Римлиқларға 13:1—14
13 Һәрқандақ җан жуқарқи һакимийәтләргә беқинсун, чүнки Худадин болмиған һакимийәт йоқ; моҗут һакимийәтләр Пәрвәрдигар уларға бәргән җайларни егилимәктә.
2 Шуниң үчүн һакимийәткә қаршилиқ қилғучи Худаниң орунлаштурған интизамиға қарши чиқиду, униңға қаршилиқ көрсәткәнләр болса, өзлири сораққа тартилиду.
3 Башқурғучилар яхши ишларға әмәс, бәлки яман ишларға қорқунучлуқтур. Һакимийәттин қорқушни халимамсән? Яхшилиқ қил вә униң махтишиға еришисән,
4 чүнки һакимийәт — бу сениң пайдаң үчүн Худаниң хизмәтчисидур. Лекин яманлиқ қилсаң, қорққин: у бекардин қилич есивалмиған, у — Худаниң хизмәтчиси, яманлиқ қилғучиға ғәзәп төкүдиған интиқамчидур.
5 Шуңлашқа силәрдә бу ғәзәпни әстә тутуш биләнла әмәс, бәлки виждан бойичиму беқиниш үчүн асаслиқ сәвәп бар.
6 Шу сәвәптин силәр селиқларниму төләватисиләр, чүнки улар кишиләрниң пайдиси үчүн Худаниң хизмәткарлири һәм мошу мәхсәткә дайим хизмәт қилиду.
7 Һәркимгә тегишликни бериңлар: кимгә селиқ — селиқ, кимгә баҗ — баҗ, кимгә қорқуш — қорқуш, кимгә иззәт-еһтирам — иззәт-еһтирам.
8 Бир-бириңларни сөйүштин башқа, һечкимгә һечнәрсидә қәриз болмаңлар, чүнки башқисини сөйгән киши Тәврат қанунини орунлиди.
9 Сәвәви қанунларниң топлими «нека вапалиғини бузма, өлтүрмә, оғрилима, башқисиниңкини халима», дегән һәрқандақ әмирләр биридила: «йениңдики кишини өзәңдәк сөйгин», дегәндә жиғилған.
10 Меһир-муһәббәт йенидикигә яманлиқ қилмайду, шуңлашқа меһир-муһәббәт — бу Тәврат қанунини орунлаштур.
11 Қандақ вақитта яшаватқиниңларни билип, шундақ қилиңлар. Силәр үчүн уйқидин ойғиниш вақит-саати кәлди, чүнки қутқузулушимиз етиқатчилар болған чағлиримизға қариғанда техиму йеқинлашти.
12 Түн өтүватиду, күн йеқинлашти. Өзүмиздин қараңғулуқниң ишлирини йешип ташлап, йоруқлуқниң қуралини асайли.
13 Күндүзгә мувапиқ диянәтлик һаят кәчүрәйли, әйши-ишрәткә вә шарапхорлуққа, зинахорлуққа һәм бузуқ жүрүш-турушқа, урушқақлиққа, вә көрәлмәсликкә йол қоймайли.
14 Әксичә, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһкә тәхлит қилип, тәнниң һәвәслирини қандақ орунлашни ойлаштурмаңлар.