдишим өйдә йоқ.
У жирақ йолға кәтти.
20 Қолиға пул қапчуғини алди,
Ай толмиғичә өйгә қайтмайду».
21 Шундақ дәп, көплигән шерин сөзләр
Билән, еғизиниң юмшақлиғи арқилиқ
Уни езиқтуруп, маканиға елип кәтти.
22 Мана, у әнди униң кәйнидин буқа
Боғузлинишқа маңғандәк, маңди вә
Наданни кишәнләшкә алғандәк,
У униң кәйнидин елип кетилди.
23 Ахири оқ униң беғирини санчийду.
Қуш торға етилғандәк вә у җени үчүн
Қоюлғинини билмигәндәк, буму чүшти.
24 Ейтмақчи, балилирим, мени аңлаңлар
Вә сөзлиримгә мунасип диққәт бөлүңлар.
25 Жүригиңлар униң йоллириға майил
Болмисун, униң йоллириға кирмәңлар,
26 Чүнки нурғунлири униң қурвини болди
Вә көплигән кишиләрни у өлтүрди.
27 Униң өйи — гөргә йол вә униң билән
Болғанлар қәбирләргә чүшүватқанлардур.