Пәнд-нәсиһәтләр 8:1—36

8  Даналиқ вәз ейтиватмамду? Әқил-идрәк Авазини жуқури аһанда чиқириватмамду?   У егиз җайларда, йолларда, дохмушларда.   Шәһәр алдидики дәрвазиларда вә кириштә Һәммигә аңлитип вақираватиду:   «Силәргә, адәмләр, мураҗиәт қилимән, Мениң авазим һәрбир инсан оғли үчүн.   Тәҗрибисизләр, зерәкликкә үгиниңлар, Наданлар, дана жүрәклик болуңлар.   Тиңшаңлар, чүнки мән муһим нәрсиләр Вә садиқлиқ һәққидә еғизимни ачимән.   Тилим һәқиқәтни ейтиду, ялғанчилиқ Еғизлирим үчүн жиркиничликтур.   Барлиқ сөзлирим һәққанийдур һәм Уларда қувлуқ һәм алдамчилиқ йоқ.   Улар пүтүнләй өткүрләр үчүн рошән, Билим-тәлимгә егә болған барлиғи Уларниң тоғра екәнлигини чүшиниду.  10  Қаидилиримни қобул қилиңлар, Күмүчни әмәс, вә тәлиматни есил Сап алтундин әвзәл көрүңлар.  11  Сәвәви, даналиқ марҗанлардин артуқ Вә барчә ғәзниләр униңға тәң келәлмәйду.  12  Мән даналиқ һәм пәм-парасәтликни тутуп Яшаймән, мениңда сағлампикирлик билән Өткүр тәлимат мәвҗуттур.  13  Йәһва Худадин чөчүдиған киши явузлуққа өч. Мән тәкәббурлуқ мәмәданлиқ, зулум ишлар Вә ялғанчи еғизлардин нәпрәтлинимән.  14  Мәндә бардур мәслиһәт һәм түп-асаслиқ, Әқил-парасәтлик һәм күч-қудрәт.  15  Мениң ярдимим түпәйли падишалар Һөкүмранлиқ қилиду вә сотчилар Адил қанунларни язиду.  16  Мән арқилиқ бәгләр һакимлиқ қилип, Ақсүйәкләр йәрниң башчилири болиду.  17  Мән мени яхши көргәнләрни сөйүмән, Мени пүткүл вуҗудидин издигәнләргә Мени тепишини капаләтләндүримән.  18  Мениңда байлиқ билән шан-шөһрәт, Мәңгү мүлүк вә һәқиқийлиқ яшайду.  19  Мениң мевәм алтундин, әң сап Есил алтундин, вә мениңдин болған Һәдийәләр әң сапалиқ күмүчтин артуқ.  20  Мән һәққаний йоли билән жүримән, Пәқәт Қанунниң йоллири арилиғида.  21  Мени яхши көргәнләргә зор мирас Беримән вә ғәзниханилирини толтуримән.  22  Йәһва Тәңри мени йолиниң бешида Яратқан еди. Мән Униң мәвҗудатлири Ичидә әзизанә тунҗисимән.  23  Әсирләрдин бурун мән майланған едим, Әң башта, йәр пәйда болушидин хелә авал.  24  Мән су һаңлири техи яритилмиғанда туғулдум. У вақитта суларниң мол Мәнбәлири техи пәйда болмиған еди.  25  Тағлар тикләнгичә, дөңләр көтирилгичә Мән туғулуп, моҗут болған едим.  26  Ушбу дәвирдә У зиминни, далаларни Вә йәрниң тописини яратмиған еди.  27  У асманларни турғузғанда, мән шу Җайда болдум. У һаң йүзидә чәмбәрни Сизиғанда, мән уни көрдүм.  28  У асманда булутларни орунлаштуруп, Деңизларниң мәнбәлирини тәстиқлигәндә,  29  У деңизға сулири бәлгүләнгән чәкләрдин Өтмәслиги үчүн униң чегарилирини қойғанда, У зиминниң асас-һуллирини салғанда,  30  Шу чағда мән Униң ярдәмчиси ретидә Һәр күни Униң үчүн хошаллиқ болдум. Күндин-күнгә Униң йүзи алдида Шат-хорамлиқта яшидим.  31  Мән У яратқан йәр шариға қарап, Адәмләр үчүн шатлинаттим һәм Хурсәнлигим инсан оғуллириға бағлиқ еди.  32  Демәкчи, балилирим, маңа қулақ селиңлар, Шу әһвалда йоллиримни тоғра Тутқанлар бәхитлик болиду.  33  Нәсиһәтни тиңшап, дана болуңлар Вә һечқачан униңдин чекинмәңлар.  34  Мени аңлайдиған киши бәхтиярдур. Һәр күни дәрвазилирим алдиға сәһәрликтә Келип, ишиклирим босуғисида күтиду.  35  Чүнки мени тапқан киши һаятлиқ Тапиду вә Йәһвадин илтипат алиду.  36  Мени тәңситмигәнләр өз җениға зиян кәлтүриду. Мени өч көрүдиған барлиғи Өлүмни яхши көридиғанлардур».

Изаһәтләр