Римлиқларға 11:1—36
11 Демәк, сораймәнки: Худа Өз хәлқини рәт қилдиму? Һәргиз! Мәнму исраиллиқ, Ибраһим әвладидин, Бениамин қәбилисидин.
2 Рәббимиз алдин етирап қилған Өз хәлқини рәт қилмиди. Муқәддәс Язмиларда Илияс пәйғәмбәр Худаға Исраил һәққидә шикайәт қилғанлиғини һәҗәп билмәйдекәнсиләр?
3 «Йәһва, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурванлиқ супилириңни чеқивәтти, ялғуз мән қалдим, әнди болса улар мениң җенимниму алмақчи болушуватиду».
4 Худаниң униңға болған сөзлири немә дәйду? «Мән Баалниң алдида тиз пүкмигән 7 000 адәмни Өзәмгә елип қалдим».
5 Шуниңдәкла, һазирму мол меһирлик түпәйлидин талланған аз қисим пәйда болди.
6 Әгәр бу мол меһирлик түпәйлидин болса, ундақта уларниң ишлири бойичә әмәс, чүнки әксичә болғинида, мол меһирлик мол меһирлик болмайдудә.
7 Нәтиҗиси қандақ? Исраил тиришчанлиқ билән нәқ издигинини алалмиди, талланғанлар болса алди. Қалғанлири берәһимлишип кәтти,
8 худди Муқәддәс Язмиларда ейтилғинидәк: «Худа уларға чоңқур уйқа роһини, көрмәслик үчүн көзләрни, аңлимас үчүн қулақларни бәрди, һәтта мошу күнгичә».
9 Давутму мундақ дәйду: «Уларниң дәстихини уларға қапқан вә тор, вә путликашаң таш, вә җаза болсун.
10 Уларниң көзлири көрмәсликкә қараңғулушсун һәм уларниң бели мәңгүгә пүкләнсун!»
11 Шуңа сораймәнки: улар путлишип турмаслиққа жиқилдиму? Һәргиз! Лекин уларниң хата қәдимигә бола, уларда қизғинишлиқ қозғаш үчүн, башқа хәлиқләр адәмлиригә қутқузулуш мүмкин болди.
12 Әгәр уларниң хата қәдими дуния үчүн байлиқни вә уларниң саниниң азийиши башқа хәлиқләр кишилири үчүн байлиқни билдүрсә, уларниң толуқ сани нәқәдәр көп нәрсини билдүриду!
13 Әнди силәргә — башқа хәлиқләр адәмлиригә мураҗиәт қилимән. Мән өзәм башқа хәлиқләр үчүн әлчи болғанлиғимдин, өз хизмитимни мәдһийиләймән:
14 қандаш қериндашлиримда қандақту-бир қизғинишлиқни қозғап, уларниң бирмунчилирини болсиму қутқузалайдиғандимән.
15 Әгәр дуния үчүн уларниң рәт қилиниши яришишни билдүрсә, уларниң қобул қилиниши өлүмдин тирилгәнни билдүрмәмду?
16 Униңдин ташқири, әгәр дәсләпки мевиләрдәк елинған хемирниң бир қисми муқәддәс болса, у чағда пүтүн хемир муқәддәстур һәм әгәр дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду.
17 Әгәр шахлириниң бирмунчилири сундурулуп, сән явайи зәйтун көчити болсаңму, уларниң арисиға улинип, улар билән биллә зәйтунниң ширнилиқ йилтизидин озуқлинишқа башлидиң,
18 шуңлашқа шахларниң үстидин махтанма. Әгәр махтансаң, шуни ойлиғинки, сән йилтизни әмәс, йилтиз сени тутуп туриду.
19 Сән буниңға: «Шахлар мениң улинишим үчүн сундурулди», дәйсән.
20 Хош! Уларни етиқати йоқлуғидин сундурди, сән болсаң етиқатиң билән турисән. Тәкәббур ойлириңни қойғин һәм қорқунучта болғин,
21 чүнки әгәр Худа тәбиий шахларни айимиған болса, сениму айимайду.
22 Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғиға һәм Униң җиддийлиғиға баққин. Аҗрап кәткәнләргә — җиддийлиқ, саңа — меһриванлиқ, әгәр пәқәт Униң меһриванлиғида болуватсаң, әксичә әһвалда сәнму кесип ташлинисән.
23 Шундақла йәһудийларму әгәр етиқатсизлиқта қалмиса, улиниду, чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур.
24 Әгәр сән тәбиитиң бойичә явайи зәйтун дәриғидин кесип елинип һәм тәбиәткә қарши бағ зәйтуниға уланған болсаң, тәбиий шахлири өз дәриғигә техиму улиниду!
25 Қериндашлар, өзәңларни өз көзүңларда әқил-парасәтлик дәп чағлимишиңлар үчүн, силәрниң мошу муқәддәс сир тоғрисида хәвәрсиз қелишиңларни халимаймән: Исраилниң бир қисминиң берәһимлиши башқа хәлиқләр адәмлириниң сани толуқланмиғичә болиду,
26 шундақ қилип, пүтүн Исраил қутқузулиду. Йезилғандәк: «Сиондин қутқазғучи келип, Яқуптин рәзилликни нери қилиду.
27 Мән уларниң гуналирини елип ташлавәткәндин кейин, Мениң келишимим улар билән шундақ болиду».
28 Раст, хуш хәвәр үчүн улар силәргә бенаән дүшмәнләр, лекин Худаниң таллиши бойичә әҗдатлириға бола — Униң сөйгәнлири.
29 Чүнки Худа Өз һәдийәлири һәм чақириғи һәққидә ечинмайду.
30 Силәр авал Худаға итаәтсиз болғандәк, әнди уларниң итаәтсизлигидин силәргә рәһимлик көрситилди.
31 Һазир уларму итаәт қилмайватиду, шуңлашқа уларғиму әнди рәһимлик көрситилиши үчүн, силәргә рәһимлик көрситиливатиду.
32 Тәңримиз уларниң һәммисигә рәһимлик көрситиш үчүн, барлиғини итаәтсизликкә қамиди.
33 Аһ, Худа байлиғиниң һәм даналиғиниң, һәм илиминиң чәксиз чоңқурлуғи! Униң һөкүмлиригә әқил йәтмәслик һәм Униң йоллирини тәтқиқ қилалмаслиқ нәқәдәрдур!
34 «Ким Йәһваниң әқлини чүшинип йәтти яки ким Униңға мәслиһәтчи болди?»
35 Яки «ким Униңға авал берип, әнди У қайтуруши керәк?»
36 Һәммә нәрсә Униңдин һәм Униң арқилиқ вә Униң үчүндур. Униңға әбәдил-әбәт шан-шәрәп болғай! Амин.