Римлиқларға 10:1—21
10 Қериндашлар, жүрәк истигим вә Худаға ялвурушум улар тоғрисида — уларниң қутқузулуши үчүндур.
2 Уларға гувалиқ қилимәнки, уларда Худаға қизғинлиқ бар, бирақ тоғра билим билән мувапиқлиқта әмәс,
3 чүнки Худаниң һәққанийлиғини билмәй һәм өзлириниң һәққанийлиғини тәстиқлимәкчи болуп, улар Худаниң һәққанийлиғиға бойсунмиди.
4 Сәвәви етиқат билдүргән һәрқандақ адәмниң һәққанийлиғиға, Тәврат қануниниң ахири — Мәсиһтур.
5 Муса язғанки, Қанунниң һәққанийлиғини орунлиған инсан шуниңға түпәйли һаят болиду.
6 Етиқаттин чиққан һәққанийлиқ болса, мундақ дәйду: «Көңлүңдә: “Ким асманға чиқар?” (Мәсиһни елип чүшүш үчүн.)
7 Яки “Ким һаңға чүшәр?” (Мәсиһни өлүмдин қайтуруш үчүн) демигин».
8 Бирақ немә ейтиливатиду? «Бу сөз саңа йеқин: у тилиңда вә қәлбиңдә», у биз вәзә қиливатқан нәқ шу етиқат «сөзидур».
9 Һәм әгәр сән Әйсаниң Һакимдар екәнлигини «тилиңдики сөз» билән әл алдида җакалисаң вә жүригиңдә Худа уни өлүмдин тирилдүргәнлигигә ишәнсәң, қутқузулисән.
10 Қәлб билән һәққанийлиққа етиқат билдүриду, еғиз билән әл алдида қутқузулушқа җакалайду.
11 Язмиларда дейилгән: «Униңға етиқатини асаслиған һечким үмүтсиз қалмайду».
12 Бу җәһәттин йәһудий билән грекниң пәрқи йоқ, чүнки барлиқ чақириватқанлар үчүн бай, һәммисиниң үстидин бирла Рәбтур.
13 «Йәһваниң исмини чақириватқан һәрқандақ киши қутқузулиду».
14 Лекин Униңға ишәнмәй туруп, қандақ чақирғили болиду? Һәм Униң тоғрилиқ аңлимай, Униңға қандақ ишиниду? Һәм вәзә қилғучисиз қандақ аңлайду?
15 Әгәр улар әвәтилмисә, қандақ вәзә қилалайду? Чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Яхшилиқ тоғрисида хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири нәқәдәр гөзәл!»
16 Амма, хуш хәвәргә һәммә адәм беқинмиди. Йәшая ейтқандәк: «Йәһва, биздин аңлиғанға ким ишәнди?»
17 Демәк, етиқат аңлаштин келиду. Аңлаш болса Мәсиһ һәққидики сөз арқилиқ келиду.
18 Лекин сораймәнки: улар аңлимиғанму? Чүнки «уларниң авази пүткүл дунияға таралди вә сөзлири йәр йүзиниң булуң-пушқақлириға йәтти».
19 Амма сораймәнки: Исраил билмидиму? Алди билән, Муса: «Хәлқим болмиғанлар билән силәрдә қизғиниш қозғаймән, әқилсиз хәлиқ арқилиқ силәрдә қаттиқ ғәзәп қозғаймән»,— деди.
20 Йәшая җүръәтликкә толуп: «Издимигәнләр Мени тапти, Мениң тоғрилиқ соримиғанларға Мән рошән болдум»,— деди.
21 Исраил һәққидә болса: «Мән күн бойи итаәтсиз вә һакавур хәлиққә қолумни сунған едим»,— деди.